Архип
2011-09-02
Түркийә билән хитай пәйшәнбә күни башланған “явро-асия йәрмәнкиси” ниң тунҗи күни үрүмчидә йеңи санаәт базиси қуруш һәққидики келишим рамкисиға имза қойған.
2011-09-02
Дуня банкиси башлиқи роберт золек хитайни агаһландуруп, әгәр хитай дәрһал ислаһат елип берип, һазирқи мәвҗут иқтисади қурулмини өзгәртмисә, иқтисади кризисқа патидиғанлиқини илгири сүргән.
2011-09-02
Ақсуниң 220 миң нопуслуқ ават наһийисидә 13 миң адәмниң һөкүмәткә ишләйдиған “қулақ” икәнлики вә уларниң пуқраларниң күндилик паалийитини назарәт қилишқа мәсул икәнлики елан қилинди.
2011-09-02
Ливийә исянчилири пайтәхт триполини ишғал қилғандин кейин из -дирәксиз йоқап кәткән ливийә диктатори казафий, түнүгүн сүрийә телевизийә қанили арқилиқ үналғу нутқи сөзләп, “узун муддәтлик партизанлиқ уруши” елип баридиғанлиқини җакарлиған.
2011-09-01
Америка дөләт мәҗлисиниң бир қисим әзалири малайшия һөкүмитини тәнқид қилипла қалмай, хитай һөкүмитидин малайшия қайтуруп бәргән 11 нәпәр уйғур мусапириниң из-дерикини беришни тәләп қилған.
2011-09-01
Түркийидә яшаватқан тонулған шаирә зәйнурә әйса ханим өзиниң өсмүрлүк дәврлиридә вәтәндә өткүзгән һейт күнлирини әсләп “бурунқи һейтлар аҗайип мәнилик өтәтти!” деди.
2011-09-01
Бүгүн 9-айниң 1-күни үрүмчидә явру-асия йәрмәнкиси башланди. Бу йәрмәнкә үчүн қоллинилған бихәтәрлик тәдбирлири ғәрб ахбарат саһәсиниң диққитини тартти.
2011-09-01
Қазақистан аммиви ахбарат васитилириниң мәлуматлириға қариғанда, 1-сентәбир күни пүткүл җумһурийәт бойичә 2 йерим милйон оқуғучиси бар 7741 мәктәп йеңи оқуш йилини башлиди.
2011-09-01
Пәйшәнбә күни явру-асия сода йәрмәнкиси қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири астида үрүмчидә рәсмий башланди.
2011-09-01
Америка дөләт мәҗлиси әзалири хитайни малайшиядин қайтуруп әкәткән уйғурларниң ақивити һәққидә мәлумат беришкә чақирди.
2011-09-01
Иран диний даирилири хитайда бесилған қуранларни алмаслиқ һәққидә хәлқни агаһландурған. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, иранниң диний китабларға мәсул ишханисиниң мудири әхмәд һаҗи шерифи тәннәрхи әзан дәп хитайда бесилған қуранда нурғун хаталиқларниң байқалғанлиқидин шикайәт қилған.
2011-09-01
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң радиомизға билдүрүшичә, куча наһийилик сақчи даирилири 26-авғуст җүмә күни 5 уйғурни һөкүмәтниң сияситигә қарши гәп қилип қойғанлиқи үчүн қолға алған.
2011-09-01
Париж шәһиридә ливийә йиғини рәсмий башлиниш алдида, ливийә қозғилаңчилирини ливийиниң вақитлиқ рәсмий оргини дәп тонуйдиған дөләтләрниң қатариға русийиму қошулди.