Архип
2012-12-31
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 2012-йилиниң ахирлишип, 2013-йилини күтүвелиш мунасивити билән пүтүн уйғур хәлқини йеңи йил билән тәбриклиди һәмдә өзиниң йеңи бир йилдики үмид-арзулирини ипадә қилди.
2012-12-31
Узун йиллардин буян дуня уйғур қурултийиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики хизмәтлиригә мәсул болуп кәлгән долқун әйса әпәнди 2013-йилиниң шәрқий түркистан дәвасиниң йеңи бир йили болидиғанлиқини билдүрди.
2012-12-31
Уйғур мәдәнийәт тарихидики өлмәс абидә “қутадғу билик” ниң авазлиқ нусхисиниң йеқинда рәсмий нәшр қилинип тарқитилиши уйғур аптоном районидики илим саһәсидикиләр арисида зор тәсир пәйда қилған.
2012-12-31
Японийә деңиз қоғдаш әтрити японийиниң якушима арилиға 180 километир келидиған японийә деңиз тәвәликидин “миңша йүйүн 05307” исимлик, 200 тоннилиқ белиқчилар кемисини 9 нәпәр белиқчи билән тутқан.
2012-12-31
Дуня уйғур қурултийи хитай дөләт кабинетиниң корла вә борталада башәгим, алатав шәһәрлирини қуруш қарарини тәнқидләп, буниң уйғурларға һечқандақ пайдилиқ ақивәт елип кәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
2012-12-31
Йеқинда сақчилар ғулҗа дөң мәһәллидә олтурушлуқ бир аилигә, атуштин меһман болуп келип қонуп қалған бир тиҗарәтчини сақчиға келип тизимға алдурмиған, дегән сәвәб билән җәриманә қойған.
2012-12-31
Таҗикистан даирилириниң дүшәнбә күни билдүрүшичә, өзбекистан 1-январдин башлап таҗикистанни тәбиий газ билән тәминләшни кесип ташлиған.
2012-12-31
Өткән йили нобел мукапатиға еришкән мәһбус лю шавбониң 26 айдин бери нәзәрбәнд астида туруватқан аяли люшяни, мушу айниң бешида тунҗи болуп америка бирләшмә агентлиқиниң мухбири йоқлиған иди.
2012-12-31
Явропада паалийәт елип бериватқан хитай демократик партийисиниң рәһбәрлиридин бири болған җаң йиң бүгүнки йеңи йил нутқида, хитай хәлқиниң йеңи йилини тәбриклигәндин кейин, хитайниң йеңи дөләт рәиси ши җинпиңдин күтидиған үмидлириниму оттуриға қойди.
2012-12-31
Шинҗаң хәвәр ториниң бүгүнки бир хәвиридин ашкарилинишичә, хитай даирилири уйғур райондики нефит туруба йоллириниң бихәтәрликидин қаттиқ әндишә қилмақта.
2012-12-29
Хитай һөкүмити 29 - декабир уйғур елигә йәнә бир йеңи шәһәр қурди. Бу шәһәр корлиниң башәгим райониға җайлашқан болуп, шәһәрни уйғур елидә турушлуқ ишләп чиқириш қурулуш армийиси билән уйғур аптоном райони бирликтә башқуридикән. Шәһәргә хитайчә “тйеменгуән” уйғурчә “башәгим” дәм нам берилгән.
2012-12-29
Хитайдики деңиз мәһсулатлириға болған еһтияҗниң ешиши хитайниң башқа дөләтләр болған мунасивәтлиригә риқабәт елан қилған болса, бәзи мунасивәтлик алимларни деңизидики белиқ мәнбәсиниң кемийип кетишидин ибарәт әндишигә салған.
2012-12-29
Йеңи йил һарписи келиш алдида хитай даирилири хитай яшлирини ата - анилирини йоқлашқа мәҗбурлайдиған бир қанун мақуллиди.
2012-12-28
Хәлқ хәлқ қурултийи даимий комитети җүмә күни тор контроллуқини күчәйтиш тоғрисидики қанун лайиһисини рәсмий мақуллиди. Тор абунитлириниң һәқиқий исмини ишлитип, тизимға алдуруши тәләп қилинған мәзкур қанун лайиһиси җүмә күндин башлап рәсмий күчкә игә қилинди.