Архип
2012-12-26
Австралийиниң сейдни шәһиридә өткүзүлгән 8 - нөвәтлик “австралийә уйғур лоңқиси” айланма мусабиқиси 12 - айниң 23 - күни башлинип 26 - күни мувәппәқийәтлик һалда аяғлашти.
2012-12-26
Бүгүн японийидики сайламда ғәлибә қилған японийә әркин демократчилар партийисиниң әзалири японийиниң сабиқ баш вәзири, мәзкур партийиниң рәиси шинзо абе башчилиқида йеңидин кабинт тәшкилләп, японийә йеңи һөкүмитини қуруп чиқти.
2012-12-26
Қирғизистанда йитишип чиққан уйғур йигити подполковник һәсәнҗан мухтароф өз кәспидә қирғизистан дөлитигә алаһидә төһпә қошупла қалмастин, бәлки уйғурларниң мәдәнийитини йүксәлдүрүш, ана тилини сақлап қилиш, яшларни тәрбийиләш йолидики иҗтимаий паалийәтлиригиму актип қатнишип, өз һәссисини қошуп кәлмәктә һәмдә хәлқниң һөрмәт вә алқишиға сазавәр болмақта.
2012-12-26
2012 - Йили 12 - айниң 24 - күни бәһрәйн дөлитиниң пайтәхти мәнамә шәһиридә “әрәб қолтуқиға җайлашқан дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши” ниң 33 - нөвәтлик чоң қурултийи чақирилди.
2012-12-25
Ғәрбликләрниң диний байрими болған роҗистива байрими мәзгилидә, хитайдики аммиви тор бекәтлиридә хитай яшлири арисида әвҗ еливатқан роҗистива байримини өткүзүш қизғинлиқи һәққидә муназириләр көпәйгән. Хитайдики уйғур тордашларму бу муназириләргә қатнашқан болуп, тор бекәтлиридә “уйғурлар роҗистива байрими өткүзсә боламду” дегән темида талаш - тартишлар көпәйгән.
2012-12-25
Рим папаси бенидикт 16 сәйшәнбә күнидики роҗистива дуасисда хитайға әркинлик, сүрийигә тинчлиқ тилиди. Нюйорк вақти гезитиниң бүгүнки хәвиридә йезилишичә, бу йил 85 яшқа киргән рим папаси бенидикт петер басилика черкавиниң балконида туруп роҗистива дуаси бәргинидә, мәйдандики 40 миң киши униң “әң қийин мәзгил, әң мушәққәтлик әһвалдиму, пүтүн дуня үмидвар болуши керәк. Тоқунуш давамлишиватқан сүрийә вә зораванлиқ йүз бериватқан җайларда уруш аяқлишип, тинчлиқниң әмәлгә ешиши үчүн дуа қилайли.” дегән сөзлирини аңлиған. Папа дуасида хитайни алаһидә тилға елип мундақ дегән: “хитайниң йеңи рәһбәрлири динниң дөләткә қошқан төһписигә һөрмәт қилиши керәк. Уларни сақлаватқан муқәддәс вәзипә достанә һәм муһәббәтлик җәмийәт қуруш.”
2012-12-25
Радиомиз хитай бөлүминиң игилишичә, сәйшәнбә күни 25 - декабир күни хитай түрмисидә йетиватқан 2010 - йиллиқ нобил тинчлиқ мукапати саһиби лю шиявбони қоюп беришни тәләп қилип имза топлиғучилар сани 390 миңдин ашқан.
2012-12-25
Хитай һөкүмәт мәтбуатлириниң 25 - декабир сәйшәнбә күнидики хәвәрлиридин мәлум болушичә, йеқинда хитай сақчилириниң хитайдики йүннән, гуаңдуң, сичүән, әнхуй, фуҗйән қатарлиқ 9 өлкидә елип барған адәм бедиклиригә зәрбә бериш һәрикитидә, адәм бедиклиридин 355 нәпәрни қолға алғанлиқи ашкариланған.
2012-12-25
Өзбекистан пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ институтиниң тарих тәтқиқатчиси кубатин әндрей әпәнди, тарихта уйғурлар билән өзбекләрниң бир хәлқ икәнликини, тарихта уйғур вә өзбекләр өзлирини бир хәлқ дәп қарайдиғанлиқини, уйғур, өзбек дегән аталғуни тәләппуз қилмастин, әнҗанлиқ, ташкәнтлик, қәшқәрлиқ, турпанлиқ дәп атишидиғанлиқини, 1924 - йилларда руслар бу хәлқни иккигә айрип, әнҗан вә пәрғанә тәрәптикиләрни өзбек, шәрқий түркистан тәрәптикиләрни уйғур дәп икки хәлққә айривәткәнликини оттуриға қойди вә уйғур, өзбек тиллирини икки тил әмәс, икки шивә дейишкә болиду, деди.
2012-12-25
Мәркизи истанбулға җайлашқан уйғур академийиси җәмиийтиниң уюштуруши билән үчинчи қетимлиқ уйғур магистир вә доктор оқуғучилири илмий муһакимә йиғини 23 - декабирда истанбул зәйтибурну райониға җайлашқан деңиз фәнәри җәмиийити йиғин залида “достимиз илим - мәрипәт, дүшминимиз наданлиқ вә җаһаләт” шуари астида ечилди.
2012-12-25
Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди түркийиниң ақсарай вилайитидә бәргән доклатида : “түркийидә шәрқий түркистан мәсилиси аңлитилмиған җай қоймаймиз” деди. 24 - Декабир күни түркийиниң оттура қисимиға җайлашқан әң чоң вилайитидин бири болған ақсарай вилайитиниң мәркизи ақсарай шәһиридә уйғурлар һәққидә бир йүрүш паалийәтләр өткүзүлди.
2012-12-25
Йәкшәнбә күнидин тартип стокһолимда давамлишиватқан шималий явропа ислам бирликиниң 32 - нөвәтлик муһакимә йиғинида шәрқий түркистан вә уйғур мәсилиси муһим тема сүпитидә оттуриға чиқти.
2012-12-25
Хәлқара мунасивәтләр тәтқиқатчиси лоренз өзиниң “1954 - йилидин 1962 - йилғичә болған хитай, һиндистан мунасивити” дегән әсириниң “тибәт мәсилиси” дегән бабида хитай хәлқ җумһурийитиниң башқа дөләтләр билән түптин охшимайдиғанлиқини ейтиду.
2012-12-25
“русийә авази” тор бетидә йеқинда “хитай оттура асияни ишғал қиливатиду” мавзулуқ обзор елан қилинди.