Архип
2012-09-30
Америка әскәрлири ирақтин чиқип кәткәндин кейин бир мәһәл тинч өткән ирақта йәнә партлашлар мәйданға кәлди. Йәкшәнбә күни ирақниң шиә мусулманлири районида партлаш йүз берип, коп санда адәм өлгән. Америка авазиниң хәвәр қилишичә, йәкшәнбә күнидики бир қанчә җайда йүзбәргән партлашларда кәм дегәндә 32 адәм өлгән.
2012-09-30
Америка президенти сайлими йетип келиш алдида туриватқан бу күнләрдә америкида сайлам паалийәтлири күчәймәктә. Шәнбә америка президент намзати вә һазирқи президент барак обама шәнбә күни нутуқ сөзләп, асаслиқи иқтисадий мәсилиләр һәққидә тохталған. Җумһурийәтчиләрдин келип чиққан президент намзити ромнейму нутуқ сөзләп, қандақ қилғанда техиму қудрәтлик америка қуруп чиқиш мумкинликини дәлиллигән. Новәттә, бу икки намзат нәқ мәйдан муназириси өткүзүшкә тәйярлиқ қилмақта. Мәзкур муназирә президент сайлимидики әң муһим вә әһмийәтлик паалийәт һесаблиниду.
2012-09-30
Йәкшәнбә күни түркийиниң һакимийәт йүргүзүватқан партийә адаләт вә тәрәққият партийисиниң қурултийида сөз қилған баш министир тайип әрдоған түркийиниң демократик тәрәққият модели һәққидә тохталғанда, түркийиниң демократик тәрәққиятиға юқири баһа бәргән. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әрдоған сөзидә он йил ичидә түркийиниң райондики күч дөләткә айланғалиқи, иқтисадий җәһәттин тез тәрәққи қилғанлиқини көрсәткән.
2012-09-29
Америкида чиқидиған дов җонес хәвәрләр торида көрситишичә, хитай дөләт игидарлиқидики нефит гуруһи - җуңго нефит химийә ширкити уйғур елидики бәзи нефит вә тәбиий газлиқларға чәтәл ширкәтлирини мәбләғ селишқа тәклип қилмақта икән.
2012-09-29
28 - Сентәбир америка президенти обама бир хитай ширкитиниң америка оригон штатиға җайлашқан шамал енергийә мәйданини өткүзүвелишиға қарши чиқип, сетивелиш тохтамини бикар қилған.
2012-09-29
Мусулманларға қарши филим ишләп пүтүн дуня миқясидики мусулманларниң ғәзипини қозғиған калифорнийилик филим ишлигүчи пәйшәнбә күни түрмигә ташланди.
2012-09-29
Хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин буянқи 63 йилдин бери, хитай компартийисиниң уйғурлар, моңғуллар, тибәтликләр үстидин йүргүзүп келиватқан миллий қирғинчилиқини әйибләш вә паш қилиш мәқситидә, японийидики уйғурлар, моңғуллар, тибәтләр вә инсанпәрвәр японийиликләр токйода җәм болуп, чоң көләмлик намайиш елип барди.
2012-09-28
Мухбиримизниң 5 - июлдин кейин из - дерәксиз ғайип болғанларни ениқлашлири давамида, хитай сақчилириниң бу мәзгиллләрдә адәм тутқанда өз кимликлирини йошурғанлиқи, җүмлидин аптомобилиниң номур тахтисини еливәткән яки үстини лата билән етип қойғанлиқи ашкариланди. Әқәллий бир мәлумат шуки, адәттә қанун дөләтлиридә сақчилар вәзипә өтигәндә форма кийим вә хизмәт аптомобили билән кәлгәндин башқа, алди билән өзиниң кимликини мәлум қилиду. Ундақта хитай қораллиқ күчлириниң мәзкур қилмиши қандақ бир буйруқ яки қандақ бир вәзийәтниң инкаси?
2012-09-28
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омумий қурултийи 25 - синтәбир күни америкиниң нюйорк шәһиридә башланди. Қурултайға дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән 120 дин ошуқ дөләтниң рәһбәрлири қатнашқан болуп, дуня вәзийитидә җиддий давалғушлар йүз бериватқан бир мәзгилдә тоғра кәлгән бу йиғинда улар, өз дөлитиниң мәнпәәтини қоғдиған асаста дуняда тинчлиқини қандақ бәрпа қилиш тоғрисида өзиниң мәйданини ипадилиди.
2012-09-28
Җалалидин руминиң қәбриси вә әнәнивий түрк мәдәнийәт пуриқини сақлап қелиши билән, түркийиниң әң қәдимий шәһәрлиридин бири һесаблинидиған коня шәһиридә тоққузинчи нөвәтлик хәлқара мистик музика фестивали өткүзүлди.
2012-09-28
Сахта шаир “қәмәр” ниң шеирлирида ишлитилгән хитайчә сөзләр, хәт услуби, илгири сүрүлгән идийә вә мәзмун һәмдә қәғәзниң қәдимийлик дәриҗиси қатарлиқ нурғун тәрәпләрдики гуманлиқ нуқтилар яң лйәнниң мақалиси елан қилиниш билән бир - бирләп оттуриға чиқиду.
2012-09-28
Японийилик хитай ишлири тәтқиқатчиси һигаши таро “хитайға қараң” тор бетидә 9 - айниң 24 - күни “хитай қанун әмәлдариниң кабул сәпири вә шәрқий түркистан мәсилиси” намлиқ мақалисини елан қилған болуп, мәзкур мақалини аптортөвәндикидәк башлайду.
2012-09-28
Һәммигә мәлумки, һәр қандақ инсан һәр вақит тәрбийигә вә нәсиһәткә муһтаҗ. Бир һәдистә:“дин нәсиһәттур”дәп кәлгән. Шуңа биз һәр вақит чоңларниң вә устазларниң нәсиһитигә муһтаҗмиз. Йеқинда түркийидики“маарип вә һәмкарлиқ җәмийити”ниң қурғучиси абдулһеким мәхсум һаҗим сәуди әрәбистанида зиярәттә болған пурситидин пайдилинип, сәуди әрәбистанидики уйғур яшлириға нәсиһитини қилған.
2012-09-28
28 - Сентәбир күни алмата шәһири абдулла розибақийеф намидики 153 - гимназийидә атақлиқ мәрипәтчи, пешқәдәм устаз савут кибирофни 100 яшқа толуш мунасивити билән хатириләш паалийити өткүзүлди.