Архип
2012-03-05
Виладимир путин русийә президент сайлимида 64% авазға еришип утуп чиқти. Сайлам нәтиҗисиниң елан қилиниши билән, путинни қоллиғучи вә қарши турғучилар болуп нәччә онмиңлиған киши москвада намайиш өткүзүп, тәбрик вә наразилиқлирини билдүрүшти.
2012-03-05
Хитайниң санаәт вә учур техникиси министирлиқи йеқинда һөкүмәт аптомобиллирини сетивелишниң қаидә - түзүмлири һәққидә йеңи бир бәлгилимә лайиһисини оттуриға қойған.
2012-03-04
Русийә дөләт мудапиә министирлики қирғизистандики һәрбий базиси үчүн төләшкә тегишлик болған 15 милйон долларни төләшни қарар қилған.
2012-03-04
Йеқинда уйғур аптоном райони даирилири уйғур елиниң җәнубидики қәшқәр, хотән, ақсу вә қизилсудин ибарәт төт вилайәт вә област тәвәсидә һәр йили 1200 нәпәр мәмурий хизмәтчи қобул қилиш сияситини әмәлгә ашуридиғанлиқини елан қилди. Мәзкур қарар бойичә юқирида нами аталған вилайәт вә област тәвәсидә нопуси бар оттура техником вә алий мәктәп пүттүргән яшларға нисбәтән етибар бериш чариси қоллинип, һәр йили 1200 адәмни мәмурий хизмәткә орунлаштуруш бәлгиләнгән.
2012-03-04
Хитай 2012 - йилидики һәрбий хамчотини 11.2% Ашурған болуп, бу һәқтә хитай хәлқ қурултийиниң баянатчиси ли җавшиң рәсмий мәлумат бәргән.
2012-03-04
Йәкшәнбә күни русийәдә президент сайлими өткүзүлди. Русийиниң төт чоң районида президент сайлиминиң беләт ташлиши башланған болуп, русийиниң земини наһайити кәң болғанлиқи үчүн йирақ шәрқтә беләт ташлаш вақти билән явропа қисимидики беләт ташлашта вақит пәрқи чоң. Нәтиҗидә, пүтүн сайлам вақти үчүн 21 саәт кетидикән.
2012-03-03
Хитайниң “шинхуа” тори шинҗаң қанили бу йил киргәндин буян мәхсус уйғуртили дәрс программиси тәсис қилған болуп, мәзкур программа һазирғичә 8 сан ишләнди.
2012-03-03
Өткән йили 9 - айда хитай һөкүмити тәйинлигән чирик әмәлдарларни өз йезидин қоғлап чиқирип қаршилиқ көрсәткән вукән йезидики деһқанлар 3 - март беләт ташлап өз йеза башлиқини демократик усулда сайлап чиқти.
2012-03-03
Хитайниң екологийилик муһитни қоғдаш министирликиниң муавин министири хитайдики учтин икки қисим шәһәрләрниң һава сүпити йеңи бәлгилигән өлчимигә тошмайдиғанлиқини билдүрди. Мәлум болушичә, хитай мәркизий һөкүмити йеңи бәлгилигән бу һава сүпити өлчими 2016 - йили рәсмий күчкә игә болидикән.
2012-03-03
3 - Април күни ички моңғулниң тоңляв шәһиридә, хитай ширкәтлириниң чарвичиларниң яйлақлири һәм терилғу йәрлирини игиливелишиға қарши чиққан 22 нәпәр моңғул чарвичиниң қолға елиниш вәқәси чәтәлләрдики моңғул тәшкилатлириниң әйиблишигә учриди.
2012-03-02
Радиомиз қағилиқтин игилигән әһваллардин мәлум болушичә, 28 - феврал қағилиқ базири вәқәсидин кейин, қағилиқта җиддий һаләт йүргүзүлгән. Қағилиқ наһийисидин зияритимизни қобул қилған хитай пуқралири, бу қетимлиқ вәқәдә асаслиқ һуҗум нишаниниң базарда сода қиливатқан хитай тиҗарәтчилири икәнликини билдүрүп, вәқәниң хитай көчмәнлирини вәһимигә салғанлиқини, һәтта бир қисим хитай көчмәнлириниң өз юртлириға кетиватқанлиқини билдүрди.
2012-03-02
Хитайниң икки чоң йиғини ечилиш алдида турғанда, бүгүн мәмликәтлик сияси кеңәшниң баянатчиси җав чиҗең алдин ахбарат йиғини ечип мухбирларға, чуңчиң шәһириниң муавин башлиқи ваң лиҗүн рухсәт сориди, хәлқ қурултейи ечилғанда силәр чуңчиңниң шәһәр башлиқи бо шиләйни көрисиләр, уни зиярәт қилиңлар, дәп җакарлиди.
2012-03-02
Қәшқәрниң қағилиқ наһийисидә һуҗум қилиш вәқәси йүз берип әң аз 20 кишиниң өлгәнлики мәлум болғандин кейин хәлқара мәтбуатлар мәзкур вәқәгә көңүл бөлүп, бу һәқтики хәвәрләргә кәң орун бәрди.
2012-03-02
Түркийидики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири, хитай мәдәнийәт йили мунасивити билән паалийәт елип бармақчи болуватқан түркийиниң һәрқайси вилайәтлиридә доклат бериш йиғини өткүзүш паалийитини давамлаштурмақта.
2012-03-02
Өзбек диний алим абидхан нәзәруф 2 - айниң 23 - күни шветсийидә намәлум кишиләр тәрипидин оқ етиш арқилиқ сүйиқәсткә учриған, бешиға оқ тигип иғир яриланған абидхан нәзәруф һазир шветсийидә мәлум дохтурханиниң җиддий қутқузуш бөлүмидә икән.