Архип
2012-08-18
Бир гуруппа япон милләтчилири вә парламент әзалири олтурған бир кемә әтрити шәнбә күни бейҗиң даирилириниң агаһландурушиға қаримай японийә билән хитай арисида талаш - тартиш қилиниватқан деңиз тәвәликигә қарап йолға чиқти. японийә милләтчилириниң бу символ характерлик һәрикити хитайниң қаттиқ наразилиқини қозғиди.
2012-08-18
Сүрийә муавин президенти фаруқ әл шараниң өктичиләр тәрәпкә өтүп кәткәнлики хәвәр қилинғандин кейин, сүрийә һөкүмити бу һәқтә баянат елан қилип бу һәқтики хәвәрләрни инкар қилди.
2012-08-17
Әссаламу әләйкум қериндашлар, пүтүн дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларни, мусулманларни роза һейт мунасивити билән тәбрикләймиз! әл - җамаәт, уруқ - туғқан җәм болидиған бу улуғ айәм күни мунасивити билән, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим вәтән ичи вә сртидики барлиқ уйғурларға һейтлиқ салам йоллиди.
2012-08-17
1993 - Йили әксилинқилавий тәшкилат қуруш билән әйиблинип 12 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған мәшһур диний зат керәм абдувәли җаза муддити тошқандин кейин йәнә 3 йиллиқтин арқа - арқидин 4 қетим җаза муддити узартилған.
2012-08-17
Һүрмәтлик радио аңлиғучилар, он тоққузинчи авғуст күни пүтүн дунядики бир йерим милярд мусулман муқәддәс рамизан ейини ибадәт вә сахавәт билән тамамлап, рози һейтни тәнтәнә билән күтүвалиду.
2012-08-17
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси абдуришит турдиниң тәшкиллиши билән, алмата әтрапидики уйғурлар 16 - авғуст күни иптар паалийити уюштуруп, хитай һакимийитиниң уйғур илида елип бериватқан бастуруш сиясәтлирини әйиблиди.
2012-08-17
Уйғур илидә милләтләр иттипақлиқи паалийити қанат яйғили 30 йиллар болуп қалған болсиму, милләтләр иттипақ болалмиди. яратқан үлгиләр хәлқниң қәлбидин орун алалмиди.
2012-08-17
Қазақистан аммивий ахбарат васитилири йеқинда алмата вилайитиниң ақсай өңкүридә йүз бәргән қирғинчилиқ вәқәси һәққидә хәвәрләрни тарқитишни давам қилмақта.
2012-08-17
15 - Вә 16 - авғуст күнлири сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррә шәһиридә чақирилған“ислам һәмкарлиқ пәвқуладдә қурултийи”ниң қарарлири елан қилинди.
2012-08-17
Уйғур елиниң байинғолин областидики бир гуруппа чарвичилар билән у йәрдә кан ечиватқан хитай көчмәнлири арисида өткән һәптә тоқунуш келип чиққан.
2012-08-17
Пәйшәнбә күни кенийә пайтәхти найробида нәччә йүзлигән тиҗарәтчи намайиш өткүзүп, хитай пуқралириниң кенийидә тиҗарәт қилишиға қаршилиқ билдүргән.
2012-08-17
Нөвәттә бейҗиңда яшаватқан хитай өктичи сәнәткар әй вейвей, өткән һәптә америкиниң ташқи сиясәт журнилида пикир баян қилип, хитайдики милләтләр мәсилисиниң йилтизини көрситип өтти.
2012-08-17
Хитайниң уйғур районлуқ һөкүмити алдинқи күни қош тил маарип дәрсликини түзитиш мурасими өткүзгән.
2012-08-17
Әнглийилик содигәр нейл һейвудни қәстләп өлтүргән гу кәйләй үстидин өткән һәптә сот ечилип, униң қатиллиқ җинайити бекитилгән, әмма берилидиған җаза һәққидә һөкүм елан қилинмиған иди.