Архип
2012-08-03
11 Айниң султани дәп аталған рамизан ейи мусулманларниң хасийәтлик бир ейидур. Бу айда түркийидики һәр қайси шәһәр, наһийилик һөкүмәтләр, аммивий тәшкилатлар иптар чедирлирини қуруп хәлққә иптар зияпити бәрмәктә.
2012-08-03
Бултур алматада нәшр қилинған, тарихчи, архиолог абдукерим сабитофниң “тарихниң өчмәс излири” намлиқ китабида вәтәнпәрвәр шаир лутпулла мутәллипниң гоминдаң басмичилири тәрипидин қандақ өлтүрүлгәнлики һәққидики тарихий баянлар бар.
2012-08-03
Әнә шундақ мавзу астида йеқинда русийә мосулманлириниң “исламнюс. Ру” ахбарат йеңилиқлири сәһиписидә мақалә елан қилинған болуп, униңда хитай даирилириниң уйғур елидә елип бериватқан диний әркинликни бастуруш сиясити паш қилинған.
2012-08-03
4 - Авғуст сәмән йоли вәқәсиниң төт йиллиқ хатирә күни йитип кәлди. Чәтәлдики бәзи уйғурлар 2008 - йили 8 - айниң 4 - күни йүз бәргән бу вәқәни садир қилғучи абдурахман азад вә қурбанҗан һемиттин ибарәт икки уйғур пидаийни һәр йили һәрхил шәкилләрдә әсләп кәлмәктә.
2012-08-03
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт баянатчиси ху хәнмин, уйғур елидә оқуғучи-оқутқучи, ишчи-хизмәтчиләрниң роза тутуши мәни қилинғанлиқ мәсилиси һәққидә тохтилип, бу тәдбир уларниң саламәтликидин әнсирәп йолға қоюлғанлиқини билдүргән.
2012-08-03
Бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти уйғур аптоном райони даирилириниң роза тутуш қатарлиқ диний ибадәт паалийәтлирини чәклигәнлики һәққидә тохтилип, хитай даирилириниң уйғур мусулманлириға башқа мусулман милләтләрдин пәрқлиқ муамилә қиливатқанлиқини тәнқид қилған вә хитайниң мәзкур сиясити йеңи мәсилиләрни кәлтүрүп чиқирилғанлиқини агаһландурған.
2012-08-03
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америка “илим-пән” журнилида пәйшәнбә күни тәнқид мақалиси елан қилип, америка һөкүмити хираҗәт билән тәминлигән бәзи теббий тәтқиқат түрлириниң хитайдики зәһәрлик чекимлик йиғивелиш орунлирида елип берилғанлиқи вә зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрни тәҗрибә қилип, кишилик һоқуққа таҗавуз қилғанлиқини тәнқид қилған.
2012-08-03
Америка дөләт ишлар министирлиқи җүмә күни хитайниң җәнубий деңиздики сәншада гарнизон қурғанлиқини тәнқид қилип, хитайниң һәрикити җәнубий деңизниң җиддийликини пәсәйтишкә пайдисиз, дәп көрсәтти.
2012-08-03
Күнәс йәрлик даирилири пәйшәнбә күни ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, мәзкур наһийидә йүз бәргән 31-июл тағ гүмүрүлүш вәқәсидә тағ астида қалған 28 кишиниң мутләқ көп қисминиң өлгәнликини елан қилған.
2012-08-02
Америка дөләт ишлар министирлиқи алдинқи күни 2012-йиллиқ террорлуқ доклати елан қилип, хитайниң террорлуққа қарши туруш баһанисидә уйғурларни бастуруватқанлиқини тәнқид қилди.
2012-08-02
Чегра һалқиған аяллар һоқуқи тәшкилати бирләшкән дөләтләр тәшкилати аяллар һоқуқи комитетини хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сияситигә диққәт қилишқа чақирди.
2012-08-02
Лондон олимпик мусабиқисидә һазирғичә әң көп алтун медал алған хитайниң нәтиҗиси, хитай тәнһәрикәтчиләрниң йетиштүрүлүш усуллири һәққидики талаш-тартишларниму бирликтә елип кәлди.
2012-08-02
Хитай мәтбуатлири 2-авғуст күни бәргән хәвиридә ақсу, қәшқәр, үрүмчи қатарлиқ җайлардин қолға елинған 20 нәпәр уйғурға юқириси 15 йил, әң төвини бир йерим йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилғанлиқини хәвәр қилди.
2012-08-02
Һазир америкида туруватқан әма хитай өктичи чен гуаңчиң тунҗи қетим америка дөләт мәҗлисидә зиярәттә болди.