Архип
2013-12-06
Бүгүн америка дөләт мәҗилисидә ечилған 2013 - йиллиқ лантос кишилик һоқуқ мукапати йиғинида уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим йәнә қизғин алқишқа еришти. Америка дөләт әрбаблири, һәрқайси дөләтләрниң әлчилири вә дунявий кишилик һоқуқ паалийәтчилири болуп 500дин артуқ киши қатнашқан бу мурасимда, рабийә ханим алдинқи рәттә орун алғандин башқа, йиғин риясәтчисиниң алаһидә тонуштурушиға вә йиғин қатнашчилириниң қизғин алқишиға еришти.
2013-12-06
Җу юңкаңниң қолға елинғанлиқ хәвири тарқалғандин кейин, униң қолға елинишидики җинайи пакитларму ашкарилинишқа башлиди.
2013-12-06
Түркийәниң әң яхши үниверситетлиридин бири болған оттура шәрқ техника үниверситетида оқуш җәрянида нурғун йеңи иш пиланлирини оттуриға қоюп мукапатларға еришкән дилһаят баришчи ханим, 2013 - йиллиқ түркийәниң әң муваппәқийәтлик 10 яш қатариға кирди.
2013-12-06
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-12-06
2014 - Йили нато вә америка күчлириниң афғанистандин чекидинғанлиқи илгири сүрүлди, әмма афғанистан әскәрлирини һәрбий мәшиқ қилдуруш, мәслиһәт бериш вә һәмкарлишиш үчүн бир қисим әскири күчниң афғанистанда қалидиғанлиқи билдүрүлди.
2013-12-05
Муһәммәт бағраш уйғур оқурмәнләр тәрипидин әсәрлири сөйүп оқулған язғучиларниң бири. Униң туюқсиз вапати бүгүнки уйғур әдәбияти үчүн йәнә бир йоқитиштин дерәк бәрмәктә.
2013-12-05
Хитай сақчилири нурунгул тохтини тәкшүрүп һичқандақ гунаһ тапалмиғандин кейин, қоюп беришниң алдида һөкүмәт тәрәптин күтидиған тәләплирини сориған. Нурунгул дәсләптә өзигә гунаһтин бирни артип кесиветишни тәләп қилған.
2013-12-05
Америка муавин президенти җов байден пәйшәнбә күни хитай америка сода уюшмисида қилған сөзидә америка билән хитайниң универсал кишилик һоқуқ вә ахбарат әркинлики қатарлиқ мәсилиләрдә ихтилапи барлиқини билдүрүп, хитайда турушлуқ америка мухбирлириға қандақ муамилә қилиш мәсилиси оттуридики еғир ихтилапларниң бири икәнликини билдүрди.
2013-12-05
1 - Декабир күни хитай сиясий қанун комитетиниң сабиқ секретари, хитай сияси бюрусидики 9 әзаниң бири болған җу йүңкаң вә униң аяли қатарлиқларниң қолға елинғанлиқи һәққидики хәвәр күчлүк муназирә қозғиди. Хәлқара мәтбуатлар вә тор гезитлири хәвәрлиридә җяң земинниң йеқин адими җу йүңкаңниң қолға елиниши хитай компартийисиниң юқири қатлимида қандақ өзгиришләрни елип келиши һәққидә мулаһизә қилишмақта.
2013-12-05
2013 - Йили тунҗи қетим түркийәниң әскишәһир шәһиридә түрк дуняси нахша мусабиқиси өткүзүлмәкчи. Бу мусабиқигә 20 дөләттин нахшичилар қатнишиду. Мәзкур мусабиқигә қатнишидиған нахшичилар сани түркий милләтләрниң нопусиниң аз - көпликигә қарап бәлгиләнгән. Мусабиқә икки шаллаш мусабиқиси, бир һәл қилғуч мусабиқидин тәркип тапқан.
2013-12-05
Уйғур хәлқи тарихтин буян рәңдар турмуш адәтлиригә игә. Уйғурлар әзәлдин гүзәлликни сөйидиған, асрайдиған вә униңға әһмийәт беридиған хәлқ. Җүмлидин уйғур ханим - қизлириму өзиниң тәбиий гүзәлликини сөйүш билән биргә өзидики бу гүзәлликләрни асраш, сақлаш йүзисидин өзиниң турмуш адәтлиридә узундин буян түрлүк тәбиий пәдаз буюмлирини қоллинип кәлмәктә.
2013-12-04
Өткән йәкшәнбә күни атуш шәһәрлик сақчи идарисиниң хадимлири йәр дәвагири сәми нияз акиға тәһдит салған вә бундин кейин чәтәл мухбирлириниң телефон зияритини қобул қилмаслиққа агаһландурған.
2013-12-04
Оттура асиядики “5 стан” бойичә әң зор топ вә парчә сетиш түрлүк маллар базири болған, алмутаға җайлашқан барахолкида 17-ноябир сәһәр 6 тидә от апити йүз берип, от 14 саәт көйгән.
2013-12-04
Кепилликкә қоюп берилидиғанлиқини билгән нурунгүл тохти сақчиларға өзиниң гунаһсиз икәнликини тәкрар билдүрүп, шәртсиз қоюп беришни тәләп қилиду вә әгәр кепилликкә қоюп берилидиған иш болса қамақханидин чиқмайдиғанлиқини ейтиду.
2013-12-04
Истанбул университетиниң аспиранти мутәллип имин, бу йил 7-айда хитай җ х даирилири тәрипидин бейҗиң айродромида тутуп қелинип, һечқандақ қануний рәсмийәтсиз 79 күн нәзәрбәнд қилған. Бу йил 10-айда кимлик вә паспорти тартивелинип қоюп берилгән.