Архип
2013-12-27
Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанниң хиянәтчиликкә четилип қалған 3 нәпәр ички кабент министири, өктичиләрниң шундақла түрк җамаәтчиликиниң қаттиқ бесимиға чидиялмай, чаршәнбә күни вәзиписидин истепа беришкә мәҗбур болған иди.
2013-12-27
Йеқинда алматадики “мир” нәшрият өйидин қазақистанниң тонулған уйғур язғучиси, қазақистан язғучилар иттипақи әзаси алимҗан бавдинофниң “өтнә аләм” намлиқ романи йоруқ көрди.
2013-12-27
Истанбулда тәшвиқат саһәсидә уйғурлар үчүн бир йеңилиқ оттуриға чиқти. Истанбулда программа тарқитиватқан қуддус телевизийә қанилида шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида мәхсус программа тарқитилишқа башлиди.
2013-12-27
12-Айниң 26-күни японийә баш вәзири шинзо абениң ясукуни бузуруквалар мазирини тавап қилиши хитай билән корейәни қаттиқ биарам қилди. Икки дөләт һөкүмити шу күни буниңға инкас қайтуруп наразилиқини билдүрди.
2013-12-27
1944-Йили ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң пешқәдәм офитсерлиридин абдурусул тохтийоф ака өзиниң ғени батурға әгишип нилқидин ғулҗиға һуҗум қилған вақиттин тартип таки манасқа барғичә барлиқ җәңләргә қатнишип, ғази болғанлиқини аңлатти.
2013-12-26
Йеқинқи йиллардин бери уйғур диярида йүз бериватқан вәқәләрниң көплүки вә хәлқарада уйғур мәсилисиниң юқири көтүрүлүшигә әгишип уйғур мәсилиси давамлиқ һалда түрк ахбарат васитилиридиму орун елишқа башлиди.
2013-12-26
Йеқиндин буян хитайниң уйғур дияридики ахбаратлири, “диний әсәбийлик идийисиниң сиңип киришигә қарши туруш”, дегәнгә охшаш мәзмунларда йиғин ечиш вә тәшвиқ қилиш паалийити йүргүзүватиду.
2013-12-26
Хитай аммиви ахбарат васитилириниң мәлуматлириға асасланған бу мақалидә ейтилишичә, хитай туғут саниниң азлап кетиши вә омумән аһалә санидики өзгиришләр мунасивити билән, пиланлиқ туғут сияситигә өзгәртиш киргүзүш һәққидә қанунни муһакимә қиливатмақта.
2013-12-26
2013-Йили 12-айниң 17- вә 18 күнлири сәуди әрәбистанниң мәдинә мунәввәрә шәһиридики ислам университетида һәр қайси дөләт оқуғучилириниң өзлириниң мәдәнийитини вә өрп-адәтлирини тонуштуруш паалийити елип берилған болуп, уйғур оқуғучиларму бу паалийәт үчүн тәйярланған залдин орун алған.
2013-12-26
Өткән бир йилда уйғур елида йүз бәргән қанлиқ тоқунушларниң күнсайин көпийиши дуняви таратқуларниң әрәб-ислам дунясиниң уйғур мусулманлири вә уларниң йеқинқи сиясий реаллиқиға болған қизиқиши мәлум дәриҗидә ешип бармақта.
2013-12-25
Булақсудики вәқәниң бир йәр асти диний мәктәпниң байқилиш вә тақилиш вәқәси икәнлики ашкариланди. Мәлум болушичә, шу вәқәдә аз дегәндә 50 киши сорақ қилинған вә бир тәрәп қилинған.
2013-12-25
Чәтәлләрдики көзәткүчиләр уйғур елидики зиярәтлири җәрянида хитай һөкүмитиниң уйғурларниң тили, дини, мәдәнийитини чәкләватқанлиқини, уйғур елидики иқтисадий мәнпәәтләрдин асасән хитай көчмәнлириниң бәһримән болуватқанлиқини көзитип паш қилмақта.
2013-12-25
“гүлән” тәхәллусидики язмилири билән тонулған уйғур зиялийси вә ана тил маарипи тәшәббусчиси абдувәли аюпниң қолға елиниши һәмдә униң түрмидики наениқ қисмити нурғунлиған кишиләрни тәшвишкә салмақта.
2013-12-25
Чәтәлдики бәзи хитай мутәхәссислириниң қаришичә, хитай һөкүмити террорлуқни давамлиқ суйиистемал қиливатқан болуп, әмәлийәттә террорлуқниң бөшүки хитайниң уйғурларға қаратқан сиясити икән.
2013-12-25
Чар русийә һөкүмитиниң 19-әсиргә аит мәхпий архиплири арисидин 1880-йили, чар русийә һөкүмитиниң чиң сулалисигә қарши қәшқәрийә дөлитини қуруп, униңға яқуп бәгниң оғлини баш қилиш пиланиға аит һөҗҗәтләр тепилған болуп, рус алимлири бу архипларни ашкарилиди.