Архип
2013-12-25
Қиш пәслидики чаңға тейилиштин ибарәт тәнтәрбийә түриниң уйғур аптоном районниң алтай тағлирида дуняда әң дәсләптә барлиққа кәлгәнлики тоғрисидики дәсләпки қарашлар алимлар тәрипидин йеқиндин буян оттуриға қоюлмақта.
2013-12-25
Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә елип бериливатқан башланғуч мәктәпни пүттүрүш алдида туруватқан балиларни дөләтлик имтиһанға тәйярлиқ қилдуруш мәркизиниң маслаштурғучиси хизмәтлириниң тәпсилати һәққидә тохталди.
2013-12-24
17-Декабир күни сайбағ йезилиқ парткомда ечилған сайбағ тоқунуши һәққидики йиғинида, хитай секретар вәқәдә өлгән икки нәпәр сақчиға тәзийә билдүргәндин кейин кадирлар вә аммини улар үчүн һәссиләп интиқам елишқа чақирған.
2013-12-24
26-Июн пичан лүкчүн сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәси бу йил уйғур ели ичидә уйғурларниң елип барған қаршилиқлири ичидә адәм өлүш сани көп, әң зор вәқәләрниң бири.
2013-12-24
Бу йил 80 яшқа киргән музәппәр ака йеқинда оғли шөһрәт мутәллипофниң илим-пән саһәсидә қолға кәлтүргән зор мувәппәқийәтлири вә шан-шәрипини өз қулиқи билән аңлашқа мувәппәқ болди.
2013-12-24
Шиветсийәдики мусулманларниң әң алий оргини һесаблинидиған шиветсийә ислам бирликиниң 33-нөвәтлик қурултийида уйғур мәсилисиму йиғиндики муһим темиларниң бири болуп, йиғин аяғлишиш күнидә өткүзүлидиған муназирә темилириниңму бири қилип бекитилгән.
2013-12-24
2013-Йили уйғурлар вә түркий милләтләр дучар болған зулум вә бесимға қарши наразилиқ билдүрүш үчүн өткүзүлгән намайишта “уйғурларға мустәқиллиқ”, “һәммимиз уйғур!”, “бизгә әркинлик!”, “бизгә демократийә!” дегәндәк шоарлар товланди.
2013-12-24
Кабулда турушлуқ японийә әлчиси китада “нөвәттики асиядики мәсилиләр” намлиқ доклатида “афғанистан билән шәрқий түркистан чегрисидики вахан каридори кәлгүсидә явро-асия һава йоллириниң муһим нуқтилиридин биригә айлиниду. Бу һава йоли явропа билән асияни туташтуриду” дегән.
2013-12-24
Қазақистан уйғурлириниң җәмийәтлик тәшкилатлири миллий мәдәнийәтни, маарипни раваҗландурушта, милләтләр ара достлуқ вә разимәнликни мустәһкәмләштә алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәтмәктә.
2013-12-23
Қәшқәр конашәһәр наһийисиниң сайбағ йезисида йүз бәргән 15-декабир қанлиқ тоқунуши һәққидә мухбиримизниң илгирилигән һалда әһвал игиләшлири давамида вәқәниң тәпсилати һәққидә йәнә бир қисим мәлуматлар ашкариланди.
2013-12-23
Америка орегон сағламлиқ вә илим-пән университетиниң уйғур профессори, биологийә алими шөһрәт мутәллипофниң нами “2013-йиллиқ дуняви 10 мәшһур алим” тизимликидин алаһидә орун алған.
2013-12-23
Чәтәлләрдики уйғур зиялийлири хитай даирилири тәрипидин “қанунсиз мәбләғ топлаш” җинайити артилип, келәр айда сотлиниш алдида турған ана тил тәшәббусчиси абдувәли аюп гүлән әпәнди қатарлиқларниң қисмитигә көңүл бөлмәктә.
2013-12-23
Мәлум болушичә, явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити голландийәдики ата-аниларниң пәрзәнт тәрбийисигә йеқиндин ярдәмдә болуш мәқсәт қилинған, Citotoets йәни “ситу” имтиһаниға тәйярлиқ қилдуруш паалийити уюштурған.
2013-12-23
Профессор доктор булманиң “симпонийә кечиликимиз 21-әсирдики хитай коммунистлириниң қолида қурбан болған, уларниң зиянкәшликигә учриған, түрмиләрдә азабтин иңраватқан уйғурларға беғишланди” дегән сөзи сорун әһлини күчлүк һаяҗанға салди.
2013-12-20
Америкидики пев хәлқара статистика тәтқиқат оргини дуня җамаәтчиликиниң америка вә хитайға болған көз қариши һәққидики бир статистикини елан қилди. Мәзкур статистика 39 дөләттики кишиләр үстидин елип берилған рай синаш нәтиҗисидә хуласиләп чиқилған.