Архип
2013-12-20
2013 - Йили 16 - декабир, түркийә явропа иттипақи билән виза кәчүрүм қилиш келишимигә имза қилди.
2013-12-20
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, яврупа парламентидики вәкили әнивәр җан башчлиқидики һәйәт 19 - декабир күни белгийәниң пайтәхти брюсслдики яврупа парламентиниң һәр дәриҗилик рәһбәрлири билән учришип, уларни уйғур дияриға берип тәкшүрүш елип беришқа дәвәт қилди.
2013-12-20
Қирғизистандики уйғур җамаити вәтини, миллити үчүн җан көйдүрүп ишлигән кишилирини һәр даим бешида көтүрүп һөрмәтләп кәлмәктә. Вапат болған пишқәдәмлириниң дәпнә ишлирини әнәниви өрп - адәтлири бойичә орунлаштуруп, уларниң әлгә қошқан төһпилирини йоқири баһалап, роһиға атап дуа тилавәт қилмақта.
2013-12-20
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-12-19
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири вә явропада паалийәт елип бериватқан бәзи аммиви тәшкилатниң рәһбәрлири белгийиниң пайтәхти брюсселда йиғин өткүзүп уйғур дияриниң һазирқи җиддий вәзийити тоғрисида муһакимә елип берип д у қ ниң 2014 - йиллиқ пилани тоғрисида музакирә елип барди. Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим риясәтчилик қилған бу йиғин 18 - декабир күни брюсселдики бир меһманханида өткүзүлгән.
2013-12-19
Нөвәттә хитайниң чәтәл мухбирлириға қоюватқан чәклимилириниң йеқинқи 20 нәччә йилдин буян әң еғир дәриҗигә йәткәнлики мәлум болмақта.
2013-12-19
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи 260 милйон йезилиқ көчмән хитайға, шәһәр нопуси берилгәнликини билдүргән болсиму, бу сиясәт шәһәрләргә берип ишләш арзусидики уйғурларға тоғра кәлмигән.
2013-12-18
Хитай 15-декабир күни қәшқәр конашәһәр сайбағ йезисида йүз бәргән қанлиқ вәқәдә, 16 кишиниң өлгәнлики, арисида икки нәпириниң сақчи хадими, қалғанлириниң болса террорчи икәнликини елан қилған, әмма кимликлирини тәпсилий ашкарилимиған иди.
2013-12-18
Хитай мәркизи һөкүмити билән қәшқәр тоққузақтики йәрлик даириләр вә йәрлик аһалиләрниң 15-декабир “сайбағ вәқәси” һәққидә бәргән бир-биригә зит учури, хитайниң террорлуқ тәһдитигә учраватқанлиқ пикригә илгириләп гуман пәйда қилди.
2013-12-18
Уйғур деһқанлири вә уйғур паалийәтчилири хитайниң “деһқан-чарвичиларниң киши бешиға тоғра келидиған кириминиң ешиш нисбити мәмликәт бойичә алдинқи қатарға өтти” дегән тәшвиқатлирини “пүтүнләй сәпсәтә” дәп рәддийә бәрди.
2013-12-18
Дуня уйғур қурултийи билән UNPO (хәлқара вакаләтсиз милләтләр тәшкилати) ниң бирликтә уюштуруши билән, явропа парламент бинасида “хитай рәһбәрлики уйғурлар мәсилисидә ислаһат елип беришқа һазирму?” дегән темини чөридигән асаста хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини чақирилди.
2013-12-18
15-Декабир қәшқәрниң конашәһәр наһийиси сайбағ йезисида йүз бәргән қанлиқ вәқәгә қарита түркийәдики бир қисим сиясий партийиләр вә аммиви тәшкилатлар тор бәтлиридә баянат елан қилди.
2013-12-18
Қазақистанниң йәрлик аммиви ахбарат васитилири астана шәһириниң ақорда бенасида дөләт байрими-мустәқиллиқ күни һарписида қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң бир қатар мәмликәт хизмәтчилиригә, һәрбийләргә, мәдәнийәт вә илим-пән әрбаплириға дөләт мукапатлирини тапшурғанлиқини хәвәрлиди.
2013-12-17
Орхун мәңгү ташлириниң байқилиши вә униңға пүтүлгән қәдимки йезиқларниң йешилиши түркологийә тәтқиқатини буниңдин 120 йил илгирила йеңи тарихий дәвргә башлап киргән вә түркологийә тәтқиқати җәрянида мол нәтиҗиләр яратти.
2013-12-17
Японийәдики пан асияизм һәрикитиниң башламчилиридин бири болған сиясийон окава шумеи “асияни қайта қуруп чиқиш” дегән доклатида муһәммәд имин буғра билән япон әлчиси китаданиң кабулда учришиши тасадипий иш болмастин, бәлки сиясий зөрүрийәт икәнликини дегән.