Архип
2013-12-13
Һазир дуняниң, болупму мәркизий асияниң көплигән аммиви ахбарат васитилиридә елан қилиниватқан мақалиләргә қариғанда, анализчилар афғанистанниң келәчәк тәқдири әтрапида җиддий бәс-муназириләрни елип бериватмақта.
2013-12-13
Бирқанчә күндин бери уйғур торлирида ләнҗу пән-техника институтида оқуватқан буһәҗәр абланиң йиқилип чүшүп омуртқиси зәхимләнгәнлики, оператсийә қилинғанлиқи вә давалиниши үчүн иқтисадий ярдәмгә җиддий моһтаҗлиқи һәққидә учур вә мураҗәтнамиләр тарқалди.
2013-12-12
Дуня түркологийә саһәсидикиләр бу йил 15-декабирда орхун мәңгү ташлири вә униңға пүтүлгән қәдимки йезиқларниң сири йешилгәнликиниң 120 йиллиқ хатирисини күтүвелиш алдида турмақта.
2013-12-12
Америкиға оқушқа чиққан қизини йоқлап кәлгән бир уйғур ана, нөвәттә уйғур елиниң һәр қайси җайлирида, хитай даирилириниң яғлиқ атқан уйғур аяллирини нишан қилип йүргүзүватқан тәқибләш тәдбирлириниң барғанчә күчийиватқанлиқини инкас қилди.
2013-12-12
11-Декабир күни хитайниң шенҗен шәһиридә бир түркүм уйғур яймичилар билән хитай базар башқурғучилири арисида тоқунуш йүз бәргән. Тоқунуш бирқанчә кишиниң ярилиниши вә қатнашниң бирқанчә саәт тосулуп қелишини кәлтүрүп чиқарған.
2013-12-12
10-Декабир хәлқара инсан һәқлири күнидин башлап германийәниң мюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдиға уйғурларниң йүрәк садасини ипадиләш мәқситидә ай юлтузлуқ көк байрақ сүпитидики бир көк чедир тикилди.
2013-12-12
Үч күндин бери уда үч қетим уйғурлар тоғрисида доклат бериш йиғини өткүзүлди. 12-Декабир күни оқан университетида өткүзүлгән йиғинға оқутқучи-оқуғучи вә башқа университетлардин кәлгән оқуғучилардин болуп 200 әтрапида киши қатнашқан.
2013-12-12
Уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми ташқи тәшвиқат ишлар муавин мудири ғәйрәт салйеф уйғурларниң очуқ йоруқ, әпучан вә илғар мәдәнийәтни қобул қилидиған есил әхлақи пәзилитигә варислиқ қилайли дегән темида бир мақалә елан қилған.
2013-12-12
12-Декабирда алматаниң язғучилар өйидә атақлиқ шаир, қазақистан язғучилар иттипақиниң илияс жансүгүроф намидики мукапати вә мустәқил “илһам” мукапатиниң саһиби долқун ясинниң 75 йиллиқиға беғишланған хатириләш паалийити өткүзүлди.
2013-12-11
1980-Йилларниң башлирида уйғур җәмийитидә қайта ойғинишқа башлиған миллий роһ уйғур студентлириниң кәң көләмлик намайиши йәни 1985-йилидики “12-декабир студентлар һәрикити” арқилиқ идийидин рәсмий һәрикәткә өткәнликини җакарлиған.
2013-12-11
Америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисиниң ортақ башқурушидики хитай комитети чаршәнбә күни 2013-йиллиқ доклат елан қилип, хитай кишилик һоқуқ тәрәққиятиниң өткән бир йиллиқ әһвалиға баһа бәрди.
2013-12-11
Токйода сақлиниватқан мәхпий телеграммилар ичидә кабулдики японийә әлчиханисида үч йерим йил баш әлчилик вәзиписини өтигән дипломат китаданиң японийә ташқи ишлар министириға йоллиған уйғурларға аит телеграммиларниң өзила миң парчидин артуқ.
2013-12-11
Бу йил апрелдин буян давам қиливатқан голланд тили кәч курси явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити тәрипидин тәсис қилинған иди. Курсантлардин бәзилири бу курста алған мәнпәәтлири билән қисқиғина вақитта көрүнәрлик нәтиҗә һасил қилғанлиқини билдүрди.
2013-12-11
2014-Йилниң ахирида америка башчилиқидики хәлқаралиқ күчләр афғанистандин чиқип кәткәндин кейинки афғанистан һәм оттура асияниң хәвпсизлики мәсилиси муһакимә қилинған хәлқаралиқ йиғин йеқинда қирғизистан пайтәхти бишкәктә өткүзүлди.
2013-12-11
Хитай һөкүмитиниң уйғур пәрзәнтлирини атеизм йәнә динсизлиқ пәлсәписигә зорлаватқанлиқи мәлум. Бу һәқтә пикир йүргүзгән уйғур зиялийси, буниң һәқиқәтән ечинарлиқ иш икәнлики, һәрбир ата-аниниң өз пәрзәнтлирини иманлиқ қилип тәрбийиләп чиқиш мәҗбурийити бар барлиқини билдүрди.