Архип
2013-12-31
30-Декабир күни йәкәндә қанлиқ тоқунуш йүз берип узақ өтмәйла, хитай даирилири бу вәқәни шу күни русийәниң волгаград шәһиридә йүз бәргән өзини қошуп партлитиш вәқәси билән бағлашқа тиришқан.
2013-12-31
Керийиниң ариш йезисида өткән һәптиниң чаршәнбә вә пәйшәнбә күнлири, хитай даирилири 4 нәпәр һамилидар аялға қарита бала чүшүрүш оператсийиси елип берип 5 айлиқтин 9 айлиққа қәдәр болған 4 һамилини қәтлә қилған иди.
2013-12-31
19-Әсирниң иккинчи йеримида яқуп рәһбәрликидә қурулуп, тарихта йәттишәһәр дөлити вә яки қәшқәрийә дөлити дәп аталған мустәқил һакимийәтниң русийә, әнглийә вә османли империйиси билән елип барған дипломатик мунасивәтлири йеқинқи заман уйғур сиясий тарихидики муһим сәһипидур.
2013-12-31
Хитайниң “21-әсир иқтисад гезити” дә 29-декабир елан қилинған “бу йил аз дегәндә 10 қетимлиқ зораванлиқ һәрикәтлири ашкара елан қилинди, униң 9 қетимлиқи шинҗаңда йүз бәрди” намлиқ мақалидә қилинди.
2013-12-31
Түркийә бүйүк бирлик партийиси рәиси мустафа дәстичи әпәнди йәкәндә йүз бәргән вәқәдин кейин баянат елан қилип, түркийә ташқи ишлар министирлиқидин хитайни агаһландуруп, уйғурларни бастуруш сияситини тохтитишиға чақириши керәкликини тәләп қилди.
2013-12-31
Японийәдә нәшр қилинидиған “сүрәттики асия азсанлиқ милләтлири” намлиқ журналда “уйғурларниң үзүми” дегән тема асасида уйғурлар бир қәдәр әтраплиқ тонуштурулған. Мақалә асаслиқи турпан дияридики уйғурларни асас қилған.
2013-12-31
Бишкәк әтрапидики уйғурлар 30-декабир күни бир йәргә җәм болуп, йеңи йилни күтүвелиш мунасивити билән әдәбият, сәнәт кечилики өткүзди. Қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийити тәшкиллигән бу паалийәттә, иттипақниң бир йиллиқ хизмәтлири хуласиләнди һәмдә надир сәнәт номурлири көрситилди.
2013-12-30
Пүтүн дуня хәлқи йеңи бир йилни күтүвелиш алдида турған минутларда уйғур елиниң йәкән наһийисидә йәнә бир қанлиқ тоқунушниң хәвири тарқалди.
2013-12-30
Керийиниң ариш йезисида дуняға көз ечиш алдида турған бовақлар ана қарнида өлтүргән, чаршәнбә күнидин һазирға қәдәр 4 бовақ қәтли қилинған, йәнә 4 айлиқ бир һамилә өлтүрүлүшни күтүп ятмақта.
2013-12-30
Игилигән мәлуматлиримизға асасланғанда, керийә наһийиси ариш йезиси ширкә кәнтидин 4 бовақ ана қарнидила зәһәрләп өлтүрүлгән. Бу пәқәт мушу бир ай ичидә ширкә кәнтидә, ана қарнида турғузуп өлтүрүлгән бовақларниң сани.
2013-12-30
Канадада олтурушлуқ шаир әхмәтҗан османниң инглизчә талланған шеирлар топлими йеқинда нәшр қилиниду. Шеирлар топлимини америкилиқ шаир вә тәһрир җефрий яң нәшргә тәйярлиған.
2013-12-30
Түркийиниң пайтәхти әнқәрәдики ғази университетида чақирилған “шәрқий түркистандики асасий мәсилиләр вә истратегийилик тәңпуңлуқ” мавзулуқ йиғинда шәрқий түркистан мәсилиси һәр җәһәттин оттуриға қойди.
2013-12-30
2013-Йили 29-декабир йәкшәнбә күни мәркизи истанбулға җайлашқан уйғур академийисиниң уюштуруши билән “4-нөвәтлик уйғур магистир вә доктор оқуғучилар илмий муһакимә йиғини” өткүзүлди.
2013-12-27
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-12-27
Шәрқий явропадики мусулманларниң 33-нөвәтлик қурултийида уйғур мәсилиси тунҗи қетим йиғинниң ахирқи күнидә елип берилидиған “ислам дунясидики муһим мәсилиләр” мавзулуқ муназирә темиси қатариға киргүзүлгән.