Архип
2013-03-29
Юрти қәшқәр тоққузақтин болған, нөвәттә үрүмчидә яшаватқан қурбангүл миҗит, 17 яшлиқ оғли алимҗан һелаҗи 5-июл вәқәсидә ғайиб болуп кәткәндин кейин, зулум вә зораванлиқниң зәнҗирсиман бир йүрүш түрлириниң азаблирини бир-бирләп тетип чиқмақта.
2013-03-29
Өмриниң ахириғичә уйғур дәвасини қоллап-қуввәтләп кәлгән тонулған сиясәтчи муһсин язиҗиоғлуниң вапат болғанлиқиниң 4-йиллиқи түркийиниң һәр қайси җайлирида һәр хил паалийәтләр билән хатириләнмәктә.
2013-03-29
Истанбулда яшаватқан әйнәк сәнәтчиси вә уйғур хотән қәғәзчилик мәдәнийәт тәтқиқатчиси оғузхан әпәнди, истанбулниң қәғәзхана наһийисиниң тәсис қилиши билән ечилған қәдимий уйғур хотән қәғизи ясашни рәсмий башлиди.
2013-03-29
Мәлум болушичә, йеқинда шималий қутуп чәмбирикидики қар-музлар билән қапланған гренланд арилиға кәспий практика қилиш үчүн бир нәпәр уйғур алий мәктәп оқуғучиси йетип барған.
2013-03-29
2014-Йилидин башлап японийә толуқ оттура мәктәп оқутуш китаблириға сенкаку арили, корийә-япон арисидики такешима арили қатарлиқ аралларниң японийә земиниға тәвә икәнлики тоғрисидики тарихий чүшәнчиләр киргүзүлидиғанлиқи җакарлиған.
2013-03-29
Канаданиң нексан нефит ширкитини хитайға бир милярд 500 милйон долларға сетиштәк чоң көләмлик содиға киришиши, канададики хитайда инсан һәқлири күнлүки астидики өктичи тәшкилатлириниң техиму мустәһкәм бирлик астида канадада хитайға қарши паалийәтлирини җанландурушиға сәвәб болди.
2013-03-28
Хитайниң қәшқәр вә корла сот мәһкимиси 26-март күни 20 уйғурни террорлуқ вә бөлгүнчилик билән әйибләп, муддәтсиз вә муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. Дуня уйғур қурултийи баш катипи нурмәмәт мусабай хитайниң мәзкур һөкүмлирини тәнқид қилди.
2013-03-28
2013-Йили 3-айниң 10-күнидин 13-күнигичә шветсарийиниң җәнвә шәһиридә өткүзүлгән “хитайниң йеңи рәһбәрлики: шәрқий түркистан, тибәт вә җәнубий моңғулийидә кишилик һоқуқ, демократийә вә әркинликкә қаритиливатқан хирислар” мавзулуқ йиғинда 60 әтрапида илмий мақалә сунулған иди.
2013-03-28
Қәшқәр вилайәтлик сот мәһкимиси 19 нәпәр уйғурға, байинғолин области бир нәпәр уйғурға “дөләтни парчилаш, террорлуқ һәрикити елип беришни пиланлаш, чәтәлгә қечишни уюштуруш” җинайити билән муддәтсиз вә муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилған.
2013-03-28
Қазақистан мустәқиллиқиниң дәсләпки йиллири уйғур тилида журналлар чиқишқа башлап, улар уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, әдәбияти, сәнити, өрп-адәтлири, шундақла мәшһур уйғур намайәндилири һәққидә қизиқарлиқ материялларни елан қилған иди.
2013-03-28
Америка уйғур бирләшмисиниң бу йиллиқ норуз паалийитигә тәклип билән қатнишиш үчүн, голландийидин вашингтонға йетип кәлгән, юқири авазлиқ явропа услубидики опера нахшичиси айгүл һәсән ханим, 28-март күни әркин асия радиомизда зиярәттә болди.
2013-03-27
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә елип бериватқан миллий сияситидики өзгиришләр җүмлидин уйғур елидә тәшвиқ қилиниватқан 13 йәрлик милләт тәркибини көпәйтип 55 кә чиқириши, уйғур ели вә уйғур хәлқиниң тәқдиригә мунасивәтлик мәсилиләр билән бағлиниши бар.
2013-03-27
Илһам тохти әпәнди норуз мәзгилидә қаттиқ назарәт астиға елинип, йәнә бир қетим өйигә нәзәрбәнд қилинди. Бу қетимқи вәқә илһам тохти әпәнди 2-феврал күни америка сәпиридин тосуп қелинғандин кейин йәнә бир қетим хәлқара мәтбуатларниң җиддий диққитини қозғиди.
2013-03-27
14 яш вақтида қолиға койза селиниш, пути кишәнлиниш, қараңғу камирида 9 ай вақит өткүзүш бәлки дуняда бәкла аз учрайдиған қисмәтләрдиндур. Мана бу қисмәт бүгүн ғулҗа дадамту оттура мәктипиниң сабиқ оқуғучилири арман қурбан, қәйсәр тохти вә ярмәмәт турсунларниң бешиға кәлди.