Архип
2013-04-30
Мәркизи иорданийидики хан җәмәти ислам тәтқиқат мәркизи тәрипидин йилда бир қетим баһалап елан қилинидиған “хәлқарада тәсири әң күчлүк 500мусулман” журнилиниң 2012 - санида, уйғур миллий һәрикити рәһбири, 2006 - йилидики нобел тинчлиқ мукапатиниң намзати вә йәнә рафто мукапати саһиби рабийә қадир ханим мәхсус тонуштурулди.
2013-04-30
Америка һөкүмитиниң чақириқи вә хәлқара җамаәт пикриниң бесими нәтиҗисидә бүгүн хитай һөкүмити маралбешида йүз бәргән 23 - април сериқбуя вәқәси һәққидә йәнә бир қатар мәлуматларни ашкарилиди.
2013-04-30
Бүгүн америка дөләт мәҗлисиниң хәлқара дини әркинлик комитети йиллиқ доклатини елан қилди. Хитай бу йилму диний әркинлик вәзийити “алаһидә диққәт қилинидиған дөләтләр” тизимликигә киргүзүлди. Доклатта, хитай һөкүмитиниң дини гуруппиларға, болупму уйғурлар вә тибәтләргә қаратқан дини бесим сиясити тәнқид қилинди.
2013-04-30
Бейҗиңдики мәркизий милләтләр университети уйғур тил - әдәбият факултетиниң оқуғучиси мәмәтҗан әли ятиқидики хитай оқуғучилар тәрипидин уруп еғир яриландурулди. Бу вәқә 23 - апрелдики маралбеши сериқбуя вәқәсидин бир күн кейин йүз бәрди.
2013-04-30
Уйғур һазирқи заман әдәбияти өзиниң 1950 - йиллардин кейинки тәрәққият мусаписидә гәрчә хели зор көләмдики надир әсәрләрни яратқан, миллий язғучи - шаирлар қошунини барлиққа кәлтүргән болсиму, лекин коммунистик қизил реҗимниң бесими түпәйли сиясий тәшвиқатларниң вастиси болуштәк реаллиқтинму халий болалмиди.
2013-04-30
23 - Април күни маралбеши наһийисиниң сериқбуя базирида мәйданға кәлгән вәқәдә 12 кишиниң өлгәнлики, көп санда кишиниң тутуп кетилгәнлики тоғрисидики хәвәр түркийә парламентидиму ғулғула пәйда қилди.
2013-04-30
Японийидә чиқидиған нопузлуқ гезитләрдин бири болған“асаһи шинбун” гезитиниң 30 - апрелдики санида “иносе ислам дөләтлиридә һәмишә өз - ара уруш, җедәл болуп туриду - дәп ойлайду” мавзулуқ мақалә елан қилинған. Мәзкур мақалидә мундақ баян қилинған:
2013-04-29
Хитайниң маралбеши сериқбуя вәқәси һәққидики хәвәрлири хәлқара җамаәтчиликтә гуман пәйда қилғандин кейин бир қисим чәтәл мухбирлири нәқ мәйдандин әһвал игиләш үчүн һәрикәт қилип баққан.
2013-04-29
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи бүгүн ахбаратқа, - 23април сериқбуя вәқәсини ениқлашта илгириләш болғанлиқини елан қилип,“23 - април сериқбоя вәқәсини туғдурған зораванлиқ террорлуқ гуруһ әзалиридин 25 кишини қолға чүшүрдуқ” деди вә вәқәни чегра ичи вә сиртидики үч хил күчләрниң пиланлишидики“зораванлиқ, террорлуқ вәқәси” дәп атиди.
2013-04-29
Хитай сақчи даирилири 23 - апрел маралбешида йүз бәргән “сериқбоя вәқәси” гә бағлап қолға алған кишиләрниң сани 25 кә йетип барған.
2013-04-29
“8 - нөвәтлик һәр милләт яш рәһбәрлири илмий муһакимә йиғини” дәп аталған хитай демократлири, уйғур, тибәт вә моңғул вәкиллири қатнишиватқан хәлқаралиқ муһакимә йиғини тәйвәндә давамлашмақта.
2013-04-29
Канада уйғур җәмийитидин игилигән мәлуматларға асасланғанда, йеқинда канада ташқи ишлар министирлиқи хитай бөлүминиң хадимлири билән канада ташқи ишлар министирлиқи диний әркинлик ишханиси шундақла канададики мәлум бир кишилик һоқуқ тәшкилати қатарлиқлардин тәшкилләнгән 10 нәпәр хадим, канада уйғур җәмийитиниң рәиси қеюм мәсимофни өз ичигә алған уйғур вәкиллирини қобул қилип, уйғурлар вә уйғур мәсилиси һәққидә кәң көләмлик мәлумат алған.
2013-04-29
Голладийәдә түркий милләтләр арисидики қериндашлиқ вә һәмкарлиқни илгири сүрүш тәкитләнди. Мәзкур чақириқини “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” дә зиярәттә болған түркийә ақ партийә милләт вәкиллири гурупписиниң муавин башлиқи маһер үнал әпәнди оттуриға қойди.
2013-04-26
Бейҗиңдики ғоллуқ әрздарлардин өмәрҗан абла, өзиниң вә башқа уйғур әрздарларниң әрз - шикайәт материяллирини торда елан қилғанлиқи вә хәлқара ахбаратқа мәлум қилғанлиқи үчүн үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси тәрипидин дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш билән әйиблинип 2 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған иди.
2013-04-26
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди бир илмий муһакимә йиғиниға қатнишиш үчүн тәйвәнгә йетип барди. Униң тәйвәнгә қилған бу зиярити хәлқара мәтбуат органлириниң алаһидә диққитини қозғиди.