Архип
2013-07-29
Мюнхен шәһиридики д у қ вәкиллири бу йиллиқ рамзан киргәндин буян чәтәл дипломатлириниң иптарлиқ зияпәтлиригә дахил болуп вә уларни иптарға тәклип қилип, уйғурлар мәсилиси бойичә кәң даирилик сөһбәт өткүзүш пурсәтлиригә еришкән.
2013-07-29
Мәлум болушичә, шинҗаң малийә-иқтисад университети билән җуңго тил истратегийиси тәтқиқат мәркизи бирликтә түзгән уйғур тили сәвийә синаш имтиһани (в й с к) лайиһиси йеқинда үрүмчидә мутәхәссисләрниң баһалап бекитишигә сунулған.
2013-07-29
27-Июл голландийәдики уйғурлар үчүн әһмийәтлик бир кечә болди. Рамизан башлиниш биләнла давам қиливатқан һәр һәптиниң җүмә вә шәнбә икки күнлүк иптар паалийитиниң 3-һәптиси шәнбә, 50 дин артуқ иптарчи уйғур хушаллинарлиқ бир кечини таңға улиди.
2013-07-26
Әркинлик сарийи елан қилған хитайниң интернет-учур әркинлики һәққидики мәхсус доклатида, хитайда йеңи рәһбәрлик һәйити ишқа киришкән бир йилдин буян интернетни контрол қилиш сүрити вә мәзмун даириси кеңәйгән.
2013-07-26
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-07-26
Хитай һөкүмити 2012-йили 6-ай мәзгилидә ғулҗа шәһиридики диний зат нурмәмәт һаҗим башлиқ 50 нәччә нәпәр уйғурни диний әсәбийлик, дөләтни парчилаш қатарлиқ җинайәтләрни артип қолға алған болуп, йеқинда улар үстидин сот ечилған.
2013-07-26
24-Июл күни мәркизи қәйсәридә турушлуқ шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитигә келип, уйғурлардин һал сорап вә әһвал игилигән парламент әзаси пәлин гүнәш бақир ханим, уйғурларға маддий вә мәниви җәһәттин ярдәм беридиғанлиқини җакарлиди.
2013-07-26
Түркийәниң әскишәһәр вилайити 2013 йили түрк дуняси мәдәнийәт пайтәхти болуп елан қилинғандин кейин һәр күни дегүдәк түрк дунясиға алақидар мәдәнийәт паалийәтлири давам қиливатиду.
2013-07-26
Йеқинда 15-әсирдики түркий әдәбиятиниң мәшһур намайәндиси, йетүк мутәпәккур әлишир навайиниң мәқбәрисини қайта ясаш қурулуши тамамлинип, афғанистанниң һерат шәһиридики гөвһәршатбегим бағчисида дағдуғилиқ йопуқ ечиш мурасими өткүзүлгән.
2013-07-26
Русийилик тәтқиқатчи дарима доржийева уйғур мәсилиси бойичә тәтқиқатини явропа вә а қ ш университетлирида йәниму давам қилишни көзлимәктә. У йеқинда москвада “ мәркизий асия хәлқлириниң өрп - адәт мәдәнийити қурулмисидики уйғурларниң календарлиқ байрамлири вә әнәнилири” намлиқ илмий мақалисини оқуған иди.
2013-07-26
Мюнхендики уйғурлар әслидә түрк қериндашлири тәрипидин ечилған, әмма тиҗарити дегәндәк йүрүшмигән ашхана, ресторан вә тиз тамақханиларни һөддигә елип яки сетивелип, өзлиригә хас теришчанлиқи билән ронақ тепиш йолиға қарап маңди.
2013-07-26
Рамизан ейи мусулманларниң роһий тәрбийә елиш ейидур. Бу ай мусулманларниң қәлбидә әң йүксәк орни болған бир ай болуп, уни қәдирлимигәнләр үчүн бу айниң башқа айлардин һечбир пәрқи йоқтур.
2013-07-25
Мәшһур сиясий мәһбус абдукерим абдувәли 12 йиллиқ кесилип җаза муддити 4 қетим узартилғандин кейин, униң иниси абдурахман абдувәли, акисиниң җаза муддитиниң йәнә узартилмаслиқи вә тән-саламәтликиниң нормаллишиши үчүн чәтәлдики уйғурлардин дуа вә һәрикәт тәләп қилди.
2013-07-25
Хитай даирилириниң бу йиллиқ рамзан мәзгилидә, уйғурларниң роза тутуши вә рамзан мәзгилидики паалийәтлиригә қаратқан чәклимә вә бастурушини йиллардикидин күчәйткәнлики уйғурларни нарази қилмақта.
2013-07-25
Японийә осака университетиниң профессори түрколог осава такаши 15-июл күни моңғулийәниң шәрқ тәрипидин 8-әсиргә тәвә болған қәдимки түрк ханлиқиға аит ғайәт зор чоңлуқтики икки парчә қәбрә тешини байқиған.