Архип
2013-07-23
26-Июн пичан наһийисиниң лүкчүн базирида йүз бәргән қанлиқ вәқәгә қарита америка һөкүмити баянат елан қилип, бу вәқәгә интайин көңүл бөлүватқанлиқини, хитайниң бу вәқәни очуқ ашкара тәкшүрүшкә дәвәт қилидиғанлиқини билдүрди.
2013-07-23
Хәлқара орал, алтай қәләмкәшләр кулуби илмий муһакимә йиғини 19-июл күни қирғизистанниң пайтәхти бешкәк шәһиридә башланған иди. Йиғинда һәр қайси дөләтләрдин кәлгән қәләмкәшләр һәмдә вәкилләр мақалилирини оқуди һәмдә музакирә қилди.
2013-07-23
Голландийәдики уйғурлар тәшкиллигән бир қетимлиқ иптар зияпитидә җамаәт топи һасил қилиш, миллий вә диний кимликини күчәйтиш үчүн җамаәт болуп яшашниң муһимлиқи тәкитләнди.
2013-07-22
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң орган нәшрият әпкари “шинҗаң гезити” дә 19-июл бир мақалә елан қилинип, һиҗаблиқ аялларни тәнқид қилған. “қара чүмбәл тақап, пәрәнҗә артиш яхши хаһиш әмәс” намлиқ мәзкур мақалида, бәзи аялларниң кийиниши радикал диний түскә игә, дәп әйиблигән.
2013-07-22
Бир хитай бейҗиң шәһири малйән йолидики кәррифор талла базирида аммиға пичақлиқ һуҗум қилип, икки яшлиқ бовақни өз ичигә алған төт адәмни яриландурған, яридарларниң бири дохтурханида җан үзгән.
2013-07-22
Йеқинқи вақитлардин буян уйғур елидә йүз бәргән бир қатар вәқәләр мунасивити билән русийә мәтбуатлириму уйғур елидики вәзийәт, миллий вә сиясий, иҗтимаий мәсилиләр һәққидә тушмутуштин анализлар елан қилди.
2013-07-22
Түркийәдә оқуватқан мутәллип имин 6-июл күни язлиқ тәтил қилиш үчүн түркийәдин хитайға кәлгән. Әмма у 15-июл түркийәгә қайтиш сәпиридә, бейҗиң айродромида туюқсиз ғайиб болған.
2013-07-22
Бир диндар уйғур яш өз диний әқидиси сәвәблик 6 қетим түрмидә ятқан вә еғир тән җазалириға дучар болған. Һаяти бихәтәрлики җүмлидин өзиниң инсаний һоқуқини қоғдаш йолида көп хорлуқ тартқан бу яш ахири ана юртини тәрк етип башқа әлләргә бешини елип чиқип кетишкә мәҗбур болған.
2013-07-22
Түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин һөкүмәт билән болған мунасивитиниң йеқинлиқи билән тонулған мәмур-сән, йәни түркийә дөләт кадирлири уюшмиси уйғур дәвасиға ярдәм беридиғанлиқини җакарлиди.
2013-07-22
20-Июл күни германийәниң мюнхен шәһиридики уйғур яш-өсмүр сәнәткарлири шәһәрниң әң ават саяһәт һәм сода мәркизидә оюн көрситип, һәр саһә хәлқниң қизғин алқишиға еришти вә уйғур усули, уйғур сәнәт кийимлириниң гүзәллики билән кишиләрни зоқландурди.
2013-07-21
Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң йолйоруқиға бинаән д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди билән д у қ мусапирлар комитети мудири хәйруллаһ әфәндигил әпәнди түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийиси баш катипи һалуқ ипәк әпәнди билән көрүшип, униңға “шәрқий түркистанниң рамазан ейидики вәзийити вә түркийидин күткәнлиримиз” мавзулуқ қисқа доклатини сунди.
2013-07-20
19 - Июл германийә пайтәхти берлиндики түрк җамаити өзлүкидин тәшкиллинип, хитай баш әлчиханиси алдида уйғурлар үчүн намайиш елип барди. Сап түрк байрақлирини көтүргән 250 тин артуқ киши хитай әлчиханиси алдини икки саәт ләрзигә салди.
2013-07-19
Бу йил 5 - айниң 30 - күни дуня уйғур қурултийиниң яшлар комитети келәр йили ечилидиған 3 - омумий йиғининиң тәйярлиқ хизмәтлири үчүн вингирийәгә топланған иди.
2013-07-19
Түркийә бүйүк бирлик партийәси рәиси мустафа дәстичи әпәнди түркий милләтләрниң вәкиллиригә бәргән зияпитидә 21 - әсирдә уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини ейитти.
2013-07-19
Қәдимки мәдәнийәтлик хәлқ тухарлар һәққидә өткүзүлгән хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинида тухарларниң тил-мәдәнийити вә тарим ойманлиқидики қәдимки хәлқләр, җүмлидин уйғурлар билән болған мунасивити һәққидики темилар нуқтилиқ муһакимә қилинған.