Архип
2013-08-26
Германийиниң мюнхен шәһиридә 24 - авғуст башланған уйғурлар үчүн алақә бихәтәрлики илми дәрси 25 - авғуст ахирлашти. Дәрскә қатнашқанлар хитай һуҗумидин үнүмлүк мудапиә көрүш вә униңға тақабил турушқа аит билимләрдин сават алди.
2013-08-26
8-Айниң 23-күни д у қ қурултийи тәтқиқат мәркизиниң муавин рәиси доктор турмуһәммәт һашим токйодики хәлқара кәчүрүм тәшкилати шөбиси, тибәт вәкили шундақла японийидики бир қисим аммий тәшкилатларниң мәсуллири билән учришиш елип барған.
2013-08-26
Заманивий уйғур нәшриятчилиқиниң тарихини сүрүштүргәндә 1940 - йилларниң оттурилирида сабиқ совет иттипақи һөкүмити ташкәнттә тәсис қилған “шәрқ һәқиқити” нәшрияти интайин муһим орун тутиду.
2013-08-26
Биз һәммимиз мусулманлиқ сүпитимиз билән чоң бир ислам аилисигә мәнсупмиз. Бизниң бу аилимиз “үммәт”дәп атилиду.
2013-08-23
Үрүмчидики ғайиплар аилә - тавабатлиридин мәрәмниса турдиға муһаҗирәттики уйғурлар тәрипидин берилгән 3000 сом ярдәм пул, үрүмчиниң хотән йоли сақчиханиси тәрипидин һейтниң һарпа күни тартивелинған иди. Мухбиримиз бүгүн үрүмчидики мунасивәтлик сақчи органлириға телефон қилип, мәзкур әһвал һәққидә җүмлидин чәтәлдин кәлгән ярдәм пулни елишқа болмайду дәйдиған бир бәлгилиминиң бар - йоқлуқи һәққидә мәлумат игилиди.
2013-08-23
Уйғур аптоном райониниң алий маарипида, болупму алий мәктәпләрниң җуғрапийәлик тарқилишида узақтин буян мәвҗут болуп кәлгән район тәкшисизлики нөвәттә вәтән ичи вә сиртидики зиялийларниң муназирә темиси болмақта.
2013-08-23
Сабиқ хитай дөләт бихәтәрлик министирлиқиниң шинҗаң ишханисида хизмәт қилған хитай җасуси әй зию токйода “мюнхен вә мәккидики җасуслуқ һәрикитимизниң асаслиқ нишани - икки шәхс” сәрләвһилик доклат бәрди. Доклатида асаслиқи германийә вә сәуди әрәбистандики җасуслиқ һәрикитидики нишан қилинған муһим шәхсләр һәққидә тохталди.
2013-08-23
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-08-23
Канаданиң монтерял шәһиридә қурулған уйғур ана тил мәктипиниң мәсули бәхтияр шәмшидинниң билдүрүшичә, монтерял уйғур ана тил мәктипи монтерял шәһиридә яшаватқан 25 уйғур аилисиниң күчлүк тәлипигә асасән 2009 - йили қурулған. Мәктәп үчүн уйғур җамаити бирлишип синип иҗаригә алған.
2013-08-23
Қазақистанниң алмата вилайити челәк тәвәсигә қарашлиқ қорам йезисиниң тарихи, у йәрдә дәсләп селинған мәдрисә вә бир қатар тәрәққийпәрвәр затлар һаяти билән чәмбәрчас бағланғандур. Шуларниң бири савутахунум болуп, у аһалиниң диний вә пәнний җәһәттин саватини ечишта муһим рол ойниған иди.
2013-08-22
Хитай даирилириниң уйғур ели миқясида һеҗаблиқ, йүзини япқан муслимәләрни етиқадидин яндуруш, йүзини ечишни мәқсәт қилған чәкләш һәрикәтлири җәмийәтниң һәр қатламлирида, түрлүк йосунда давам қилмақта.
2013-08-22
Чуңчиң шәһириниң сабиқ партком секретари, хитай компартийә сиясий бюро әзаси бо шиләй сотта оқуп өтүлгән әйибнамә вә гуваһлиқ испатлириға қарита етираз билдүрүп, өзигә артилған парихорлуқ җинайити һәққидики барлиқ әйибләшләрни инкар қилди.
2013-08-22
Түркийәдә 1991-йили биринчи болуп қурулған әнқәрә университети тил, тарих вә җуғрапийә факултетида һазирқи заман уйғур тили, әдәбияти өгитилгәндин башқа, уйғурларниң тарихи, мәдәнийити вә өрп-адитиму өгитилмәктә.
2013-08-22
Герман шәрқшунаслири тәрипидин 20-әсирниң башлирида уйғурлар юртида елип берилған төт қетимлиқ експедитсийә давамида зор көләмдики уйғур мәдәнийәт ядикарлиқлири берлинға топланған.
2013-08-22
“уйғур авази” вә униң қошумчиси, уйғур йезиқидики “йеңи һаят”, шундақла уйғурлар зич олтурақлашқан панфилоф, уйғур, челәк вә башқиму җайлардики наһийилик гезитләр билән бир қатарда “пәрваз”, “арзу” журналлириму нәшр қилинишқа башлиди.