Архип
2013-08-14
Тарим дәряси дунядики иккинчи чоң қумлуқ-тәклимакан қумлуқини айлинип ақидиған әң чоң ички қуруқлуқ дәрясидур. Бу ана дәря тарихтин буян тарим ойманлиқида бәрпа болған бостанлиқ мәдәнийитиниң һаятлиқ мәнбәси болуп кәлгән.
2013-08-14
Түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә уйғур суприси намида тунҗи уйғур ашханиси ечилди. Ашханида ләзиз уйғур тамақлириниң пүтүн хиллири бар болуп, рамзан бойичә әнқәрәдики уйғурлар иптар зияпәтлирини бу ашханида өткүзди.
2013-08-14
Һәр йили яз пәслидә дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан актиплар истанбулда җәм болуп, дуня шәрқий түркистанлиқ қериндашлар учришишиға қатнишип кәлмәктә.
2013-08-14
Мәтбуатларниң зияритини қобул қилған японийә баш вәзири шинзо абе 8-айниң1 15-күни иккинчи дуня уруши ахирлашқанлиқиниң 68 йиллиқини хатириләш күнидә токйодики ясукуни бузуруквалар қәбристанлиқини зиярәт қилмайдиғанлиқини билдүргән.
2013-08-13
Мәлум болушичә, ақсу айкөлдики қанлиқ тоқунуштин кейин вәқәгә четишлиқ гумандарларға қарита кәң көләмлик тутқун, соал - сорақ вә қийин - қситақлар давамлашмақта. Ашкарилинишичә, вәқә йүз бәргән 16 - кәнтниң 2 - гурупписидики яшлар һәммиси дегүдәк тутуп кетилгән.
2013-08-13
Хитай сот даирилириниң сериқбуя вәқәси үстидин һөкүм чиқирип, икки нәпәр уйғурға өлүм җазаси бәргәнлик хәвири хәлқарадики мәтбуатлардиму кәң орун алди.
2013-08-13
Йеқинда үрүмчи шәһәрлик - 5 башланғуч мәктәп путбол командиси хитай мәмликәтлик өсмүрләр путбол мусабиқисиниң чемпийонлуқини қолға кәлтүрүп, арқидинла йәнә дунядики 10 чоң тәсир күчкә игә өсмүрләр путбол мусабиқисиниң бири болған “үмид лоңқиси” өсмүрләр хәлқара путбол мусабиқисиниң - 4 нөвәтлик чемпийонлуқ таҗисини кийди.
2013-08-13
8 - Айниң 8 - күнидин башланған хитайниң җасуслуқ һәрикәтлири вә хитай ишлири тоғрисидики йепиқ йиғинда әй зию тәхәллуслуқ хитайниң “биз мисирға икки уйғур өсмүрни җасуслуққа әвәткән идуқ” дегән доклати йиғин әһлиниң йүрәк тарини чәкти.
2013-08-13
Гуәнтанамо түрмисигә қамалған 22 нәпәр уйғурдин тунҗи түркүмдә қоюп берилгән абабәкри қасим қатарлиқ 5 нәпәр уйғурниң албанийәдә йәрләшкинигә бу йил 7 йил болди.
2013-08-13
Көзәткүчиләрниң қаришичә, мубарәк рамизан чәтәлдики уйғурлар үчүн инақлиқ, бәрикәт, ибадәт ейи болған болсиму, уйғур илидики мусулманлар үчүн харлиқ, зулумниң күчәйгән дәври болған.
2013-08-13
Қазақистанлиқ уйғурлар қазақистан мустәқил болған дәсләпки күнләрдин башлапла яш мәмликәтниң тутқан сияситини һәртәрәплимә қоллап кәлмәктә.
2013-08-13
Б б с хәвәр агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай, иқтисадниң төвәнлигәнлики сәвәбидин келип чиққан ички вә ташқи базарлардики әндишиләрни тинҗитиш мәхситидә бирқанчә түрлүк тәдбирләрни елан қилған.
2013-08-12
Һарпа күни ақсу айкөлдә уйғурлар билән хитай сақчилири арисида йүз бәргән кәң көләмлик тоқунуш вәқәси һәққидә мухбиримизниң техиму илгириләп ениқлашлири давамида, вәқәдә 4 яшлиқ қиз сүбһинур мәмәткиму оқ тәгкәнлики ашкариланди.
2013-08-12
Қәшқәр вилайәтлик оттура сот 23- апрел маралбеши “сериқбуя вәқәси” гә четишлиқ, дәп қолға елинған уйғурлардин 5 кишигә һөкүм елан қилип, 2 кишини өлүм җазаси, бир кишини муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған.
2013-08-12
12-Авғуст өткүзүлгән тунҗи нөвәтлик “шинҗаң тор мәдәнийәт байрими” ниң ечилиш мурасимида уйғур аптоном районида һәр қайси тиллардики интернет тор саһәсиниң тәрәққияти тәнтәнә вә тәшвиқ қилинған.