Архип
2014-12-02
Украина кризиси түпәйлидин русийәниң ғәрб дөләтлириниң қайта - қайта иқтисадий имбаргосиға учришиниң русийә иқтисадиға тәсир йәткүзүватқанлиқи һәққидики учуларму мәйданға чиқмақта иди.
2014-12-02
Өткән шәнбә күни “тәңритағ тори” йәкәндә иккинчи қетим қанлиқ вәқә йүз бәргәнлики һәққидә қисқа учур бәргәндин кейин хәлқара җәмийәтниң диққити йәнә бир қетим уйғур елиға тикилди.
2014-12-02
12 - Айниң 1 - күни германийәниң мюнхен шәһиридә тонулған рәссам мәрвайит һапиз ханимниң мәхсус рәсим көргәзмиси ечилди.
2014-12-02
Истанбулниң уйғурлар әң көп олтурақлашқан җайлиридин бир зәйтинбурнуда “қутадғубилик китабханиси” намлиқ бир китабхана ечилди.
2014-12-02
Уйғур елидики тор бәтлиридә билдүрүшичә, қәшқәр вилайити йопурға наһийәсидики йезилиқ һөкүмәтниң сиясий ишлириға мәсул болуп юқиридин хизмәткә кәлгән бир хитай башлиқи деһқанларни дөләт нахшисини хитай тилида ейтишқа мәҗбурлиған.
2014-12-02
Уйғур хәлқ мәшрәплири тарихиниң узунлуқи, җәмийәттики ролиниң һәммибаплиқи һәмдә мәзмуниниң моллиқи билән пәқәт уйғур миллитигила хас болған мәдәнийәт һадисиси сүпитидә, б д т ниң маарип, пән - техника комитети тәрипидин инсанийәтниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири тизимликигә киргүзүлгән.
2014-12-01
Дуня сәһийә тәшкилатиниң хитайда турушлуқ вәкили беринхард шватләндер, 1-декабир “дуня әйдиз күни” хитайниң “җуңго гезити”дә мақалә елан қилип, хитайниң әйдиз вирусини контрол қилиш, әйдиз юқумдарлириға үнүмлүк ярдәм қилиш үчүн көп ишларни қилишқа еһтияҗлиқ икәнликини билдүрди.
2014-12-01
Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң риясәтчиликидә 27-ноябир күни җәнвәдә, 29-ноябир күни германийәниң мюнхен шәһиридә дуня уйғур қурултийи башқуруш һәйити йиғини чақирилип 2015-йили 6 айлиқ хизмәт пилани түзүп чиқилди.
2014-12-01
Йеқинда японийә шукуоша нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған “уйғур он икки муқами” намлиқ китабниң тәрҗимә саһиби һагита реико ханим мәзкур әсәрниң тәрҗимә қилиниши вә уйғур он икки муқами тоғрисида доклат бәргән.
2014-12-01
Хәлқ сәнәткари сәләй турди или нахшилирини топлаш, рәтләш һәмдә йүрүшләштүрүш ишлириға салмақ һәссә қошқан пешқәдәмләрниң көзгә көрүнгән вәкиллириниң бири.
2014-12-01
Русийә билән түркийә мунасивәтлириниң күнсайин қоюқлишиватқанлиқи хәвәр қилинмақта. Дүшәнбә күни русийә президенти владимир путин әнқәрәдә бир күнлүк дөләт зияритидә болуп, икки дөләт арисида көп санда келишимләр имзаланди.
2014-12-01
Қазақистанниң аммиви ахбарат васитилири өзбекистан президенти ислам кәримофниң қазақистанда рәсмий сәпәрдә болуп, мәркизий асия райониниң бихәтәрликини тәминләш йолида бирлишип һәрикәт қилиш бойичә бир қатар һөҗҗәтләрни имзалиғанлиқини хәвәр қилған иди.