Архип
2014-07-09
Мусулманларниң мубарәк рамизан ейида истанбулдики уйғурларму роза тутуш, тарави оқуш, дини сөһбәт вә қуран тилавәт қилиш дегәнгә охшаш ибадәтләр билән мәшғул болмақта.
2014-07-09
Қазақистандики миллий сәнәт очиқи-қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятири һәр йили уйғурлар зич олтурақлашқан йезиларда консерт программилири вә драма әсәрлирини көрситишни әнәнигә айландурған.
2014-07-09
Японийәдики мәшһур қәдими мәсчитләрдин бири болған токйо түрк җамаәсидә мушу айниң 5-күни 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл вәқәси” гә атап қуран тилавәт қилиш вә лексийә сөзләш паалийити өткүзүлгән.
2014-07-08
Уйғур ислам мәдәнийитиниң мәшһур мәркизи болған қәшқәрдә шундақла җәнубий уйғур елидики бирдин-бир алий мәктәп болған қәшқәр педагогика институтида рамизан ибадәтлириниң әң бимәнә васитиләр билән чәклиниши дуняни һәсрәттә қалдурмақта.
2014-07-08
Ашкарилинишичә уйғур пидаийлар ли хоңҗаңни пичақ тиқип өлтүргәндин кейин җәситини мишаниң төвән тариша кәнтидики орпа су амбириға ташливәткән.
2014-07-08
Хитай һөкүмитиниң рамизан мәзгилидә бир қатар сиясәтләрни йолға қоюп, уйғурларни рози тутуштин чәклигәнлики хәвәр қилинғандин кейин, хитай һөкүмити бу һәқтә инкас қайтуруп, буларни инкар қилди.
2014-07-08
“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 5 йиллиқ һарписи елан қилинған “партлаш алдидики бомба: шәрқий түркистан __ зораванлиқ тохтитилсун!” намлиқ доклатта мәхсус уйғур вәтинидики инсан һәқлири дәпсәндичилики тәсвирләнгән.
2014-07-08
Шивитсйәдики партийәләр һәр йили шветсийәниң готланд арилидики висбий шәһиридә йиғилип, елип баридиған алмудалин һәптилик сиясий паалийитидә шәрқий түркистан мәсилиси аңлитилди.
2014-07-08
Уйғур елидә топлишип иптар қилиш вә кечичә түнәп дуа-тилавәт қилиш йосунлири аталмиш “қанунсиз диний паалийәт” дәп чәклиниватқан пәйтләрдә голландийәдики бир қисим уйғурлар бир йәргә җәм болуп опчи иптар қилди вә хитайниң уйғурларға қаратқан чәклимә сиясәтлирини әйиблиди.
2014-07-08
5-Июл үрүмчи вәқәсиниң 5 йиллиқини хатириләш мунасивити билән хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлди вә 5-июл қурбанлириға җиназа намизи оқулди.
2014-07-07
Керәм шерип әпәнди, 1989-йили хизмәтдиши әнивәр рахман әпәнди билән бирликтә, хитайниң пакистан әлчиханисидики дипломатлиқ хизмитидин ваз кечип, муһаҗирәттики шәрқи түркистан азадлиқ күриши сепигә қетилған.
2014-07-07
Д у қ рәһбәрлиридин игилигән мәлуматлиримизға қариғанда, баш штаби германийәниң мюнхен шәһиридә болған д у қ ниң мәсуллири йеқинқи мәзгилләрдин бери германийәдики сиясий паалийәтлирини барғансери җанландурушқа әһмийәт бәргән.
2014-07-07
5-Июлда алмата шәһириниң заря востока мәһәллисигә уйғурлар зич олтурақлашқан мәһәллиләрдин кәлгән икки йүзгә йеқин уйғур җәм болуп, 2009-йил 5-июл үрүмчи паҗиәсиниң бәш йиллиқини хатирилиди.
2014-07-07
2014-Йили 6-июл, йәкшәнбә күни, “үрүмчи вәқәси”ниң 5-йиллиқи мунасивити билән истанбулдики уйғурлар хитай консулханиси алдида намайиш қилди.
2014-07-07
7-Айниң 5-күни шветсийәниң пайтәхти стокһолим шәһиридә шәрқий 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 5 йиллиқи мунасивити билән намайиш елип берилди.