Архип
2015-01-02
2014 - Йилниң ахириқи икки ейида, уйғур елиниң һәрқайси наһийә, шәһәр, вилайәтлиридә даириләр аталмиш очуқ сот ечип, җазаға һөкүм қилиш, йүз бәргән вәқәләрдин кейинки тәкшүрүш - тутқун қилиш йоллири билән уйғурларни өлүм җазаси вә муддәтсиз, муддәтлик қамақ җазалириға һөкүм қилди.
2015-01-02
Һазир түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийәсиниң диярбақирдин сайланған парламент әзаси җүмә ичтән әпәндиниң үрүмчидә елип бериватқан зиярити җәрянида, иҗтимаий таратқулар арқилиқ тарқатқан уйғур мәсилиси тоғрисида бәргән баянати түрк хәлқиниң қаттиқ наразилиқиға учриди.
2015-01-02
1 - январ токйодики ясукуни мазарлиқи алдида японийәдә оқуватқан ичкий моңғул яшлири кишилик һоқуқ паалийәтчиси хада үчүн ианә топлаш паалийити елип барди.
2015-01-02
Йеқиндин бири уйғур елида уйғурлар арисида паспортсиз чәтәлгә чиқиш долқуни әвҗгә чиққан болуп, сирттин киргән һиҗрәт тәшвиқати нурғун уйғурларни йәр - маканлирини, қолида бар һәр нәрсисини сетип чәтәлләргә һиҗрәт қилишқа үндимәктә икән.
2015-01-02
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2015-01-01
31-Декабир күни кәчқурун америкидики уйғур җамаәтчилики пайтәхт вашингтон әтрапидики файрфакс районида җәм болуп 2015-йилини дағдуғилиқ күтүвалди.
2015-01-01
Сиясий көзәткүчи мәмәт тохти әпәнди, уйғурларниң тарихтин буян дин билән сәнәтниң мунасивитини тоғра бир тәрәп қилип кәлгәнликини оттуриға қойди вә бу җәһәттә уйғурларниң хитайниң йетәклишигә һаҗити йоқлуқини илгири сүрди.
2015-01-01
Түрмә даирилири 2015-йил 6-айниң 15-күнигә қәдәр илһам тохти әпәндиниң аилиси вә башқа уруқ-туғқанлириниң түрмигә келип уни йоқлишиға вә кийим-кечәк әвәтишигә рухсәт қилинмайдиғанлиқини аяли гүзәлнур ханимға язма шәкилдә уқтуруш қилған.
2015-01-01
Японлар йеңи йилни өзигә хас болған миллий өрп-адәтлири асасида қутлишиду. японийәдики уйғурлар болса, бир йәргә топлишип, һәр-хил сәнәт номурлирини орунлаш, юрт маканлири һәққидә сөһбәтлишиш паалийәтлири җәрянида өгиниш, тәтқиқат, турмуш вә башқа җәһәттә өз-ара пикирлишиду.
2015-01-01
Қазақистанда көплигән талантлиқ уйғур нахшичилири, муқамчилири йетилип чиққан болуп, улар башқа мәмликәтләрдиму кәң тонулған иди. Әнә шуларниң бири нуралим варисофтур.