Архип
2015-12-22
19-Вә 20-декабир алматаниң заря востока мәһәллисигә җайлашқа профессор мурат һәмрайеф намидики 150-оттура мәктәптә билим фестивали өткүзүлгән.
2015-12-21
Хитай йеқинқи хәвәрлиридә тәслим болған көмүркан һуҗумчилиридин турғун әмәтниң аилиси тәрипидин сақчиға тапшурулғанлиқини ашкарилиғандин кейин мухбиримиз гумандар турғун әмәтниң кимлики һәққидә ениқлаш елип барди.
2015-12-21
Йәкшәнбә күни йүз бәргән хитайниң шенҗен шәһиридики тағ гүмүрүлүш вәқәсидә көп санда туралғу бинаси зиянға учрап бир қисим биналарниң патқақ астида қелип, 90 дин артуқ кишиниң йоқап кәткәнлики хәвәр қилинған иди.
2015-12-21
12-Айниң 19-күни түркийәниң пайтәхти әнқәрәдики илҗи меһманханисида түрк дуняси аммиви тәшкилатлар мунбириниң низамнамиси тоғрисида музакирә елип берилип, түзитиш киргүзүлгәндин кейин қобул қилинди.
2015-12-21
Японийә фалуңгуң тәшкилати кюшу шөбисиниң мәсули пяв луңхе әпәнди нөвәттики уйғур, тибәт җүмлидин хитайдики аз санлиқ милләт мәсилиси һәққидә тохталди.
2015-12-21
Қарамай районидики мәсчитләрдә йәрлик даириләр тәйярлап бәргән хутбә мәзмунини имамлар җүмә күни җамаәткә оқуп беридиғанлиқи инкас қозғимақта.
2015-12-21
Йеқинда, йәни қазақистан мустәқиллиқи күни һарписида мәмликәтниң иҗтимаий, иқтисадий, мәдәний тәрәққиятиға қошқан салмақлиқ төһписи үчүн бир қатар уйғурлар юқири мукапатларға еришти.
2015-12-21
Ғәрб сиясий анализчилири, вийетнамниң әскирий қуввәтлирини күчәйтиватқанлиқини, қудрәтлик қошниси хитайға тақабил туруш үчүн, бар күчи билән әскирий қуввәтлирини заманивилаштурушқа тиришиватқанлиқини тәкитләшмәктә.
2015-12-20
19-Декабир, вашингтонға қошна виргинийә штатиниң файирфакс районида америкидики уйғур җамаити бир йәргә җәм болуп, 1985-йилидики 12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң 30 йиллиқини дағдуғилиқ хатирилиди.
2015-12-18
Қарғилиқ наһийисидә йолға қоюлған “диний затларни дәриҗигә айрип чиқиш” усули йеқиндин буян җамаәтчиликниң диққитини қозғимақта.
2015-12-18
Хитайда үндидар қатарлиқ алақә торлирида достлар арисида қилинған бәс-муназириләр сәвәблик җазаға учриғанлар һәққидики хәвәрләрниң көпийиши, нөвәттә хитай тордашлирини әнсизликкә салған.
2015-12-18
Хитайниң бай вәқәси һәққидики хәвәрлиридин ашкариланған йәнә бир реаллиқ, хитай қораллиқ күчлириниң гумандарларни қоршап йоқитиш опиратсийәси давамида уйғур аһалиләр вә сақчиларни қалқан сүпитидә пайдиланғанлиқидур.
2015-12-18
Әнқәрәддә тонулған түрколог мирсултан османоф туғулғанлиқиниң 85-йиллиқи, мәшһур шаир абдуреһим өткүрниң вапат болғанлиқиниң 20-йиллиқи мунасивити билән хәлқара уйғур тәтқиқати илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.
2015-12-18
Японийәдин чиқидиған универисал характеридики журнал “шукан шин чав” журнилиниң 17 - декабирдики саниға “русийә президенти путин түркийә мәсилисидә өзигә қайнақсу чечиватиду” намлиқ сиясий анализ мақалиси елан қилинди.
2015-12-18
Бу йил өктәбир ейиниң 28 - , 29 - күнлири иран пайтәхти теһранда өткүзүлгән “гирик - рим” түри бойичә хәлқаралиқ яшлар челишиш мусабиқисидә қирғизистан командиси омуми нумур бойичә биринчиликкә еришкән.