Архип
2015-12-15
Дуня банкисиниң доклатиға қариғанда, нопус қериши сәвәбидин хитай кейинки бир қанчә он йил ичидә 90 милйондин артуқ иш күчидин айрилип қалидикән. Дуня банкиси мутәхәсисилири хитайниң бай болуштин аввал қерип кетидиғанлиқини илгири сүргән. Бирақ, хитай болса нопус қеришиниң хитайниң тәрәққиятиға тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини билдүрмәктә.
2015-12-15
Түркләр арисида тунҗи қетим химийә мукапатиға еришкән әзиз санҗар әпәнди 14 - декабир күни әнқәрәни зиярәт қилиш үчүн кәлгәндә әсәнбоға айродромида уни қарши алғанлар қатарида уйғурларму гүл тәқдим қилип күтүвалди.
2015-12-15
15-Декабир күни, қарамай районидики ғәрбий ташлиқ җилғисидики уйғурлар топлишип олтурақлашқан райондики өйләрни пүтүнләй чеқиветиш сәпәрвәрлик йиғини чақирилған.
2015-12-15
Өтмүштин мәлумки, уйғурларниң бир қисми 19-әсирниң ахирлирида уйғур елидики өзлириниң туғулған юртлирини ташлап, көпинчиси қазақистанниң һазирқи алмата шәһири вә алмата вилайитигә келип орунлашқан иди.
2015-12-14
12-Декабир голландийәниң амстердамға қарашлиқ слотердәйк шәһиридә, рабийә қадир ханимниң муһаҗирәттики он йиллиқини тәбрикләш паалийити өткүзүлди.
2015-12-14
Хитай пуқралирида һөкүмәттин сахта тавар мәһсулатлириға қаттиқ тәдбир қоллиниш тәләплири барғанчә күчәйгән вәзийәт шәкилләнгән.
2015-12-14
196 Дөләтниң вәкиллири килимат контрол қилиш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилип, йәршариниң оттуричә иссиш температурисини 2 селсийә градус әтрапида контрол қилиш лайиһисидә келишкән иди.
2015-12-14
“хәтәр астидики вә қоғдилидиған балилар илмий муһакимә йиғини” да тайланд вә малайшия қатарлиқ шәрқий җәнуби асия арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғурлар арисидики йетим-йесир балиларниң әһвалиму оттуриға қоюлди.
2015-12-14
Һәр йили алмата шәһиридә атақлиқ боксчи, қазақистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән тренери меңгерей хайрутдиноф хатирисигә беғишланған бокс бойичә хәлқара мусабиқә өткүзүлүп туриду.
2015-12-14
10-Декабир күни фирансийәниң пайтәхти парижда хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән өткүзүлгән хәлқаралиқ намайишта уйғурларму сөз қилди.
2015-12-11
Хитайда 13 милйон кишиниң нопуссиз икәнликини ашкариланғандин кейин, даириләр 9-декабир уқтуруш чиқирип, хитайдики барлиқ қара нопусларни нопусқа алидиғанлиқини җакарлиди.
2015-12-11
Америкилиқ язғучи лаваллей ханим “тал севәт” романиниң шәһәр турмушиға әмәс, бәлки йезилардики уйғурларниң һаятиға беғишланған роман икәнликини әскәртиш өтти.
2015-12-11
Түркийәниң анталия шәһиридә өткүзүлүватқан хәлқара түрк дуняси шаир, язғучи вә сәнәтчиләр учришишиға уйғурларму қатнашмақта.
2015-12-11
Хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән чақирилған кишилик һоқуқ йиғинида уйғурларниң инсаний һәқлирини қоғдаш тоғрилиқ қарар лайиһиси мақуллинип, 5 түрлүк мәзмун оттуриға қоюлди.
2015-12-11
Голландийәниң арнһм шәһиридә оқуватқан үч түрк қизи голландийәдики уйғур қериндашлирини йоқлап кәлгән вә уйғур дияриниң нөвәттики вәзийитини дуняға аңлитишқа бәл бағлиғанлиқини билдүрүшкән.