Архип
2015-01-31
Өмәр абдуғени, өмәр мәмәт вә мәтселим мәткерим қатарлиқ үч нәпәр өсмүр пидаий 28 - январ күни чира наһийәсиниң янтақкөл кәнтидә өзлиригә хәвп - хәтәр шәкилләндүргән икки нәпәр сақчи вә бир аманлиқ хадимини пичақ тиқип өлтүргәндин кейин, сақчиларниң кичик йүк аптомобилини елип қачқан.
2015-01-30
Бүгүн иҗтимаий таратқуларда, хотәнниң керийә наһийисидә 28- вә 29-январ күнлири қанлиқ вәқә йүз бәргәнлики һәққидә учурлар тарқалди, мухбиримизниң буниңға асасән елип барған телефон зиярәтлири давамида вәқәниң чинлиқи аһалиләр вә сақчи хадимлири тәрипидин дәлилләнди.
2015-01-30
28-, 29-январ күнлири, японийәдә зиярәттә болуватқан рабийә қадир ханим башчилиқидики д у қ ниң вәкилләр өмики 2011-йили 3-айниң 11-күни йүз бәргән деңиз ташқини йәр тәврәш апитидә апәткә учриған хәлқләрдин һал сориди.
2015-01-30
Явропада тонулған уйғур рәссам мәрвайит ханимниң бултур 30 - ноябир германийәниң мюнхен шәһиридә башланған хәлқаралиқ рәсим көргәзмиси 27 - январ аяғлашти. Рәссам мәрвайит ханим радийомиз мухбириниң зияритини қобул қилип, бу қетимқи көргәзминиң мувәппәқийити, өзиниң йеқинқи йиллардики иҗадийәт нәтиҗилири вә бундин кейинки иҗадий йөнүлүши һәққидә тохталди.
2015-01-30
Түркийә җамаәт хәвпсизлик идариси башлиқи җәлалиддин ләкәсиз әпәнди, хитай коммунист партийәси мәркизий сиясий қанун комитети баш секретари миң җйәнҗу билән сәйшәнбә күни елип барған учришишида уйғур мәсилиси күн тәртипкә кәлди.
2015-01-30
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2015-01-29
Бу йил 71 яшқа киргән, пичан йеңийәрлик ели ришит, 20 йилниң алдида кичик бир иҗтимаий җидәлгә четилип қелип тутқун қилинған, сорақ вә қийнаш давамида униң бир көзигә ток калтәк тегип, шу көзи кардин чиққан.
2015-01-29
Өткән йили 12-айниң әң ахирқи һәптисидә 3 яшлиқ мусапир бала абдулланиң тайландтики бир дохтурханида 53 күн ялғуз йетип аләмдин өткәнлики хәвәр қилинған иди.
2015-01-29
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 2015- йиллиқ доклатида уйғур илиниң өткән йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә тохтилип, 2014-йили уйғур или вәзийитиниң давамлиқ җиддийләшкәнликини билдүрди.
2015-01-29
Түркийә баш министирлиқиға қарашлиқ ташқи түркләр вә қериндаш милләтләр башқармисиниң тор бетидә билдүрүшичә, түркийә оқуш мукапати 2015-йиллиқ магистир вә докторлуқ оқуш илтимаси феврал ейида башлинип, илтимас вақти 30 күн давамлишидикән.
2015-01-29
28-январдин башлап токйода зиярәттә болуватқан д у қ ниң рәиси рабийә қадир ханим йетәкчиликидики вәкилләр өмикидики қурултай баянатчиси дилшат решит бүгүн японийәдики ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадириниң зияритини қобул қилди.
2015-01-28
Буниңдин 6 йиллар илгири кәлпин наһийисидә тутқун қилинған вә 17 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған аблимит қари һаҗимниң нөвәттә үрүмчидики мәлум түрмидә җаза муддити өтәватқанлиқи мәлум.
2015-01-28
Йопурғиниң байават йезилиқ парткомниң хитай секретари кәнт секретарлириға, әгәр қайси кәнт қурулуш һөддигәрликини хәнзуларға бәрмисә, дөләтниң әмин өй қурулуши санини шу кәнткә бәрмәйдиғанлиқини ашкара ейтқан.
2015-01-28
2014-Йили хитай чеграсини бузуп чәтәлләргә қачқан уйғурлар сани вә уларниң немә үчүн хитайдин қечишқа мәҗбур болуши, нөвәттә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә хәлқара җәмийәт диққәт қиливатқан мәсилиләрниң биригә айланмақта.
2015-01-28
Шәрқий җәнуби асия дөләтлири арқилиқ қәйсәригә келип җайлашқан бир уйғур, хитайниң диний чәклимилири вә башқа бесимлири түпәйлидин қечишқа мәҗбур болғанлиқини, түркләр уйғурларниң қериндиши болғачқа түркийәни таллиғанлиқини баян қилди.