Архип
2015-02-25
Шинҗаң хәлқ нәшрияти тәрипидин 1990 - йили нәшр қилинған “уйғурларниң қисқичә тарихи” намлиқ китаб хитай һөкүмитиниң уйғур тарихини қандақ шәрһиләштики сиясий қелипини бекитип бәргән.
2015-02-25
Түркийә һөкүмити хитай пуқралириниң тор арқилиқ виза (E - Visa) елип түркийәгә кириши тоғрисидики бәлгилимисигә өзгәртиш киргүзди.
2015-02-25
Абдувәли турсун әпәнди қош тил маарип сияситиниң уйғур оқуғучиларниң билим елиши вә өсүп йетилишигә шундақла йәсли маарипиниң хитайчилаштурулишиниң уйғурларға елип келиватқан зиянлири һәққидә тохталди.
2015-02-25
Игилишимизчә, 24 - феврал әтигәндә японийә һөкүмити ичкий кабинети уйғурлар мәсилиси тоғрисида парламентқа вә төвән палатаға язма доклат сунған дипломатийә вә дөләт мудапиә комитети әзаси казуюки хамадаға җаваб тәриқисидә тәйярлиған язма доклат қарарини елан қилған.
2015-02-25
Ана тилини сақлап қелиш, өз кимликини сақлап қелиш икәнликини чүшәнгән муһаҗирәттики уйғур ата-анилар пәрзәнтлирини тәрбийиләштә уйғур тилини чиң тутушқа әһмийәт бәрмәктә.
2015-02-25
Мәлумки, 1999 - йилниң 17 - ноябир күни билим, пән вә мәдәнийәт мәсилилири бойичә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш илмий муһакимә йиғини хәлқара ана тил күнини җакарлиған болуп, 2000 - йилдин буян һәр йили 21 - февралда тил байрими давам қилмақта.
2015-02-24
17 - Феврал бай яқаериқ вәқәсидә сақчи башлиқи қасим имирниң қолидики қорални елип қачқан әр - аял пидаийлардин аблиз абла вә азадәм нур вәқәдин үч күн кейин әсиргә чүшкән; мәлум болушичә аблиз абла яқериқ йезисиниң ақ гүмбәз кәнтидә, азадәм нур ақсу шәһиридики кона айропланхана дәп атилидиған бир аһалиләр районида тутқун қилинған.
2015-02-24
Иҗтимаий таратқуларда өткән йилиниң ахирида үрүмчи әтрапидики “1 - авғуст полат - төмүр завути” да газ чиқип кетип, бирқанчә уйғур ишчиниң өлгәнлик хәвири тарқалған иди.
2015-02-24
Муһаҗирәттики уйғурлар пәрзәнтлириниң яд әлләрдики башқа милләтләргә сиңип кетишиниң алдини елишта, уларниң өз тили вә милли кимликни сақлашта алди билән пәрзәнтлиригә уйғур ана тил тәрбийисини күчәйтишниң һәммидин зөрүрлүкини тонуп йетип, түрлүк шәкилләрдә ана тил тәрбийиси елип беришқа тиришмақта.
2015-02-24
“рабитул аләмин ислам”, йәни дуня ислам тәшкилатиниң тәклипигә бинаән д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса вә америка, австирийә, финландийә, қазақистан қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән вәкилләр сәуди әрәбистанниң мәккә шәһрийә чақириливатқан “хәлқара терроризмға қарши туруш йиғини”ға қатнашмақта.
2015-02-24
1999 - Йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, пән - мәдәнийәт комитети тәрипидин һәр йили 21 - феврал күнини “ана тилни қоғдаш күни” тәриқисидә хатириләш қарар қилинған иди.
2015-02-24
Қазақистан уйғур әдәбияти йәнә бир талантлиқ шаиридин җуда болди. 22 - Феврал күни алмата вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийисигә қарашлиқ таштиқара йезисида уйғур җамаәтчилики шаир, тәрҗиман, җурналист малик абубәкри оғли садироф билән хошлашти. Хошлишиш мурасимида мәрһумниң қериндиши, устаз турсун садироф әдибниң һаяти вә иҗадийитигә тохталғандин кейин, сөзгә чиққан қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно - мәдәнийәт мәркизиниң рәиси шаһимәрдан нурумоф, шаирлар елахун һошуроф, мәһәммәтҗан җанбақийеф, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди малик садироф иҗадийитиниң өзигә хас алаһидиликлирини, униң уйғур әдәбиятида тутқан орнини, мәрһумниң инсаний пәзиләтлирини алаһидә тәкитлиди.
2015-02-23
Бай яқаериқта вәқә йүз берип әтиси, хитайниң ақсу җамаәт хәвпсизлик торида, вәқәгә четишлиқ гумандарлар һәққидә бир тутуш буйруқи елан қилинған. Узун өтмәй өчүрүветилгән.
2015-02-23
Һиндонезийәдә тутуп қелинған түрк паспортлуқ 4 нәпәр уйғур вә уларниң 3 нәпәр һиндонезийәлик йәрлик һәмраһи террорлуқ билән сотлиниш хәвпигә дуч кәлгән. Тутқунларниң адвокати йәкшәнбә күни һиндонезийә ахбаратиға хәвәр берип, бу йәттәйләнниң мушу ай ичидә сотлинидиғанлиқини билдүргән.
2015-02-23
Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмутниң билдүрүшичә, 21-феврал токйода чақирилған 4-нөвәтлик асияда демократийини илгири сүрүш һәмкарлиқ йиғинида уйғур мәсилиси оттуриға қоюлған.