Архип
2015-02-19
Афғанистан нопуси билән пакистанда яшап келиватқан 3-әвлад уйғурлардин йәнә бириниң баян қилишичә, пакистан һөкүмити йеқинқи йиллардин буян көчмә нопусларни тәртипкә селиш мәқситидә йолға қойған йеңи бәлгилимиләр уларни йеңи мүшкүлатларға дучар қилған.
2015-02-19
Шиветсийәдә яшаватқан уйғурлар өзлириниң әмгики арқилиқ һәр хил кәсип орунлирида өз кәспини җари қилдуруп кәлмәктә.
2015-02-19
Фирансийә парламентиниң алий палата әзаси әнри католин фирансийә уйғур җәмийитиниң нөвәттики җиддийлишиватқан уйғур елиниң вәзийити һәққидә фирансийә парламентида җиддий йиғин чақиришиниң зөрүрлүки тоғрисида тәклип бәргән.
2015-02-18
Нурниса ханим болупму германийәдә туғулуп йетиливатқан уйғур йеңи әвладлирини уйғур тили вә мәдәнийити бойичә тәрбийиләш үчүн йеңичә вә мәнилик программиларни мәйданға кәлтүрүп уйғур җамаәтчиликини сөйүндүрди.
2015-02-18
Түркийәниң ғәрбий җәнуби райониға җайлашқан айдин вилайитидики аммиви тәшкилатлар мунбиригә әза тәшкилатларниң мәсуллири 2-айниң 15-күни түркийә һөкүмитини вә түркийәдики пүтүн аммиви тәшкилатларни уйғурларға ярдәм қилишқа чақирди.
2015-02-18
2015-Йили 15-феврал йәкшәнбә күни түркийәниң лүләбургаз шәһиридә уйғурларни қоллап намайиш өткүзүлди. Намайишқа лүләбургаз хәлқидин көп санда киши бу намайишни қоллап қатнашқан болуп, намайишта хитай даирилири шәрқий түркистандики зулумни тохтитишқа чақириқ қилинди.
2015-02-18
Қарамай шәһиридә қарамай райониға қарашлиқ 10 мәсчит болуп, хитай даирилири уйғур диярида болуватқан қаршилиқ һәрикәтлирини ислам диниға етиқад қиливатқан уйғурлардин келиду дәп қарап, бихәтәрликини тәкшүрүш баһанисидә мәсчитләргә қаритилған контроллуқни ашурди.
2015-02-18
Пешқәдәм уйғур зиялийси абдуләзиз мәмәтбақийефниң өсмүрләргә беғишланған “доқмуш чириқида үч көз бар” намлиқ китаби йеқинда бишкәктики “бүйүк тағлар” нәшрияти тәрипидин қирғиз тилида нәшр қилинип, мәктәп оқуғучилири билән йүз көрүшти.
2015-02-18
Елахун көккөз басқунчиларниң хәлққә салған зулумға чидиялмай, уларға қарши қәтий күрәш елип барди. У, 1955-йили қазақистанға көчүп кетишкә мәҗбур болуп, 1970-йили алматада аләмдин өтти.
2015-02-17
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим америка парламентида, америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитети әзаси, там ләнтос кишилик һоқуқ комитети рәиси вә парламент әзаси җеймс микговерн вә униң һәмраһлири билән уйғур хәлқиниң нөвәттики җиддий вәзийити һәққидә сөһбәт өткүзди.
2015-02-17
Бултур бир йил ичидә тинчимиған йәни арқа-арқидин вәқә чиқип турған җайлардин бири қарақаш наһийисиниң пучақчи йезиси. Түнүгүн чүштин кейин, мәзкур йезида йәнә бир қанлиқ вәқә йүз бәргән.
2015-02-17
1990 - Йили шинҗаң хәлқ нәшрияти “уйғурларниң қисқичә тарихи” намлиқ һөкүмәт китабиниң уйғурчә тәрҗимисини нәшр қилған. Шуниңдин етибарән даириләр уйғур тарихи бойичә елип берилидиған издинишләр вә илмий тәтқиқатларниң сиясий принсип җәһәттин мәзкур китабни өлчәм қилишини бекиткән.
2015-02-17
Түркийәниң әнқәрә шәһиридә шәрқий түркистан вәхпиниң қурғучи әзалиридин бири, уйғур генерал мәрһум мәмәт риза бекинниң вапат болғанлиқиниң 5-йиллиқи мунасивити билән хатириләш паалийити өткүзүлди.
2015-02-17
Рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи вәкилләр өмикиниң японийәдә елип барған сәккиз күнлүк зиярити һәққидә японийә мәтбуатлирида та һазирға қәдәр түрлүк мақалиләр елан қилинмақта.
2015-02-17
Унтулған вәтән шәрқий түркситан дегән йиғинға 1000 ға йеқин киши қатнашқан болуп, йиғин әһлиниң һәммиси шәрқий түркситан үчүн хизмәт қилишқа вәдә бәрди.