Архип
2015-03-10
Истанбул султанбәйли шәһәрлик һөкүмәтниң уюштуруши билән 3-нөвәтлик хәлқаралиқ шеир фестивали истанбулда ечилди.
2015-03-09
3-Март, бейҗиңда башланған хитай мәмликәтлик сиясий мәслиһәт кеңишиниң ахбарат елан қилиш йиғинида, уйғурларниң диний әркинлики боғушқа учраватқанлиқиға даир бәзи соаллар чүшкән.
2015-03-09
Д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәнди гуаңҗу пойиз истансиси вәқәси вә бундин бурунқи уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири һәққидә тохтилип, “хитай һөкүмитиниң қаттиқ қол сиясити уйғурларни бу хил қаршилиқ һәрикәтлиригә мәҗбурлаватқанлиқи” ни тәкитлиди.
2015-03-09
8-Март дуня аяллар байрими мунасивити билән 7-8-март күнлири германийәниң берлин шәһиридә иранлиқ өктичи аяллар тәшкилати уюштурған “миллий әсәбийлик вә диктаторилиққа қарши туруш” йиғини чақирилди.
2015-03-09
8-Март токйода японийәдә паалийәт елип бериватқан японийә уйғур җәмийити әзалириниң омумий йиғини ечилди.
2015-03-09
8-Март йәкшәнбә күни явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә тәрбийилиниватқан яш-өсмүрләрниң уюштуруши билән голландийәдә интернет сода тиҗарити һәққидә сават аңлитилди.
2015-03-09
1962-Йили йүз бәргән көч-көчтә миңлиған, онмиңлиған уйғурлар қатарида чеградин өтүп сабиқ совет иттипақи земиниға көчүп чиққан қирғизистандики уйғур зиялийси осман турди өзиниң көчмәнлик һаяти һәққидә тохталди.
2015-03-08
8-Март дуня аяллар байрими мунасивити билән әнқәрәдики бир имам хәтип толуқ оттура мәктипиниң қизлири хитайниң түркийә пайтәхти әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси алдида намайиш өткүзди.
2015-03-08
8-Март хәлқара аяллар байрими дуняниң һәр қайси җайлирида һәр хил шәкил вә усуллар билән хатириләнмәктә. Шу қатарда һәр қайси дөләтләрдики уйғур аяллириму өз байримини түрлүк шәкилдә хатирилиди.
2015-03-06
1 - Март күни хитай сақчилири чиңхәй өлкисидин хотәнгә ялап елип келиватқанда йол үстидә сақчиларниң қоллиридики икки наган вә оқлирини елип қачқан хотән керийилик йигит ели мәттурсунниң иш - излири һәққидә йәнә бир қисим мәлуматлар ашкариланди.
2015-03-06
Хитайниң террорлуққа қарши туруш қанун лайиһәси хәлқарада күчлүк инкас пәйда қилди. Нурғун кишилик һоқуқ органлири бу лайиһә мақулланған тәқдирдә хитай пуқралириниң болупму уйғурларниң техиму еғир бесимларға дуч келидиғанлиқини билдүрди.
2015-03-06
2015-Йили 3-айниң 5-күни биз “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң сәфакөй вә зәйтинбурну районлиридики уйғур йәсли вә “қуран” курсилирида 4-яштин 6-яшқичә болған 180 дин артуқ оғул-қиз уйғур өсмүр тәрбийиләнмәктә икән.
2015-03-06
“голландийә уйғур бирлики тәшкилати” мәсилилири һәл болмай келиватқан уйғурларниң әһвалини вә уйғур дияридики уйғурларниң һазирқи вәзийитини голландийәдики мунасивәтлик саһәниң хадимлириға тоғра чүшәндүрүш үчүн тиришмақта.
2015-03-06
Бу йили қазақистанлиқлар һаятида бир қатар муһим вәқәләр йүз бәрмәктә. Мушу вәзийәттә күн тәртипидин чүшмәй келиватқан биринчи қатардики мәсилиләр бу қазақистан хәлқ мәҗлисиниң 20 йиллиқи вә нөвәттин ташқири президент сайлимидур.
2015-03-06
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрләр.