Архип
2015-07-31
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, түркийә дөләт рәиси рәҗәп тайип әрдоғанниң хитай зиярити һәққидә пикир баян қилди. У сөзидә, хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң мәзкур зиярәт давамида қилған уйғур мәсилисини бундин кейин техиму қаттиқ қол бир тәрәп қилидиғанлиқи һәққидики баянлирини әйиблиди.
2015-07-31
13 - Қисим: җасусниң нәсәби вә аилә тарихи
2015-07-31
1988 - Йили 17 - авғуст пакистанниң президенти,генерал муһәммәд зияулһәқ,генерал әхтәр абдурахман, пакистанда турушлуқ америка баш әлчиси авмолд левис рапһел қатарлиқ 30 киши олтурған, америкида ишләнгән к - 130 типлиқ һәрбий айропилан пакисанниң шәрқидики баһавалпур һава бошлуқида партлап кетип, айропиландики һәммә киши қаза қилиду.
2015-07-31
Талантлиқ уйғур музикант, истанбул мимар синан үниверситети сәнәт факүлтити оқутқучиси гүлдияр тәңритағли ханимниң “рахманиноф анатолиан проҗект” намлиқ CD пиластинкиси пүтүн түркийәдики китабхана вә мүзика магизинлирида сетилишқа башлиди.
2015-07-31
Қазақистанда уйғурлар зич олтурақлашқан йеза вә мәһәлиләр көпләп санилиду. Уларниң һәр қайсисида дегүдәк уйғур мәдәнийәт мәркизи, йигит беши, ақсақаллар кеңиши, яшлар комитети, ханим қизлар комитети охшаш уюмлар болуп, улар мәдәнийәт мәркизи әтрапида бирлишип, бу йәрдә болуватқан һәр қандақ мәдәний, иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилиду.
2015-07-31
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2015-07-30
Нәқ мәйдандин игилигән учур вә мәлуматлар бу йиллиқ рамизан билән язлиқ тәтилниң хотәндики мәктәп балилири үчүн нормал дәм елиш болмастин, бәлки төмүр пәрдә ичидики реҗим болғанлиқини ашкара қилмақта.
2015-07-30
Йеқинқи йиллардин буян тәклимаканда елип берилған археологийилик қидирип тәкшүрүшләрдә көплигән харабиликләр, мәдәнийәт ядикарлиқ орунлиридин һәр хил гиләм әвришкилири, юң тоқумичилиқ, кәштичиликкә аит ядикарлиқларниң байқилиши уйғур тоқумичилиқ вә кәштичилик тарихиниң толиму узун, тоқуш вә рәң бериш техникисиниң хелила юқири икәнликини испатлиди.
2015-07-30
Уйғурлар вә уйғур елиниң омумий тарихи һәққидики илмий тәтқиқатлар 19 - әсирдә өзиниң дәсләпки нәтиҗилирини мәйданға кәлтүрди. 19 - Әсирдә мәзкур тәтқиқатта өз мувәппәқийәтлири арқилиқ башламчилиқ ролини ойниған русийә тарихчилири арисида тунҗи“шәрқий түркистан тарихи”ниң аптори василий григорийефни алаһидә орунға қоюш мумкин.
2015-07-30
“хитайниң “қош тиллиқ маарип” сиясити уйғурларниң изчил наразилиқини қозғап кәлгән назук тема. Бу сиясәтниң уйғурларда кәң наразилиқ қозғишидики түп сәвәб - униң “қош тил” намида хитайчини мәркәз қилған “йәк тиллиқ маарип” ни уйғурларға таңғанлиқида иди.
2015-07-30
Түркийәдә уйғур мәсилисиниң юқири көтүрүлгән бир пәйиттә түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған хитайға икки күнлүк рәсмий зиярәт елип барди. Зиярәт ахирлашқандин кейин 7 - айниң 30 - күни түркийә җумһур рәиси баянатчиси ибраһим қалин әпәнди бейҗиңда мухбирларға бу зиярәтниң тәпсилати тоғрисида мәлумат бәргән.
2015-07-30
Иҗтимаий учур вастилиридики ундидарниң қанун салонда 23 - июл күни “мәсчиттә дөләт байриқи есишқа боламду?” дегән мәзмунда соал - җаваблиқ мақалә тарқитилған һәмдә мақалә астинқи қисмиға бу мәслигә қандақ қарайсиз дегән шәкилдә рай синаш елип берилған.
2015-07-30
Қазақистанниң аммивий ахбарат васитилири қазақистанниң дуня сода тәшкилатиға рәсмий киргәнлики тоғрилиқ хәвәрләр тарқатти. “тенгринюс” агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 27 - июл күни җәнвә шәһиридә қазақистан җумһурийити президенти нурсултан назарбайеф вә дуня сода тәшкилатиниң баш мудири роберто азеведо қазақистанниң мәзкур тәшкилатқа киргәнлики тоғрилиқ һөҗҗәтни имзалиди.
2015-07-30
28 - Июл японийәдин чиқидиған нопузлуқ мәтбуатлардин бири “җапан таймис гезити” ниң “хәлқара нюйорк таймис” намидики мәхсус бетидә, мәзкур гезитниң бейҗиңда турушлуқ мухбири едвард вуңниң “бейҗиң әнқәрә билән уйғур мәсилисини бурмилаш үчүн мунасивәт бағлаватиду” дегән сәрләвһилик мақалиси елан қилинди.
2015-07-29
Миллий бир дүләтниң қоғдиши несип болмиған шәхсий байлиқниң шу шәхсниң аиливий бәхт - саадитила әмәс, һәтта хатирҗәмликигиму кепил болалмайдиғанлиқи уйғур җәмийитиниң йеқинқи йүз йиллиқ тарихида көплигән мисаллар билән испатланди.