Архип
2016-03-08
Д у қ тайланд сақчилириниң баңкок мусапирлар лагеридики 6 нәпәр уйғур мусапирни урғанлиқиға наразилиқ билдүрүп, тайланд һөкүмитини хәлқара қанун вә “б д т мусапирлар әһдинамиси” гә әмәл қилишқа чақирған.
2016-03-08
Су мәнбәлириниң җиддий түрдә азийиши билән муһитниң бузулуши ички қуруқлуқ иқлимиға мәнсуп болған уйғур елиниң тәбиий екологийәсидики әң еғир кризис болуп билинмәктә.
2016-03-08
“8-март хәлқара ханим-қизлар байрими” мунасивити билән түркийә ғази университетида чақирилған “хәлқара дуня аяллар байрими” намлиқ йиғинда уйғур ханим-қизлар мәсилиси нуқтилиқ һалда оттуриға қоюлди.
2016-03-08
8-Март хәлқара аяллар байрими күни мунасивити билән “шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити” аяллар бөлүми уйғур аялларға алақидар баянат елан қилди.
2016-03-08
Ши җинпиңниң 12-нөвәтлик хәлқ қурултийида уйғур вә тибәтләргә қаритилған бастурушни йәнә күчәйтидиғанлиқидин шәпә бериши японийә мәтбуатлирида диққәт қозғиди.
2016-03-08
Русийәдә коммунистлар партийиси 1917-йили һакимийәт бешиға кәлгәнкин кейин йүргүзүлгән “қизил террор” һәрикитидә қазақистанда яшайдиған уйғурларму қирғин қилинған.
2016-03-07
Дуняниң һәр қайси җайлирида қиз-аялларни қәдирләш сөйүш вә һөрмәтләш омумий еқимға айланған, уларға аталған бу байрам һәр хил шәкил вә усулларда тәбриклиниватқан әһмийәтлик бир күн.
2016-03-07
Ақсу айкөлниң пәйшәнбәбазар кәнти 1-гурупписидики 8 деһқанниң топлишип намаз оқуғанлиқи үчүн 7 йиллиқтин кесилгәнлики мәлум.
2016-03-07
8-Март хәлқара аяллар байрими мунасивити билән түркийәниң пайтәхти әнқәрә шәһиридики ғази университетида “хәлқара дуня аяллар байрими” темисида хәлқаралиқ йиғин чақирилмақчи.
2016-03-07
Йирик шеирлири билән уйғур хәлқиниң қәлб төридин орун алған шаир қурбан барат 6-март үрүмчидә 70 йешида вапат болди.
2016-03-07
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң қериндашлиқ учришиш вә сөһбәт йиғининиң 3-айлиқи 4-чесла җүмә күни җәмийәт йиғин залида өткүзүлди.
2016-03-07
Явропада қурулған уйғур тәшкилатлар өз-ара һәмкарлиқ асасида хизмәт елип бериш, өз-ара тәҗрибә алмаштуруш, һәмкарлиқ астида уйғур давасини бирликтә явропада аңлитишқа тиришип кәлмәктә.
2016-03-04
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитити бүгүн парижда ечилидиған 5 - нөвәтлик қурултайниң тәйярлиқ комитети тизимликини елан қилди. Буниң билән 5 - нөвәтлик қурултайниң тәйярлиқ хизмәтлири рәсмий башланди.
2016-03-04
Түркийәдә түркий хәлқләрниң нахшилирини ейтип даң чиқарған бүнямин ақсунгур әпәнди йеқиндин бери түркийәниң һәрқайси җайлирида нахша - музикилар билән уйғурларни тонутмақта.
2016-03-04
Мәлумки, бу йили болупму түркий хәлқләр мәдәнийити тарихида муһим рол ойниған, бир пүтүн әдәбий җәрянниң илғар вәкиллиридин бири болған шаир вә мутәпәккүр әлишир наваиниң туғулғиниға 575 йил толди.