Архип
2016-04-23
Долқун әйсаниң һиндистанда чақирилидиған хитай бесими астидики милләтләрниң кишилик һәқ - һоқуқлири темисидики йиғинға қатнашмақчи болғанлиқи хитайниң наразилиқини қозғиди.
2016-04-23
Түркийәниң җәнубиға җайлашқан мәрсин шәһәрлик һөкүмәт уюштурған 14 - нөвәтлик түрк дуняси шаирлар учришишиға уйғурларму қатнашти.
2016-04-23
Йеқинда японийә шизука университети тәрипидин “хитайдики мәдәнийәт зор инқилаби вә хәлқара җәмийәт” намлиқ мақалиләр топлими нәшр қилинди.
2016-04-22
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2016-04-21
Хитай һөкүмити һиндонезийә түрмисидики 4 нәпәр уйғур мәһбусни, хиянәтчилик билән әйиблинип хитайға қечип кәткән бир һиндонезийәлик қачқун билән алмаштурушни тәләп қилған. У қачқун йеқинда шаңхәйдә қолға елинған иди.
2016-04-21
Хитай һөкүмити уйғурларға қош тил маарипини йолға қойғандин буян, қәдәмму-қәдәм һалда башланғуч мәктәптин тартип пәқәт вә пәқәт уйғур тил-әдәбияти дәрсинила уйғурчә өткәндин башқа, барлиқ пәнләр хитайчә оқутулидиған қилип өзгәртилгән.
2016-04-21
Қәшқәр нәзәрбағдики әрздар деһқанлар вәкили турғун мамутниң ташқи дуня билән болған алақиси пүтүнләй үзүлгили бир йилдин ашқанда, униң қаза қилғанлиқи мәлум болди.
2016-04-21
Йешил тинчлиқ тәшкилати хитайдики муһити әң булғанған 10 шәһәр ичидә 6 синиң уйғур диярида икәнликини елан қилди.
2016-04-21
19-Әсирниң ахирлири башланған, уйғур қатарлиқ бир қисим хәлқләрниң уйғур дияридин башқа әлләргә түркүмләп көчүш вәқәлири таки һазирғичә давамлишиватқанлиқи мәлум.
2016-04-20
Чеграсиз мухбирлар тәшкилати “2016-йиллиқ дуня ахбарат әркинлик көрсәткүчи” намлиқ доклатида, 2015-йили ахбарат әркинликиниң дуня миқясида “чоңқур вә әндишә қиларлиқ” дәриҗидә арқиға чекингәнликини билдүргән.
2016-04-20
Бир қисим иҗтимаий таратқулардики учурларға қариғанда 20-апрел турпанда такси шопурлири кәң көләмлик иш ташлиған вә шәһәр районида қатнаш бир мәһәл тосулуп қалған.
2016-04-20
Онсу чағрақниң 2-кәнтидә өткән икки йилда 15 кишиниң сиясий сәвәб билән қамаққа елинғанлиқи, уларниң туғқанлиридин 289 кишиниң нөвәттә қаттиқ назарәт астида икәнлики ашкариланди.
2016-04-20
Мәркизи истанбулға җайлашқан хәлқаралиқ түркистанлиқлар һәмкарлиқ җәмийити билән, истанбул баһчилар шәһәрлик һөкүмәт вә кастамуну университетиниң бирликтә уюштуруши билән “2-нөвәтлик хәлқара түркистан қурултийи” истанбулда өткүзүлди.
2016-04-20
18-Апрел күни қазақистан уйғур җамаәтчилики көрнәклик җәмийәт әрбаби, “инайәт” җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси турғанҗан розахунофтин айрилди.
2016-04-20
17-Апрел, д у қ ниң японийәдики тармақ тәшкилати болған японийә уйғур бирлики тәшкилати кумамото өлкисидә йүз бәргән йәр тәврәш апити мунасивити билән японийә һөкүмитигә һал сораш хети йоллиған.