Архип
2022-05-03
Истанбулниң зәйтинбурнуда олтурақлашқан уйғурлар зәйтинбурнудики әминә инанч мәсчитидә, сәфакөйдә олтурақлашқан уйғурлар уйғур мәсичитидә җәм болуп роза һейт намизини бирликтә оқуди.
2022-05-03
Саватим чиққан чағларда өйдики китабларни толуқ оқуялмай ичим пушқини һелиму есимдә. Кичикимдә өйимиздә йеңи йезиқчә, славянчә, кона йезиқчә китаблар көп иди. Мән оқуялайдиған китабларни “қизил китаблар” дәйттуқ. Маңа натонуш йезиқтики китабларниң көпинчиси “сериқ китаблар” болғачқа сандуқларға бәнд иди. Қизил китабларни халиғанчә оқушқа болатти, улар өйниң көрүнәрлик йеригә тизилатти.
2022-05-02
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй 21-апрел хитай компартийәсиниң орган гезити болған “хәлқ гезити” дә мәхсус мақалә елан қилип хитайниң уйғур районидики нөвәттики сиясий истратегийәси вә униң конкрет һалқилирини шәрһлигән. У “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси”, “милләтләрниң юғурулуши” қатарлиқ истратегийәлирини қайта тәкитлигән.
2022-05-02
Йеқинда ғулҗа вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири радийомизға инкас йоллап, или педагогика университетидин 20 гә йеқин оқутқучиниң тутулуп кәткәнликини вә булардин 8 нәпириниң исимлирини мәлум қилди.
2022-05-02
Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси (CBP) америкадики һәрқайси импорт қилғучиларға 2022-йили 6-айниң 21-күнидин башлап “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” да көрситилгән маддиларниң ишқа киришидиғанлиқи һәққидә уқтуруш әвәтидиғанлиқини җакарлиған.
2022-05-02
Хитай чоң типтики тарихий темидики уссуллуқ тиятир “җаң чйән” шинҗаң сәнәт юрти муқам ансамбили тиятирханисида җәмийәткә йүзлинип рәсмий ойнилишқа башлиған.