Архип
2022-08-10
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсаниң өз кәчмиши, йәни вәтән ичи вә чәт әлдики сиясий күрәш әслимиси баян қилинған “хитайниң әркинлик тозиқи” намлиқ китаби һиндистанниң һарананд нәшрияти тәрипидин нәшир қилинған.
2022-08-09
Хитайниң ахбаратлирида, уйғур елида таҗисиман вирус юқумдарлариниң көпийишкә башлиғанлиқи вә бу сәвәблик ғулҗа қатарлиқ җайларда карантин түзүми йолға қоюлғанлиқи хәвәр қилинмақта.
2022-08-09
Йеқинда уйғур аптонум районида аталмиш “тил-йезиқ хизмәт йиғини” ечилғанлиқини һәққидики хәвәрләр диққәт қозғимақта.
2022-08-09
Кейинки вақитларда қазақистанниң уйғурларниң ана тили вә ана тиллиқ маарипи сақлиниватқан бирдин-бир әл болуп қеливатқанлиқи оттуриға чиқмақта.
2022-08-09
Абләт абдурешид бәрқиниң һәрқачан уйғурлар һәққидики “сиясий” темиларда еһтиятчанлиқ билән иш көрүшини униң хизмәтдашлири тоғра чүшәнгән.
2022-08-08
Хитай 8-авғуст дүшәнбә күни тәйвән әтрапидики деңиз районида давамлиқ һәрбий манивер қилидиғанлиқини җакарлиди.
2022-08-08
Шиветсарийә парламентиниң федератсийә һөкүмитигә қарита хитайға җаза тәдбири қоллиниш тоғрисидики бесими барғансери күчәйгән.
2022-08-08
Түркийәдики уйғур тәшкилатлири уйғур яшлирини тәнтәрбийә арқилиқ йетиштүрүш, өз-ара достлуқ орнитишқа әһмийәт бәрмәктә.
2022-08-08
Японийәдә уйғур дәваси йеңи пәллигә көтүрүлүп, япон парламент әзалири “уйғурларни қоғдаш японийәни қоғдаш” икәнликини тәкитләшкән.
2022-08-05
Уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқ вә мәҗбурий әмгәккә қатнашқан вә уни қоллиған шәхс һәм органларни җазалаш даирисини кеңәйтиш мәқситидә, йеңи бир қанун лайиһәси тонуштурулған.
2022-08-05
Хитай һөкүмитиниң чегра һалқиған зулуми нөвәттә көплигән саһәдә көрүлүватқан болуп, буниң бунчә “оңушлуқ” әмәлгә ешишиға имканийәт яритип бәргән әң чоң амилларниң бири һазирқи заман пән-техникиси һесаблиниду.
2022-08-05
Дуня уйғур қурултийи, “һәсәнә” тәшкилати вә хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәһбәрлири җиддий йиғин чақирип, “хәлқара уйғур мунбири” намлиқ йиғин чақиришни қарар қилди.
2022-08-05
Уйғур ана тил маарипини бәрпа қилиш еғир ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурларниң әң муһим иҗтимаий хизмәтлириниң бири дәп қарилип кәлмәктә.
2022-08-05
“сөйгү бир-биримизгә, тинчлиқ һәммимизгә” дегән нам билән бу йил 23-нөвәтлики өткүзүлгән 23-хәлқара истанбул мәдәнийәт-сәнәт фестивалида уйғур майбояқ рәсимлири көргәзмигә қоюлди.
2022-08-04
Түркийәниң бир хәлқаралиқ ширкитиниң гуаңҗудики шөбисидә ишләватқан сүбһи турсун үрүмчи ғалибийәт сақчиханиси тәрипидин “тордин чүшүп қалған гумандалар” қатарида тутқун қилинған.