Д у қ һәйити явропа парламентида уйғур мәҗбурий әмгики вә хитайниң чегра һалқиған бастурушлирини аңлатқан
2025.02.13

10-Февралдин 12-февралғичә, дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси долқун әйса, қурултай рәиси турғунҗан алавудун, муавин рәиси зумрәтай әркин вә қурултай тәшвиқат комитетиниң муавин мудири, д у қ ниң явропа иттипақидики вакаләтчиси гүлбаһар барзаковадин тәшкилләнгән бир һәйәт, явропа парламентиниң страсбургдики мәркизидә паалийәт елип берип, бир қатар муһим учришишларда болған.
Қурултай рәиси турғунҗан алавудунниң нәқ мәйдандин билдүрүшичә, бу һәйәт асаслиқи нөвәттә тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурни үчинчи бир бихәтәр дөләткә йөткәш үчүн явропа иттипақини һәрикәтләндүрүш, уйғур мәҗбурий әмгики вә хитайниң чегра һалқиған бастурушлириға бирликтә тақабил туруш, шундақла бу һәқтә явропа иттипақиға әза дөләтләрниң қоллап-қуввәтлишини қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилған.
Зияритимизни қобул қилған д у қ рәиси турғунҗан алавудун әпәнди бу һәқтики тәпсилатларни радийо аңлиғучилиримиз диққитигә сунди.
Д у қ һәйити бу қетимқи паалийитидә явропа парламентиниң муавин рәиси вә бу нөвәтлик явропа парламентиниң әзалиқиға йеңидин сайланған бир қисим парламент әзалири билән биваситә учрашқан. Улар бу учришишларда явропа парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” ни қайтидин қуруп чиқиш тоғрисида илтимас вә тәклип-пикирләрдә болунған. Д у қ ниң муавин рәиси зумрәтай әркин бу һәқтә тәпсилий мәлумат берип өтти.
Зумрәтай әркинниң билдүрүшичә, явропа парламентидики бу қетимқи учришишларниң асаслиқ темилиридин бири, уйғур мәҗбурий әмгики болуп, д у қ һәйити явропа парламентиниң бундин бурун мәҗбурий әмгәк һәққидә чиқарған икки қанун вә униң уйғур мәҗбурий әмгикигә четилған хитай мәһсулатлириға қарита иҗра қилиниши һәққидиму бәзи тәләпләрдә болунған.
Д у қ ниң сабиқ рәиси долқун әйса әпәндиму нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи паалийәтниң мәқсити “қурултайниң бу нөвәтлик рәислирини явропа парламентиға тонуштуруш, уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн йеңи чариләр үстидә издиниш” икәнликини билдүрди.
Д у қ һәйити бу учришишлар давамида йәнә явропа иттипақиниң хитай билән болған тор содиси, “темо”, “шейин” қатарлиқ хитайниң парчә сетиш супилирини явропа иттипақиға әза дөләтләрдә чәклиши һәққидиму тәләпләрдә болған. Шуниң билән бир вақитта йәнә нөвәттики дуня вәзийити, униң уйғур һәрикитигә көрситидиған тәсири вә буниңдин кейинки һәрикәт истратегийәси һәққидиму музакириләрдә болған.
Д у қ һәйитиниң явропа парламентидики бу қетимлиқ учришишлири һәққидә словакийәниң явропа парламентидики әзаси мериям лексман өзиниң X һесабида, “явропа иттипақи чоқум шериклири билән давамлиқ һәмкарлишип, хитайниң чегра һалқиған бастурушлири, мәҗбурий әмгәк, уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләргә йүргүзүватқан җинайи бастурушлириға қарши бирликтә күрәш қилиши керәк” дәп язған.