Кәнт секретари: сүйдүңдә 40-50 чә тәрбийәләш мәктипи бар иди, һазир аран иккиси бар
2024.01.12
Хитай даирилири лагерларниң йәни “кәспий тәрбийәләш мәктәплири” ниң тақилип болғанлиқини елан қилғини 5 йилдин ашқан болсиму, охшаш намдики мәктәпләрниң һелиһәм барлиқи изчил ашкарилинип туруватқан йип учи вә пакитлардин мәлум болмақта. Мухбиримизниң бир йип учиға асасән ениқлашлирида, или областниң қорғас наһийәсидики сүйдүң базири вә униң әтрапида илгири 40-50 чә лагер барлиқи, нөвәттә булардин аз дегәндә иккисиниң давамлиқ һалда маңдурулуватқанлиқи дәлилләнди. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған пирограммиси диққитиңларда болиду.
Хитай даирилири уйғур елидики лагерларни 2018 -йилиниң ахириға кәлгәндә түрмигә өзгәртиш арқилиқ хәлқара җамаәт пикриниң бесимидин қутулушниң йолини тутқаниди. Мана мушу қоғдиниш методи бойичә, уйғур аптоном райониниң сабиқ рәиси шөһрәт закир, райондики “кәспий тәрбийәләш мәктәплири” ниң тақалғанлиқи вә у йәрдики “оқуғучилар” ниң мәктәп пүттүрүп болғанлиқини бейҗиңдики мәхсус бир ахбарат йиғинида елан қилғаниди. Йеқинда “тик-ток” қа чиққан бир еланда, сетилидиған бир өйниң орни тәсвирлинип, у өйниң әтрапида бир тәрбийәләш мәктипи барлиқи мундақ тилға елинған: “мана бу сүйдүң рошәнбағдики өй, май искилат тәрәптә, йенида тәрбийәләш мәктипи бар…”
Биз бу йип учиға асасән сүйдүңниң рошәнбағ кәнтидики бир кәнт секретариға телефон қилдуқ. Өзиниң пешқәдәм партийә әзаси икәнликини иптихар билән тилға алған бу секретар, сүйдүңдә илгири 40-50 чә орунда лагер барлиқини тилға елип, булардин һазир аз дегәндә иккисиниң давамлиқ маңдурулуватқанлиқини ашкарилиди. Униң дейишичә, бу иккисидин бири или-үрүмчи йоли яқисидики қорғас сүйдүң базириға тунҗи кириш еғизи болған, йәрлик аһалиләр тәрипидин май искилати дәп атилидиған җайда икән. Мәзкур лагер канадалиқ лагер тәтқиқатчиси шавн җаң тәрипидин сүний һәмраһ рәсимлири арқилиқ әң дәсләп байқалған лагерлардин вә қорғаста әң дәсләп қурулғанлиқи мәлум болған лагер иди.
Дейилишичә, йәнә бир лагер сүйдүңниң йеңиават мәһәллисигә җайлашқан. Мәлум болушичә бу мәһәллиму или-үрүмчи йолиниң яқисидики сүйдүңгә иккинчи кириш еғизиға тоғра келидиған болуп, униң әтрапида ашлиқ саң қатарлиқ йәрлик аһалиләргә тонуш қурулушлар бар икән. Бу лагер шу җайдики бир мал базириниң орниға селинғаникән.
Мәзкур секретар йәнә бу икки лагерда нөвәттә, өзи билән бир мәһәллилик аһалиләрдин, керим һаҗи қатарлиқ кишиләрниң һелиһәм “тәрбийә” линиватқанлиқини тилға алиду.
Өткән йилниң баш вә оттурилиридики ениқлашлиримизда корланиң кона базар, маралбешиниң базар ичидә лагерларниң йәни “кәспий тәрбийәләш мәктәплири” ниң мәвҗутлуқи йәрлик вәзипидарлар тәрипидин дәлилләнгәниди. Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр, хитайниң лагерларни түрмигә айландуруш арқилиқ қанунсиз тутқунни көрүнүштә қанунлуқ тутқунға айландурғанлиқи вә мушу йол билән хәлқара органларниң лагерлар һәққидики тәнқид вә тәкшүрүш тәләплирини тосушқа урунғанлиқини илгири сүриду, шундақла, бир қисим намәлум қулайлиқлар сәвәбидин аз сандики лагерларни йәнә әслидики нами бойичә маңдуруватқанлиқини пәрәз қилишиду.