Хитайниң таҗикистанға сиңип кириши күчәймәктә
2022.12.30
Узун йиллардин буян хитай, сабиқ совет оттура асия җумһурийәтлири билән болған сода-иқтисадий алақилирини раваҗландурушқа чоң әһмийәт берип кәлгән. Кейинки вақитларда хитай өзиниң “бир бәлвағ, бир йол” иқтисадий лайиһәси даирисидә болупму қазақистан, өзбекистан вә түркмәнистандин газ вә нефитни експорт қилишқа тиришмақта. Униң шуниңдәк таҗикистанғиму сиңип киришиниң күчийиватқанлиқи оттуриға чиқмақта.
Таҗикистанниң “авеста” йеңилиқлар агентлиқида елан қилинған “таҗикистан вә х х җ арисидики сода оборотиниң миқдари рекортлуқ көрсәткүчләргә игә болди” намлиқ мақалида ейтилишичә, йеқинда таҗикистан пайтәхти дүшәнбидә таҗикистан вә уйғур-аптоном райони оттурисида сода-иқтисадий һәмкарлиқ бойичә комиссийәниң музакириси болуп өткән.
Музакирә таҗикистанниң иқтисадий тәрәққият министирлиқиниң башлиқи завки завкизода вә уйғур-аптоном райониниң хәлқ һөкүмити рәисиниң орунбасари сун хунмениң рәһбәрликидә өткән. Униңда мәбләғ селиш, содини, шу җүмлидин таҗикистандин уйғур елигә киридиған експорт мәһсулатлирини тәрәққий әттүрүш, дүшәнбә-кулма чегра райони арқилиқ йүк тошуш миқдарини көпәйтиш мәсилилири музакирә қилинған. Булардин башқа йәнә шуниңдәк дүшәнбә-кулма аптомобил йолини селишқа хитай мәбләғлирини җәлп қилиш, бирләшкән санаәт карханилирини қуруш мәсилилириму муһакимә қилинған.
Завки завкизода икки мәмликәт арисидики тавар обороти һәҗиминиң мушу йил январ ейидин ноябирғичә 42.3 Пирсәнткә, йәни өткән йил билән селиштурғанда 1.95 Милярд америка доллириға өскәнликини тәкитлигән. У йәнә хитайниң сода саһәсидики 2-чоң шерики икәнликини билдүргән.
Хәвәрдә ейтилишичә, музакирә давамида икки тәрәп вәкиллири бирләшкән мәһкимә қуруш нийитидә таҗикистанниң җәнубидики “даңара” әркин иқтисад районини зиярәт қилған.
Йәнә шу йеңилиқлар агентлиқида берилгән “таҗикистан вә хитай җинайәткә қарши күрәш қилишта һәмкарлишишни муһакимә қилди” намлиқ мақалида 22-декабирда дүшәнбидә мәзкур мәсилә бойичә икки тәрәп вәкиллириниң учрашқанлиқи ейтилған. Таҗикистанниң ички ишлар министирлиқи вә хитайниң җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң җавабкар хадимлири җинайәтчиләргә қандақ бирлишип күрәш қилиш мәсилилирини муһакимә қилған.
Әмди русийәниң “пайом нет” тор гезитидә елан қилинған “хитайниң таҗикистандики әлчиханиси сайидҗафар усмонзоданиң явро-асия иқтисадий иттипақиға кириш һәққидики билдүрүшигә җаваб қайтурди” дегән мақалида таҗикистан алий кеңишиниң әзаси сайидҗафар усмонзода таҗикистан дөлитини хитайдин йирақлишип, русийә билән йеқинлишиш тәклипини бәргән.
У мундақ дегән: “биз хитай я болмиса башқа бир әлниң мәнпәәтлиригә қарап, һәрикәт қилмаслиқимиз керәк. Мубада һаҗәт болса, өзлири келиду. Әксичә, биз хитайдин бир қәдәм чекинишимиз лазим. Һәрбий вә иқтисадий нуқтиинәзәрдин хитай қудрәтлик дөләт. Хитайниң таҗикистандики тәсири бизниң елимиз үчүн хәвп болуп һесаблиниду. Шундақ қилип, биз бу мәмликәттин алған қәрзләр келәчәктә хәвп туғдуруши мумкин”.
Хитайниң таҗикистандики әлчиханиси һөкүмәткә йоллиған хетидә сайидҗафар усмонзоданиң билдүршиниң икки мәмликәт оттурисидики қошнидарчилиқ вә достлуқ мунасивәтлири роһиғаҗаваб бәрмәйдиғанлиқини ейтқан.
Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди мундақ деди: “таҗикистан әсли уйғуристан (шәрқий түркистан) билән чегридаш. У хитай үчүн истратегийәлик әһмийәткә игә. Таҗикистанда хитайниң тәсири интайин күчлүк. Мәркизий асия дөләтлири бойичә биринчи орунға қойған болаттим. Чүнки таҗикистанниң бир йиллиқ ишләп чиқириш қиммитигә қарисақ, шуниң 20 пирсәнттин ошуқи хитайға қәрз болуп қалди. Һазир 30 пирсәнттин ешип кәтти. Таҗикистанниң тағлиқ районлирида алтундин башқа байлиқлар бар. Таҗикистан биринчи болуп хитайға тағлиқ районларни беривәткән. Хитай билән зич алақидә. Хитай иқтисадий кирип сиңиш арқилиқ таҗикистанни өзигә әмәлийәттә беқинди қиливалған. Шуниңдәк хитайниң оттура асиядики бирдин һәрбий базиси таҗикистанда. Хитайниң таҗикистан арқилиқ пилани қирғизистан вә өзбекистанға сиңип бериш. Асасән әң гүзәл вә бай пәрғанә вадисини қолға чүшүрүшни халайду”.
Сиясәтшунас рисбек сәрсенбай хитайниң оттура асиядики иқтисадий тәсир даириси хели күчийиватқан бир вақитта оттура асиядики қазақистан, түркмәнистан, өзбекистан вә қирғизистан қатарлиқ түрк дөләтлириниң уйғур елидики түркий тиллиқ хәлқләрниң бүгүнки ечинишлиқ әһвалиға дегәндәк һесдашлиқ билдүрәлмәйватқанлиқиға әпсусланди.
У мундақ деди: “бизниң күчимиз бирликтә дәймиз, бирақ у пәқәт қазақистан ичидики бирлик әмәс, бәлки түрк дунясиниң, түркий тиллиқ, туғқан хәлқләрниң, қошна әлләрни бирлики. Барлиқиниң бирдәк позитсийәси болуши керәк. Хитайдики аз санлиқ милләтләргә, шу җүмлидин түркий тиллиқ хәлқләргә вә дуня миқясида мусулманларға болған позитсийәмиз охшаш болуши шәрт. Хитайдики түркий-мусулман хәлқләрниң бүгүнки әһвалиға нисбәтән оттура асия әллириниң рәһбәрлириниң һеч қайсиси бир пикир қилалмиди. Мубада бирәр пикир билдүргән болса, у яқтики қандашлиримиз мунчилик тәқибләргә учримайтти. Биз шималдин боламду я шәрқтин боламду, һәр қандақ хәвпкә бирлишип қарши турмисақ, оттура асия әллириниң келәчәк тәқдири яхшилиқ билән түгимәйду”.
Рисбек сәрсенбай әпәнди кейинки вақитларда хитайниң русийә-украина урушини пайдилинип, өзиниң оттура асиядики иқтисадий тәсирини күчәйтишкә киришкәнликини оттуриға қойди. У хитайниң болупму қазақистан, түркмәнистан вә өзбекстанниң енергийә мәнбәлиригә көз селиш билән бир қатарда таҗикистанниң йәр асти байлиқлириға игә болушқа тиришиватқанлиқини билдүрди.
Әйни вақитларда таҗикистанда көп йиллар илмий хизмәтләрдә болған, һазир истанбул шәһиридә таҗикистан-хитай мунасвәтлири вә тарих мәсилилири бойичә издинишлирини давамлаштуруватқан азад әпәнди хитайниң өзиниң истратегийәси җәһәттин таҗикистанни игиләп болғанлиқини һәм бу җәһәттә чоң мувәппәқийәт қазанғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “хитай қәрәлсиз қәрз бериду. Уни бәргәндә сиртмаққа дучар болиду. Асасий қурулушларниң һәммисини хитай қилди. Таҗикистанниң пиланида йоқ бәзи қурулушларни хитайлар қилсаң болиду дегән. Мәсилән, таҗикистанға от електр истансиси һеч керәк әмәс. Әмма хитай тәрәп қизиқтуруп, шәһәргә йирақ әмәс йәрдә қуруп бәрди. Омумән зөрүрийити йоқ қурулушларни қилип, таҗикистанни қәрз қилип қойди. Қәрзгә патқузуп қойғандин кейин һәрбий база қурушни оттуриға қойса, у яқ дейәлмиди”.
Азад әпәнди таҗикистанниң кәч болсиму бу қәрздин қутулалмайдиғанлиқини оттуриға қойди.
Хәвәрләрдин игилинишичә, 2021-йили таҗикистан хитайға өз йеридә һәрбий база селишиға рәсмий рухситини бәргән. Буниңға афғанистандики вәзийәт сәвәб болған. Қәһриман ғоҗамәрдә қатарлиқ мутәхәссисләрниң пикричә, таҗикистанда русийә базисиму болуп, әмди бу оттура асиядики вәзийәткә қаттиқ тәсир қилиши мумкин икән.