“демократчи” хитай таң йүәнҗүнниң җасуслуқ делоси кишилик һоқуқ паалийәтчилирини қаттиқ чөчүткән
2024.08.26
21-Авғуст күни ню-йоркта турушлуқ таң йүәнҗүн исимлик бир “демократчи” хитай 2018-йилдин 2023-йилғичә хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң алаһидә җасуси болуп ишлигәнлик җинайити билән америка әдлийә министирлиқи тәрипидин әйибләнди.
Мәлум болушичә, бу йил 67 яшқа киргән таң йүәнҗүн 1989-йилдики тйәнәнмен оқуғучилар намайишиға қатнашқан икән. У шу сәвәблик әйни вақитта қолға елинип, 20 йиллиқ қамаққа кесилгән икән, әмма түрмидә 8 йил ятқандин кейин қоюп берилип америкаға кәлгән икән. У, америкада сиясий панаһлиқ тиләп туруп қалғандин кейин, америкадики демократийәни илгири сүрүш тәшкилати (NED) қоллиған хитай тәшкилатлириниң паалийәтлиригә актип қатнашқан вә һәтта бир қисим тәшкилатларға рәһбәрлик қилған икән. Америка әдлийә министирлиқиниң әйибнамисидә дейилишичә, таң йүәнҗүн америкада туруп коммунист хитайға қарши шәхс вә тәшкилатларниң учурлирини, җүмлидин хитай демократчилири вә коммунист хитайға қарши шәхсләрниң учурлирини хитай дөләт хәвпсизлики министирлиқиға йәткүзгән. У алаһидә елхәт адреси, шифирлиқ тор сөһбити, қисқа учур, үн-синлиқ параңлишиш қатарлиқ йоллар билән хитайға учур йәткүзгән.
Бу хәвәр кәң тарқалғандин кейин, уйғур, тибәт вә хоңкоң мәсилисигә даир тәшкилатлар һәм кишилик һоқуқ паалийәтчилири җиддий инкас қайтурушқан. Улар иҗтимаий таратқуларда вә өзлириниң хитайға қарши паалийәтлиридә өзлири билән бир сәптә турған бирсиниң коммунист хитайға ишләйдиған җасус болуп чиққанлиқидин қаттиқ чөчүгәнликини билдүрүшкән.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар елтәбир ханим бу һәқтә радийомизға сөз қилип, бу вәқәниң уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчилиригиму бир агаһландуруш болғанлиқини билдүрди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң мувәққәт директори мая ваң өзиниң линкдин һесабида бу һәқтә инкас билдүрүп, хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики паалийәтчиләрниң аилилирини гөрүгә еливелиш арқилиқ улардин учур тәләп қилидиғанлиқи; инглизчә сөзлийәлмәйдиған вә яшанған хитай паалийәтчиләр өзлириниң һөкүмәт билән һәмкарлишиштин башқа амали йоқ дәп қарап, хитай һөкүмити билән һәмкарлишишини таллаш еһтималлиқниң юқирилиқини язған. У йәнә бу хил вәқәләрниң хитайға қарши паалийәтчиләрниң чәмбирикигә кәлтүргән зийининиң наһайити чоң болидиғанлиқини тәкитлигән.
Мая ваң бу һәқтә радийомизға сөз қилип мундақ деди: “бу хәвәрниң кишиләрни бунчилик чөчүткәнликиниң сәвәби, у киши мушу паалийәтчиләрниң чәмбирикидә тонулған бирси болғанлиқидиндур. Бу хәвәр йәнә америка һөкүмитиниң хитайниң америкадики сиясий паалийәтләргә арилишиватқанлиқи, җасуслуқ қиливатқанлиқи, паалийәтчиләргә қарита дөләт һалқиған бастуруш елип бериватқанлиқиға йеқиндин диққәт қиливатқанлиқини көрситиду. Бу наһайити муһим бир нуқта.”
Әлфидар ханим йәнә уйғур җамаитиниң арисидики “вәтәнгә қайттуқ” , “ата-анамни вә қериндашлиримни көргили бардим” дегәндәк намларда хитайға берип-келиватқан муһаҗирәттики уйғурларниң бундақ мәсилигә қарита наһайити сәзгүр болуши керәкликини тәкитлиди.
Йеқинда муһаҗирәттики уйғурларниң арисида, юртиға ата-анисини йоқлиғили берип, өзлири пуқралиқ алған дөләткә қайтип кәлгән, әмма кимлики намәлум бир җүп әр-аялниң авазлиқ учурлири тарқалған. Авазлиқ учурда дейилишичә, улар виза елип юртиға ата-анисини йоқлаш үчүн барғанда, алди билән йәрлик сақчиларниң ишханисиға чақиртилған. Сақчилар улардин қайтқандин кейинму сақчилар билән алақини үзүп қоймай улар билән һәмкарлашса, уларниң чәт әлдики вә юртидики ишлириниң яхши болидиғанлиқини ейтқан; ата-аниси, уруқ-туғқанлирини тилға елип туруп, һәр хил юмшақ-қаттиқ сөзләр арқилиқ уларни хитай һөкүмитигә җасус болуп беришкә қистиған.
Фирансийәлик уйғур паалийәтчи дилнур рәйһан ханим бу һәқтә радийомизға инкас билдүрүп, хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики паалийәтчиләрниң арисиға җасус орунлаштуруш арқилиқ, уларниң арисида ишәнчсизлик туғдуридиғанлиқи вә буниң хитайниң “парчилап йейиш” истратегийәси икәнликни әскәртти.
Мая ваң паалийәтчиләр арисида туғдурулған ишәнчсизлик һәққидә тохтилип мундақ деди: “мән таң әпәндини тонумаймән. Униң немә сәвәбтин җасуслуқ қилғининиму уқмаймән. Шуңа мән бу паалийәтчиләр арисидики бири-биридин һодуқуш, ишәнчсизликни чүшинимән. Кимниң җасус, ишпийон икәнликини байқаш бәк тәс. Шуңа қаттиқ һошяр болуш билән биргә, йәнила бирлишишимиз, бир-биримзгә тайинишимиз керәкликини унтумаслиқимиз керәк. Аримиздин ‛хаин‚ чиқип қелиш мумкинчиликиниң бизниң бирликимизни вә әслидики нишанимизни бузғунчилиққа учратмаслиқиға диққәт қилиш керәк.”
“әл-җәзирә” қанилиниң таң йүәнҗүнниң җасуслуқ делоси һәққидә бәргән хәвиридә ейтилишичә, хитайниң америкада турушлуқ әлчиханиси таң йүәнҗүн тоғрилиқ инкас билдүрүшни рәт қилип, униң делосидин хәвири йоқлуқини билдүргән.