Тарим вадисиға йүрүш қиливатқан хитай ширкәтлири вә уйғурларниң мәҗбурий әмгики

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.06.05
lager-kyim-tikish.jpg Хитай һөкүмити орунлаштурған чәтәллик тәкшүргүчиләргә көрситиш үчүн тәйярланған лагер “оқуғучи” лириниң тикимчилик курси. 2019-Йили 4-январ, қәшқәр.
REUTERS

Уйғур дияридики сиясий бастурушниң юқири пәллиси яритилған мәзгилләрдә қаттиқ қоллуқ билән сесиқ нами пур кәткән чен чуәнго йөткәп кетилип, униң орниға “алий мәлуматлиқ доктор” , “иқтисад илминиң әһли” дегәндәк намлар билән сүпәтләнгән ма шиңруй уйғур аптоном районлуқ парткомға секретар болуп кәлгән иди. Дәрвәқә, аридин узун өтмәй уйғур дияридики сиясий бастурушқа мас һалда мәзкур районни хитайниң асаслиқ ишләпчиқириш базисиниң биригә айландуруш һәққидики чақириқлар оттуриға чиқип, ма шиңруйниң йөткилип келишидики бир муһим сәвәб қисмән болсиму ашкара болған иди. Хитай һөкүмитиниң ашу хилдики уйғур диярини хитай үчүн муһим болған арқа сәп “таянч база” ға айландуруш урунушлириниң йәнә бири 31-май күни қәшқәр шәһиридә чақирилған “2023-йиллиқ пуқралар игиликидики карханиларниң җәнубий шинҗаңниң тәрәққиятиға ярдәм бериш чоң йиғини” да оттуриға чиқти.

Хитай башқурушидики “шинхуа агентлиқи” ниң хәвиридә ейтилишичә, бу йиғинға “мәмликәтлик сода-санаәтчиләр бирләшмиси” , “мәмликәтлик йеза-кәнтләрни гүлләндүрүш идариси” , уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт, биңтуән қатарлиқ орунларниң муһим каттибашлири, шуниңдәк әнхуй, җяңши, шәндоң қатарлиқ хитай өлкилиридики бир қисим юқири дәриҗилик әмәлдарлар толуқ қатнашқан. Буниң билән бу қетимқи йиғинниң хитай мәркизий һөкүмити бир қоллоқ лайиһәлигән бир қетимлиқ чоң истратегийәлик орунлаштуруш икәнлики намаян қилинған.

Хәвәрдә ейтилишичә, 2018-йилидин буян “пуқралар игиликидики карханиларниң җәнубий шинҗаңға йүрүш қилиш паалийити” җәрянида 110 милярд сом (15 милярд америка доллиридин көпрәк) мәбләғ селинған. Бу йил болса бу мәбләғниң 44 милярд сом әтрапида болидиғанлиқи ейтилған. Хитай карханилири асаслиқ мәбләғ салидиған түрләр батарейә завути, қуруқ мевә-чевә пишшиқлап ишләш, тоқумичилиқ, йеза игилик қошумчә мәһсулатлирини пишшиқлап ишләш қатарлиқ кәсипләр болуп, уйғур дияриниң йәрлик мәһсулатлири хам әшя қилинидикән. Йиғинда “мәмликәтлик сода-санаәтчиләр бирләшмиси” ниң рәиси гав йүнлоң, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй айрим-айрим сөз қилған. Гав йүнлоң бу қетимқи қурулушниң муһимлиқини тәкитләп: “бу қетимқи кархана чақириш хизмити партийәмизниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсиниң муһим тәдбирлиридин бири. Буниңда пуқралар игиликидики карханиларни кеңәйтиш арқилиқ, партийәниң сөзини аңлаш вә партийәгә әгишишниң қандақ шәрәплик икәнликини намаян қилишқа, шуниңдәк җуңхуа кимлики ортақ қаришини мустәһкәмләштә муһим рол ойнайду” дегән.

Ма шиңруй болса өз сөзидә “баш секретар ши җинпиң шинҗаңни көздин кәчүргәндә сөзлигән сөзләрниң муһим роһини қәтий изчиллаштуруш, җәнубий шинҗаңни пүтүн шинҗаң шаһмат тахтисиниң көзи қилиш, шу арқилиқ буниң ачқучлуқ дәврдики ачқучлуқ орун икәнликини унтумаслиқ” дегәндәк ибариләр алаһидә орун алған. Шуниң билән биргә “җәнубий шинҗаңниң тәрәққият йошурун күчи зор. Бу район дөлитимизни оттура асия, ғәрбий асия вә җәнубий асия билән бағлаш һәмдә дөлитимизниң истратегийәлик заманивилаштуруш қурулушиға тирәк болушта зор қиммәткә игә. Һәрқайси карханичилар ‛сәккиз чоң ишләпчиқириш түри‚ бойичә мәбләғ селиш арқилиқ, дөлитимизниң ашлиқ мәсилиси, енергийә мәсилиси вә кан байлиқи мәсилисигә, шундақла йипәк йоли иқтисадий бәлбеғиниң раванлиқиға кепиллик қилиши лазим” дегән.

Бу қетимқи йиғинда тәкитләнгән йетәкчи идийәләр характер җәһәттә 19-әсирниң ахирлирида чиң сулалиси ордисида болуп өткән “ғәрбий юрттин ваз кечиш яки уни сақлап қелиш” һәққидики муназиридә оттуриға чиққан “ғәрбий юрт қолдин кәтсә, . Хитайниң һалакитигә йол ечилиду” дәйдиған пикиргә бәкму охшап кетиду.

Гав йүнлоң, ма шиңруй қатарлиқ хитай каттибашлириниң бу қетимқи йиғинда сөзлигән сөзлири 2023-йили ғайәт зор сандики хитай карханилирини тарим вадисиға чиллап келишидики баш нишанниң шу җайни тәрәққий қилдуруш әмәс, әксичә “тәрәққият” намида хитайниң түплүк дөләт мәнпәәтигә хизмәт қилиш һәмдә хитай карханилирини бай қилиш икәнликини васитилик һалда әкс әттүргән. Бу хилдики йеңи карханиларниң иш башлиши һәққидә сөз болғанда тәбиий һалда “асман хәвәрлири” мухбирлар гурупписиниң уйғур дияри һәққидә йеқинда елан қилған нәқ мәйдан зияритидә ейтилған “лагерлар тақалған яки ташлинип қалған, бу җайларға қамалған тутқунлар түрмиләргә яки йеңи қурулуватқан завутларға ишчилиққа йөткилип болған” дегән қурларни әслитиду. Бу хилдики ғайәт зор миқдарда мәбләғ селиш һәққидә сөз болғанда, лагершунас алимлардин доктор адрян зенз буниң тасадипий оттуриға чиқип қалған һадисә әмәсликини алаһидә тәкитләйду:

 “җәнубий шинҗаңға биваситә һалда 44 милярд сом қиммитидә мәбләғ селиш әмәлийәттә бәкму чоң қурулуш. Бу дәрвәқә йеңи партийә секретари болған ма шиңруйниң район тәвәсидә ‛барлиқ тиришчанлиқни көрситип хизмәт пурсити яритиш‚ шоари астида иқтисадни гүлләндүрүш истратегийәси билән биваситә мас келиду. Йәнә бир яқтин бу җәрянда уйғурлар ихтиярийлиқ яки мәҗбурийлиқ асасида қобул қилидиған бир түркүм иш орунлири яритилиду. Буниң билән хитай һөкүмити ейтиватқан иқтисадий өсүш вә иш орни көпәйтиш ишқа ашиду. Әмма бу йәрдики мәсилә шуки, буниңда уйғурлар хитайларға ишләйду. Иқтисадий мәнпәәттин бәһримән болидиғанлар болса тәбиий рәвиштә хитайлар болиду. Чүнки бу уйғурлар һәрқачан унчә көп иш һәққи алалмайду. Чүнки таҗисиман вируси юқумидин буян изчил иқтисадий җәһәттики мүшкүлатларға дуч келиватқан хитай һөкүмити, мушу хил чарилар арқилиқ өзини оңшашқа урунуватиду.”

Қәшқәрдә өткүзүлгән бу қетимқи йиғинда қәшқәр вилайитиниң валийси әнвәр турсун кархана игилири билән йүз туранә көрүшмәй турупла уларниң илтимасини тәстиқлап беридиғанлиқини, бу карханиларниң “нөл мәбләғ” билән иш башлишиға ярдәм беридиғанлиқини җакарлап: “бизниң мәқситимиз һәрқайси ширкәт вә карханиларни толуқ хатирҗәм болған асаста қәшқәрдә иш башлашқа риғбәтләндүрүш” дегән.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси, сиясий анализчи елшат һәсәнниң қаришичә, бунчә көп хитай карханилириниң бу йосунда уйғур дияриға чиллап келиниши йәрлик хәлққә әмәс, әксичә хитай һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқи үчүн хизмәт қилиштин башқа рол ойнимайдикән. Болупму мувәппәқийәт қазанған уйғур карханичилар пүтүнләй лагерларға қамалған, уларниң мал-мүлки талан-тараҗ қилинип болғанда, уларниң орнини бесишқа кәлгән бу хитай карханичилар өз янчуқлирини томлаштин башқа һечқачан йәрлик хәлққә пайда-мәнпәәт елип келишни истимәйдикән.

Бу қетимқи йиғинда ма шиңруй алаһидә оттуриға қойған йәнә бир нуқта қәшқәр вилайитиниң нопус қурулмисини “көп милләтләр арилишип олтурақлашқан йеңичә қәшқәргә өзгәртиш” болуп, буниң кәлгүси тәрәққият үчүн бәкму муһимлиқи алаһидә тәкитләнгән. Бу һәқтә сөз болғанда, доктор адрян зенз бу әһвалниң әмәлийәттә хитай һөкүмити өткән йллардин буян иҗра қилип кәлгән нопус сияситиниң давами икәнликини әскәртиду:

 “бу бәкму муһим учур. Бу болса мән дәп келиватқан нопусни әлалаштуруш қурулушиниң нәқ өзи. Худди сизниң хәвириңиз болғинидәк, мән бу һәқтә 2021-йили елан қилинған қирғинчилиқ темисидики мақаләмдә мәхсус тохталған идим. Буниңда улар <аз санлиқ милләтләрниң нопусини әлалаштурумиз> дегән намда уларниң санини азайтиш һәмдә бу районға хитай көчүрүшни көпәйтишни мәқсәт қилиду. Чүнки һазир хитай шинҗаң районида байлиқ қезишқа бәкла әһмийәт бериватиду. Чүнки бу байлиқлар хитай үчүн бәкму зөрүр. Шундақ болғанлиқи үчүн, улар бу районни истратегийәлик нуқтидин бәкму муһим, дәп қараватиду.”

Гәрчә хәвәрдә бунчә көп хитай ширкәтлириниң бунчә көп соммилиқ иш тохтами имзалиғанлиқи ейтилған болсиму, әмма буларниң конкрет һалда қандақ “тәрәққият” пәйда қилидиғанлиқи ейтилмиған. Бу һәқтә сөз болғанда, елшат һәсән қанун мәвҗут болмиған хитайда һәммила ишта компартийәниң буйруқ-пәрманлири қанун ролини ойнайдиғанлиқини, бундақ әһвалда йәрлик хәлққә әмәс, әксичә ши җинпиңға биваситә җавабкар болған компартийәниң һәрқачан ши җинпиң оттуриға қойған “йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” ни қиблинамә қилған һәмдә униңға қәтий итаәт қилған асаста иш көридиғанлиқини тәкитләйду. Шундақ болғанлиқи үчүн уйғур дияридики қирғинчилиқниң баш қомандани болған ши җинпиңниң буйруқлирини иҗра қилишқа биваситә ярдәм бәргүчи бу ширкәтләрниң уйғур диярида көпләп завут-карханиларни ечиши маһийәттә уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә сорун һазирлаш ролини ойнайду, халас.

Мәлум болушичә, нөвәттә бу қетимқи йиғинға иштирак қилған хитай ширкәтлириниң алди завутларниң орни үчүн йәр таллашни башливәткән болуп, йеқин арида қалған ширкәтләрниңму тездин иш башлайдиғанлиқи алға сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.