Қирғизистандики уйғур өсмүрләргә уйғур дияридики тарихий җайлар вә ядикарлиқлар тонуштурулди

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2023.04.18
qirghizistan-osmur-tarixiy-bilim-1.jpg Уйғур ханим-қизлар өсмүрләрни тәшкилләп өткүзгән уйғур тарихи билән мунасивәтлик мәнзирә-нуқтилирини тонуштуруш паалийитидә хатирә сүрәт. 2023-Йили апрел, қирғизистан.
RFA/Féruze

Уйғур елида уйғурларниң миллий кимлики еғир тәһдиткә учраватқан бу күнләрдә, қирғизистанниң чу вилайити тоқмақ шәһиридики уйғур ханим-қизлар өсмүрләрни тәшкилләп, уларға уйғур тарихи билән мунасивәтлик мәнзирә-нуқтилирини тонуштуруш паалийити өткүзди.

Йәсли мудири зулфийә убулқасимованиң башчилиқидики бир топ уйғур муәллимләр яш-өсмүрләргә уйғур дияридики тарихий нуқтилар вә қәдимки қурулушларни тонуштурди. Бу паалийәт “хәлқара ядикарлиқлар вә тарихий маканларни қоғдаш” күнигә беғишланған болуп “балаҗан” йәслисидә уюштурулди. Мурасимға 7-яштин 14-яшқичә 23 нәпәр уйғур өсмүр қатнашти.

1982-Йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән, мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) ниң башчилиқида өткүзүлгән хәлқара ядикарлиқлар кеңиши мәҗлисидә һәр йили 18-апрелни “хәлқара ядикарлиқлар вә тарихий маканларни қоғдаш” күни дәп бекитилгән. Шу мунасивәт билән тоқмақ шәһиридики юнеско кулубниң әзаси болған бәзи мәктәпләр “дуня мираслири” (world heritage) дегән шоар астида һәр хил паалийәтләрни елип бармақта. Шу паалийтләрдин илһам алған уйғур ханим-қизлар өз балилирға уйғур тарихий маканлирини тонуштуруш паалийити өткүзүшни қарар қилишқан.

Уйғур ханим-қизлар өсмүрләрни тәшкилләп өткүзгән уйғур тарихи билән мунасивәтлик мәнзирә-нуқтилирини тонуштуруш паалийитидә совғат тарқитилди. 2023-Йили апрел, қирғизистан.
Уйғур ханим-қизлар өсмүрләрни тәшкилләп өткүзгән уйғур тарихи билән мунасивәтлик мәнзирә-нуқтилирини тонуштуруш паалийитидә совғат тарқитилди. 2023-Йили апрел, қирғизистан.
RFA/Féruze

Паалийәт давамида өсмүрләргә уйғур дияридики тарихий мәнзирә нуқтилиридин қәшқәр һейтгаһ җамәси, апақ хоҗа мазири, турпан каризлири, имин хоҗа мунари вә башқа тарихий мәнзириләр тоғрисида рәсимлик мәлуматлар берилди. Өсмүрләр өзлири яқтурған тарихий қурулушларниң рәсимлиригә рәң берип, қайсий тарихий қурулушларниң уйғур дияридики қайсий шәһәргә җайлашқанлиқини ейтип беришти.

Мәзкур паалийәтниң уюштурғучиси зулфийә убулқасимова ханим радийомиз зияритини қобул қилип, бу паалийәтниң асасий мәқситиниң уйғур балиларни бир җайға җәм қилиш, уларниң миллий ғурурини күчәйтиш, шундақла милләт сөйәрлик роһини өстүрүш икәнликини билдүрди.

Бу қетимлиқ паалийәт гәрчә рус тилида елип берилгән болсиму, лекин паалийәт давамида тонуштурулған уйғур тарихи вә мәдәнийитигә даир билимләр, уйғур хәлқиниң миң йиллиқ тарихиниң бир парчиси сүпитидә балиларниң есидә мәңгүлүк хатирә болуп қалди. Мәзкур паалийәткә қатнашқан уйғур яшлардин самира вә ләйла зияритимизни қобул қилип, бу қетимлиқ паалийәтниң толиму әһмийәтлик болғанлиқини, бундин кейин бу хилдики паалийәтләрни техиму көпрәк уюштуруш керәкликини билдүрди.

Уйғур ханим-қизлар өсмүрләрни тәшкилләп өткүзгән уйғур тарихи билән мунасивәтлик мәнзирә-нуқтилирини тонуштуруш паалийитидә рәсимләргә рәң берилмәктә. 2023-Йили апрел, қирғизистан.
Уйғур ханим-қизлар өсмүрләрни тәшкилләп өткүзгән уйғур тарихи билән мунасивәтлик мәнзирә-нуқтилирини тонуштуруш паалийитидә рәсимләргә рәң берилмәктә. 2023-Йили апрел, қирғизистан.
RFA/Féruze

Тоқмақ шәһири қирғизистан пайтәхти бишкәк әтрапиға җайлашқан кичик бир шәһәрдур. Рәсмий мәлумутларға асасланғанда, уйғурларниң мәзкур шәһәрдики нопуси бәшинчи орунни игиләйдикән. 2014-Йили нәшир қилинған “қирғизистан уйғурлири” намлиқ китабта тонуштурулушичә, 1926-йили сабиқ совет иттипақи тәркибидики совет қирғизистанда 8300 нәпәр уйғур аһалиси бар болған. Һалбуки, 1930-йилларниң ахирида сталинниң пүтүн совет иттипақи бойичә елип барған чоң тазилаш вә қизил терорлуқ мәзгилидә қирғизистанда 2 миң әтрапида уйғур тутқун қилинип өлтүрүлгәнлики мәлум. Шу йилларда қирғизистандики көплигән уйғурлар сталинниң мәҗбурий колхозлаштуруш вә қаттиқ бастуруш сиясити, шундақла шуралар иттипақини қаплиған ачарчилиқ сәвәбидин чегра атлап өзлириниң тарихий вәтини шәрқий түркистанға көчүп кәткән. Қәп қалған бир қисим уйғурлар өзлирини “өзбәк” яки “қирғиз” дәп тизимлитишқа мәҗбур болған.

Совет-хитай мунасивити бузулған 1960-йиллириниң башлиридики зор көчтә совет иттипақиға қечип чиққан хели көп сандики уйғурлар қирғизистанниң чу вилайитидә олтурақлашқан. Бүгүнки рәсмий мәлуматларға асасланғанда, қирғизистанда һазир 50 миңдин артуқ уйғур аһалиси яшимақта. Хәлқ ичидики қарашлар вә тәхминләргә қариғанда әмәлийттә қирғизистандики уйғурларниң сани униңдинму көп икән. Қирғизистан уйғурлири өзлирини миллий кимлики, өрп-адәтлири, мәдәнийити вә тилини сақлап қелиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.