Хәлқара җәмийәтниң бесими билән тайландтики 48 уйғурниң хитайға қайтурулуши вақитлиқ кечиктүрүлгән
2025.01.23

Тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар өзлириниң хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпни ашкарилап, хәлқара җәмийәт вә демократик дөләтләрниң өзлирини бу паҗиәдин қутулушқа ярдәм қилишини мураҗиәт қилғаниди. Америка башлиқ ғәрбтики демократик дөләтләр вә б д т ни өз ичигә алған хәлқара җәмийәтләр, тайландики уйғурлар мәсилисигә тездин инкас қайтуруп, тайланд һөкүмитини бу 48 уйғурни хитайға мәҗбурий қайтурмаслиққа чақирди. Игилишимизчә, тайландта тутуп турулуватқан уйғурларниң хитайға қайтурулуши тоғрилиқ тайланд һөкүмити чиқарған қарар, хәлқара җәмийәт вә бир қисим дөләтләрниң түрлүк шәкилләрдики бесими түпәйли кечиктүрүлгән.
43 Нәпәр уйғурниң баңкокниң суән флу (Suan Phlu) көчмәнләр тутуп туруш мәркизи (IDC) дә һечбир гунаһи йоқ, қанунсиз һалда тутуп турулуватқанлиқи, қалған бәш уйғур тутқунниң қечишқа урунғанлиқи үчүн айрим түрмигә қамалғанлиқи мәлум. Суән флу тутуп туруш орнида әслиһәләр кона, тутқунлар бәк көп вә тазилиқиниң начар икәнлики, уйғур тутқунларниң аилә-тавабиатлири, адвокатлири вә уйғурдин башқа мәһбуслар билән алақә қилишиниң чәкләнгәнлики билинмәктә. Б д т кишилик һоқуқ мутәхәссислириниң сөзигә қариғанда, уйғур тутқунлар арисида әрләрниң йеримида дегүдәк саламәтлик мәсилиси көрүлүп, кесәл болуп кәткән икән.
8-январ күни тайланд көчмәнләр идариси суән флудики 43 нәпәр уйғурдин хитайға қайтурулушқа разилиқи беридиған һөҗҗәтләргә имза қоюшни тәләп қилғанлиқи мәлум. Буниң билән уйғур тутқунлар арисида хитайға қайтурулуш қорқунчи вә әндишиси күчәйгән. Уларға “өз ихтиярлиқи билән хитайға қайтиш җәдвили” тарқитип берилгәндин кейин, коллектип һалда бу җәдвәлгә имза қоюшни рәт қилған. Улар бирдәк, “биз һазир хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпигә дуч келиватимиз” дегән учуқ хәтни елан қилған. Иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалған вә “бирләшмә агентлиқ” тәк нопузлуқ хәлқаралиқ таратқулардиму тилған елинған бу мәктупта, баңкокта тутуп турулған 43 нәпәр уйғур өзлириниң хитайға қайтуруш хәвпниң бәк еғирлиқини илгири сүргән. Улар, тайланд даирилириниң өзлирини мәҗбурий чеградин қоғлап чиқириш тәһдитни тохтитиш тоғрисида хәлқара җәмийәткә мураҗиәт елан қилған.
Мәктупта мундақ дейилгән: “әгәр тайланд һөкүмити бизни мәҗбурий хитайға қайтурса, биз түрмигә ташлинишимиз мумкин, һәтта һаятимиздин айрилишимиз мумкин. Кишилик һоқуқни һимайә қилидиған барлиқ хәлқаралиқ тәшкилатлар вә дөләтләрниң дәрһал бу ишқа арилишип, бәк кечикип қелиштин бурун бизни бу паҗиәлик тәқдирдин қутулдуруш қелишини вә бизгә ярдәм қолини сунушини мураҗиәт қилимиз”.
Һалбуки, тайланд көчмәнләр идарисиниң баянатчиси җираю хуаңсаб алдинқи һәптиниң пәйшәнбә күни әркин асия радийосиға уйғур тутқунларға мунасивәтлик һечқандақ бир қарар чиқирилмиғанлиқини, уларни чеградин қоғлап чиқириш пиланиниң йоқлуқини тәкитлигән. Баянатчи җираю хуаңсаб, “бундақ бир пилан йоқ, мән уларниң немишқа бундақ дегәнликини чүшәнмидим. Мениң бу тоғрулуқ ениқлима беридиған мәлуматим йоқ” дегән. Тайландниң дөләт мудапиә министири, қошумчә муавин баш министири фунтам вичаячай (Phumtham Wechayachai) 17-январ бу һәқтә мухбирларға сөз қилип, тайланд һөкүмитиниң уйғур тутқунларни хитайға мәҗбурий өткүзүп бериш пиланиниң йоқлуқини билдүргән.
Биз тайландта тутуп турулуватқан уйғур тутқунларниң һазирқи әһвалини игиләш үчүн улар билән биваситә алақиләштуқ. Исмини вә авазини ашкарилашни халимайдиған бир уйғур өзлириниң һазирқи әһвали тоғрисида мәлумат бәрди:
“әһвалимизда һечқандақ өзгириш йоқ. Тайландта тутуп турулуватқан биз 48 нәпәр уйғурниң хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпи йәнила бәк зор. Биз еғир тәһдит вә қорқунч ичидә яшаватимиз, ачлиқ елан қилғили 12 күн болди, саламәтликимиз бәк начарлашти. 4-5 Күндә бир қетим дохтурлар кирип бизни тәкшүрүватиду. Тайландта баш министирлиқ ишханиси 48 нәпәр уйғурни хитайға өткүзүп бериш буйруқини техи әмәлдин қалдурмиди. Шуңа һәр вақит хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпимиз бар. Биз хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә һәрқайси дөләтләрниң бу ишқа дәрһал арилишип, бизни қутулдуруп қелишни сораймиз”.
Тайланд парламентиниң әзаси каннавей субсаң (Kannavee Suebsang) шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә чиқидиған “йеңи инсанпәрвәрлик” хәвәр ториға һәрқайси пуқралар тәшкилатлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар һәққидә һөкүмәткә қарита әндишисини оттуриға қойғандин кейин, тайланд һөкүмитиниң уйғур тутқунларни хитайға қайтуруш пиланини кечиктүрүлгәнликини ейтқан. У, “әгәр биз һечқандақ һәрикәт қилмиған болсақ, һөкүмәтниң узун өтмәйла уйғурларни қоғлап чиқиридиғанлиқи ениқ иди, мән буниңға ишинимән” дегән. 15-январ өткүзүлгән тайланд парламентиниң йиғинида каннавей субсаң, тайланд авам палатасиниң баянатчисидин һөкүмәтниң уйғурларни узун муддәт тутуп турушиға сәвәб болған вә буни испатлайдиған пакитлириниң бар-йоқлуқини сориған. У тайланд парламентниң қаидиси бойичә баш министир пейтоңтарн шинаватра (Paetongtarn Shinawatra) ниң 30 күн ичидә бу соалға җаваб қайтурушини тәләп қилған.
Көзәткүчиләр вә мутәхәссисләр, алдинқи йилила тайландниң бу уйғурларға тутқан муамилисини қийин-қистақ вә халиғанчә тутуп туруш дәп һесаблап, тайланд һөкүмитини агаһландурған иди. Тайланд һөкүмитиниң бу уйғурларни тутуп туруш җәрянида илгири-кейин болуп бәш киши қаза қилған. Булардин иккиси кичик бала иди.
19-январ күни, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси рошән аббас, муавин рәиси полат сайим, қурултай шәрқий җәнубий асия ишлири бөлүминиң мудири савут мәмәтләрдин тәркиб тапқан бир һәйәт тайланд пайтәхти баңкокқа берип, америка, әнглийә, канада қатарлиқ дөләтләрниң тайландтики әлчиханилири билән көрүшкән. Улар юқириқи дөләтләрниң тайландтики әлчиханилириниң һәмкарлиқида тайланд һөкүмәт тармақлири вә парламент әзалири билән тайландтики уйғурларниң мәсилиси, шундақла уларниң түрмә шараити қатарлиқ мәсилиләр һәққидә җиддий музакирә елип барған.
Рошән аббас ханим баңкоктин қайтиш йолида бизгә тайландики 48 уйғурниң әһвали тоғрулуқ мундақ деди: “тайландики 48 уйғур қериндишимиз дуч кәлгән хитайға қайтурулуш хәвпи техичә давам қилмақта. Муһаҗирәттики уйғурлар һәммимиз бирликтә тайланд һөкүмитигә бесим қилишни қулимиздин келишичә давам қилсақ, бу бәк пайдилиқ болатти. Тайландики уйғурларниң хитайға қайтурулуши һәққидә чиқирилған қарар пәқәт хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә демократик дөләтләрниң бесими түпәйли кечиктүрүлди. Тайланд баш министириниң 4-феврал хитайда елип баридиған зияритиғичә болған вақит йәнила хәтәрлик”.
Бирләшмә агентлиқи 11-январдики мәхсус хәвиридә, тайланд парламентиниң бир нәпәр әзаси билән тайланд һөкүмәт даирилиридин икки киши бирләшмә агентлиққа һөкүмәт ичидә уйғурларни хитайға қайтуруш тоғрисида муназириләрниң елип берилғанлиқини ейтқан.
Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханиси (UNHCR) 21-январ күни өз тор бетидә баянат берип, тайланд һөкүмитидин 48 нәпәр уйғурни хитайға қайтурмаслиқни тәләп қилған. Мәзкур баянатта мундақ дейилгән: “тайланд һөкүмити 48 нәпәр уйғурни хитай хәлқ җумһурийитигә өткүзүп беришни дәрһал тохтитиши керәк. Әгәр бу уйғурлар хитайға қайтуруп берилсә, дәһшәтлик қийин-қистаққа вә инсан қелипидин чиққан муамилигә учрайду. Хитайниң уйғурларға қилған зулумлириниң испати бар. Биз уларниң хитайға қайтурулса, орниға кәлмәйдиған зиянкәшликкә учришидин әндишә қилимиз. Ундақ қилиш мусапирларни тән җазасиға яки башқа зораванлиқларға учраш еһтимали болған хәтәрлик дөләтләргә қайтурушни чәкләштәк хәлқара бәлгилимигә хилап”. Мәзкур баянатта йәнә тайланд һөкүмитини уйғур мусапирлириға зөрүр болған турмуш шараити вә давалиниш имканийити яритип беришкә, мусапирларниң қануний вәкили яки адвокати билән б д т органлирини учраштурушқа йол қоюшқа чақирған иди.
Америка ташқи ишлар министири марко рубийо (Marco Rubio) 15-январ өткүзүлгән вәзипә тапшурувелиш гуваһлиқ йиғинида, тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан уйғурлар һәққидики позитсийәсини билдүрүп: “биз тайланд һөкүмитигә бу уйғурларни хитайға қайтурувәтмәслик һәққидә давамлиқ бесим ишлитимиз” дегән иди. Марко рубийо йәнә “булар (уйғурлар) асаслиқи миллити (уйғур болғанлиқи) вә дини (мусулман болғанлиқи) сәвәбидинла йиғивелинип, лагерларға соланди, йәни улар ‛қайта тәрбийәләш мәркәзлири‚ дәп аталған җайларға солиниватиду. Уларниң кимлики тартивелинди, уларниң балилириниң исми өзгәртиливатиду” дегән иди. Шу күни хитайниң баңкоктики баш әлчиханиси тайландта тутуп турулған уйғурларни “уйғур бөлгүнчилири” дәп әйиблигән.
Америка ташқи ишлар министири марко рубийодин башқа йәнә америка дөләт мәҗлиси әзаси вә һөкүмити қармиқидики “хитай ишлири иҗраийә комитети” ниң рәиси кристофер симит (Chris Smith), америка авам палата әзаси том сузи (Tom Suozzi), дөләт мәҗлисиниң ташқи ишлар комитети әзаси җорҗи микс (Gregory Meeks) тайландни 48 уйғурни хитайға мәҗбурий қайтурмаслиққа чақирип баянат елан қилған.