Америка, канада қатарлиқ дөләтләр тайландтики уйғурлар хитайға қайтурулуштин бурун уларға сиясий панаһлиқ беридиғанлиқини ейтқан

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2025.03.05
Thailand-Amerika-kanada-bayraq-uyghur-musapir-1920 Йеңи ашкарилиған учурлар америка, канада, австралийә қатарлиқ дөләтләрниң бу уйғурлар хитайға қайтурулуштин бурун уларға сиясий панаһлиқ беришни халайдиғанлиқини билдүргәнликини илгири сүрмәктә
Photo: RFA

Тайланд һөкүмити 27-феврал хитайға қайтурған 40 уйғурни он йилдин артуқ вақиттин бери қобул қилишни халайдиған бирәр дөләт чиқмиғанлиқини билдүргән. Улар бу баянлар арқилиқ, өзиниң қилмишини ақлиған болсиму, әмма ишәнчлик мәнбәләр тәрипидин йеңи ашкарилиған учурлар америка, канада, австралийә қатарлиқ дөләтләрниң бу уйғурлар хитайға қайтурулуштин бурун уларға сиясий панаһлиқ беришни халайдиғанлиқини билдүргәнликини илгири сүрмәктә.

Учур мәнбәләрниң ейтишичә, бу дөләтләр 48 уйғурға панаһлиқ беришни халайдиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма тайланд хитайни рәнҗитип қоюштин әнсирәп, бу дөләтләргә һечқандақ инкас қайтурмиған. Бәлки өткән һәптә 40 уйғурни мәхпий хитайға өткүзүп берип, хитайниң уларни айропиланда баңкоктин удул қәшқәргә елип кетишигә йол қойған. Америка һөкүмити 5-феврал өзлириниң илгири бу уйғурларни америкаға орунлаштурушни тәклип қилғанлиқини дәлиллигән.

Америка ташқий ишлар министирлиқиниң шу күни радийомизниң мухбириға бәргән бу һәқтики язма баянатида, “биз бу ақивәттин сақлиниш үчүн, тайланд билән көп йил һәпиләштуқ. Бу уйғурларни башқа дөләтләргә орунлаштурушни изчил вә қайта-қайта тәклип қилдуқ. Бу, бир қетим уларни америкаға орунлаштуруш тәклипи беришниму өз ичигә алиду” дейилгән.

Охшаш бир вақитта йәнә тайландниң өктичи парламент әзаси канаве сеюбсаң 5-феврал әркин асия радийоси қармиқидики “бенар хәвәрлири” гә, тайландниң бу уйғурларни қобул қилиш һәққидә үч дөләттин тәклип тапшурувалғанлиқини ейтқан. Униң көрситишичә, бу дөләтләр америка, австралийә вә шиветсийә қатарлиқлар икән. Канавениң “биз буни ашкарилидуқ, чүнки һечбир дөләтниң халимиғанлиқи яки (улар) алақиләшкән дөләтләрниң бу уйғурларни қобул қилмиғанлиқини үзлүксиз тәкитлимәктә” дегәнлики қәйт қилинмақта. Канаве сеюбсаң йәнә 2024-йили 10-июл күни тайланд ташқий ишлар министирлиқи униң билән болған сөһбәттә, даириләрниң үч дөләт бу уйғурларни қобул қилишқа тәйяр икәнликини билдүргәнликини ейтқан. Һалбуки, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, вәзийәт айдиңлашқансери, тайланд һөкүмитиниң бешидин башлапла ялғанчилиқ қилғанлиқи ашкарилиниватқанлиқини билдүрмәктә. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси ялқун улуйол мундақ дәйду: “америка вә канадани өз ичигә алған һөкүмәтләрниң бу кишиләрни орунлаштуруш тәклипи сунғанлиқи, тайландниң дегәнлири билән зиддийәтлик. Бу тәрәққият тайланд һөкүмитиниң ишәнчисиз икәнлики, уларниң уйғур диярини зиярәт қилиш пиланиниң дуруслуқиға соал пәйда қилмақта. Тәшвиқат мақалилиридә биз пәқәт 3-4 ла уйғурни көрүватимиз. Уларға немә болди, қалғанлириға немә болди, билмәймиз.”


Мунасивәтлик хәвәрләр

Тайланд немә үчүн хәлқараниң бесимиға қаримай 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәрди?

Тайландтин хитайға қайтурулған уйғурлар һәққидә мәтбуатлардики инкаслар

Тайланд һөкүмити 27-феврал күни 40 нәпәр уйғурни хитайға өткүзүп бәрди


Нөвәттә, тайландниң бу ишта “ялғанчилиқ” қилиштики муддиаси ениқ болмисиму, әмма мәркизи ню-йорктики “хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилири тәшкилати” ниң қош иҗраийә директори софийә речардсон, банкок билән бейҗиңниң келишим билән бу вәқәни қанунлуқ көрситишкә күчәватқанлиқини билдүрди. Софийә ричардсон, “бейҗиң билән баңкок мәлум шәкилдә келишим бойичә һәрикәт қилип, буни қанунлуқ һәм қобул қиларлиқ вәқә қилип көрситишкә урунсиму, бирақ бу һәргиз ундақ иш әмәс” дәп көрсәтмәктә. Софийә ричардсонниң қәйт қилишичә, гәрчә бир қанчә дөләтләр уйғурларни қобул қилишни халиған болсиму, әмма тайланд һөкүмитини қайил қилиш үчүн йетәрлик бесим ишлитилмигән. Софийә ричардсон 5-феврал бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “ройтерс агентлиқи буни ашкарилимисиму, лекин мән шуни ейталаймәнки, йеқинқи 10 йилда пәрқлиқ һөкүмәтләр бу кишиләрни орунлаштуруш тәклипини қойған, әмма бу әмәлгә ашмиди. Чүнки, б д т мусапирлар мәһкимиси өзиниң вәзиписини ада қилмиди. Бу кишиләрни қобул қилишни халайдиған һөкүмәтләрму, тайланд һөкүмитини қайил қилиш үчүн йетәрлик бесим қилмиди.”

Һалбуки, америкадики “уйғур һәрикити тәшкилати” ниң директори рошән аббас, бу уйғурларни қутқузуш үчүн нурғун тиришчанлиқларниң көрситилгәнликини, әмма бу хитайниң тайландқа бәрмәкчи болған пули алдида әмәлгә ашмиғанлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, тайланд һөкүмити 18-март күни тайландниң муавин баш министири фунтам вечаячай, әдлийә министири таве содсоң, ташқий ишла министири марис сангиямпоңса қатарлиқ үч кабинет дәриҗилик әмәлдарни уйғур елигә әвәтип, 40 уйғурниң әһвалини тәкшүрүп кәлмәкчи икән. Тайланд таратқулириниң хәвәрлиридә, бу зиярәтниң хитай һөкүмити вәдә қилғандәк уйғурларға яхши муамилә қилинған-қилинмиғанлиқини дәлилләп, ғәрб һөкүмәтлиригә тәсәлли беришни мәқсәт қилғанлиқи тәкитләнмәктә. Лекин “уйғур һәрикити тәшкилати” дики рошән аббас, буниң бир көз боямчилиқи икәнлики, “буниңлиқ билән бу уйғурларниң истиқбали һәм тәқдири өзгәрмәйдиғанлиқини билдүрди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәтқиқатчиси ялқун улуйол болса, тайланд һөкүмитиниң 40 уйғур һәққидә сөзләш салаһийити қалмиғанлиқини көрсәтмәктә. ялқун улуйол мундақ дәйду: “тайланд һөкүмити хитайға мәҗбурий қайтурулған бу кишиләр һәққидә һәрқандақ пикир қилиш салаһийитини йоқатти. Чүнки, у өзиниң дөләтлик һәм хәлқаралиқ қанунларға хилаплиқ қилипла қалмай, мана әмди хитай һөкүмити билән һәмкарлишип, уларниң тәшвиқатиға ортақ болмақта. Мениңчә, алақидар һөкүмәтләр вә б д т, улар билән мустәқил һәм чәклимисиз көрүшүшни тәләп қилип, уларниң бихәтәрлики вә саламәт турушиға капаләтлик қилиши керәк.”

Һалбуки, “хитай кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилати” дики софийә ричардсонниң қаришичә, бу уйғур әмди тайланд һөкүмитиниң уларни зиярәт қилишиға еһтияҗлиқ әмәс икән. Софийә ричардсон, “бу кишиләр уларниң кишилик һоқуқиға хилаплиқ қилған башқа кишиләрниң зиярәт қилишиға еһтияҗлиқ әмәс. Мәҗбурий қайтурулған бу кишиләрни һәрқандақ бир киши зиярәт қилишқа тоғра кәлсә, уларни мустәқил хәлқара кишилик һоқуқ тәкшүргүчилири, болупму мусапирлар вә сиясий панаһлиқ тилигүчиләр һоқуқи бойичә мутәхәссисләшкән кишиләр зиярәт қилип, уларниң хәлқара қанун бойичә қоғдилишини ишқа ашуруши керәк” дәп көрсәтмәктә.

Тайланд дөләт мудапиә министири фунтам вечаячай 4-феврал мухбирларға 40 уйғурни хитай қайтуруш қарарини өзиниң тайланд әдлийә министири таве содсоң, ташқий ишлар министири марис сангиямпоңса бирликтә чиқарғанлиқини билдүргән. Тайланд “милләт” гезитиниң хәвәр қилишичә, фунтам вечаячай, “биз бу қарарни хитай бу кишиләр қайтуруп берилсә, уларниң хитайда җазаға тартилмайдиғанлиқи вә тән җазасиға учримайдиғанлиқиға язма кепиллик бәргәндин кейин чиқардуқ” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.