Әхмәт давутоғлу тайландтин қайтурулған 40 нәпәр уйғур мәсилисидә түркийә һөкүмитини тәнқид қилди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2025.03.10
exmet-dawutoghlu-tayland-48-uyghur-1 Түркийә “келәчәк” партийәсиниң рәиси әхмәт давутоғлу мәзкур партийәниң түркийә парламентидики йиғинида тайландтин қайтуруветилгән 40 нәпәр уйғур мәсилисидә түркийә һөкүмитини әйиблиди. 2025-Йили 5-март, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәдә қурулған күндин тартип уйғурларни қоллап келиватқан өктичи партийәләрдин бири болған “келәчәк” партийәсиниң рәиси, сабиқ баш министир әхмәт давутоғлу 5-март күни партийәсиниң түркийә парламентидики йиғинида сөз қилип, тайландтин қайтуруветилгән 40 нәпәр уйғур тоғрисида тохтилип, түркийә һөкүмитини әйиблиди. Мәзкур партийәдин болған парламент әзаси сәлчуқ өздағ әпәнди, әгәр түркийә уйғурлар учраватқан зулумға қарита сүкүттә туруверидиған болса, тарихниң һәргиз әпу қилмайдиғанлиқини тәкитлиди.

Әхмәт давутоғлу “саадәт”, “келәчәк” вә “дәва” партийәлириниң бирлишиши билән қурулған “йеңи йол” бирликиниң һәптидә бир қетим түркийә парламентида ачидиған йиғинида, түркийәниң нөвәттики ички вә ташқи сиясәт тоғрисида тохталғанда алди билән тайландтин хитайға қайтурулған 40 уйғур мәсилисини тилға алди. У, мундақ деди: “малайсия вә тайландтин мән ташқи ишлар министири вақтимда түркийәгә елип келингән бир гуруппа уйғур көзлиригә яш алған һалда мени издәп кәлди. Бу уйғур қериндашлиримиз тағларни ямишип өтүп тайланд вә малайсияға қечип кәлгәниди. Биз бу уйғурларниң көпини түркийәгә елип кәлгәнидуқ. Биз қәшқәрдин ғәззәғичә қәйәрдә бир езилгән мусулман болса уларға игә чиқтуқ, игә чиқишни давам қилимиз.”

Әхмәт давутоғлу түркийә һөкүмитиниң тайландта қелип қалған 8 уйғурға игә чиқишиниң мәҗбурийәт икәнликини тәкитләп мундақ деди: “уйғур қериндашлиримниң көңли йерим. Мән ташқи ишлар министири вақтимда шунчивала көп санда уйғурни елип кәлгәнидуқ. Әмдиликтә болса 40 уйғур хитайға қайтуруп берилди. Тайландта қалған йәнә 8 уйғур бар. Уларниң қайтурулмаслиқи керәк. Нәгә қарисақ ечинишлиқ бир вәзийәт бар. Уйғурларға игә чиқиш биз түркләр үчүн таллаш әмәс, бир мәҗбурийәттур.”

Түркийә “келәчәк” партийәсиниң рәиси әхмәт давутоғлу мәзкур партийәниң түркийә парламентидики йиғинида тайландтин қайтуруветилгән 40 нәпәр уйғур мәсилисидә түркийә һөкүмитини әйиблиди. 2025-Йили 5-март, әнқәрә.
Түркийә “келәчәк” партийәсиниң рәиси әхмәт давутоғлу мәзкур партийәниң түркийә парламентидики йиғинида тайландтин қайтуруветилгән 40 нәпәр уйғур мәсилисидә түркийә һөкүмитини әйиблиди. 2025-Йили 5-март, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә парламентидики “саадәт”, “келәчәк” вә “дәва” партийәсиниң бирлишиши билән қурулған “йеңи йол” бирликиниң парламенттики мәсули сәлҗуқ өздағ әпәндиму 28-феврал күни x арқилиқ бу тоғрилиқ елан қилған баянатида тайланд һөкүмитиниң 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп беришиниң инсанлиққа қарши җинайәт икәнликини тәкитләп, түркийә һөкүмитиниң бу һәқтә һәрикәткә өтүши керәкликини тәкитлигән. У, мундақ дәп язған: “бу уйғур қериндашлиримиз хитай зулмидин қечип тайландқа кәлгәндин кейин, тайланд узун йил тутуп турғандин кейин қайтидин хитай зулмиға йоллиди. Тайланд һөкүмитиниң хәлқара қанунға риайә қилмастин буларни бундақ қайтуруп бериши инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғанлиқини көрситип бериду.”

У, баянатида түркийә пирезидентни рәҗәп таййип әрдоған, ташқи ишлар министири хақан фидан вә түркийәниң хитайда турушлуқ баш әлчиси исмаил һаққи мусани мәзлумларға игә чиқишқа чақирип мундақ дәп язған: “түркийә қәдимдин тартип мәзлумларниң панаһлинидиған җайи болуп кәлгән. Бүгүнки күндиму шундақ болуши керәк. Әгәр түркийә уйғурлар учраватқан зулумға қарита сүкүттә туруверидиған болса, тарих буларни һәргиз әпу қилмайду.”

Сәлчуқ өздағ әпәнди баянатида түркийә һөкүмитиниң тайландта қалған 8 уйғурниң хитайға қайтурулмаслиқи үчүн дәрһал һәрикәткә өтүши керәкликини тәкитлигән.

Әхмәт давутоғлу әпәнди түркийә парламентидики йиғинда қилған нутқида тайланд һөкүмитиниң бу қилмиши, хәлқара қанунларға хилап дегән. Буниңдин илгири қайтурулған 109 нәпәр уйғурниң һазирғичә из-дерики болмиғанлиқи, бу қетим қайтурулған уйғурларниңму еғир қийин-қистаққа, һәтта өлүм җазаси хәвпигә дуч келидиғанлиқини ейтқан. У, сөзидә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити вә хитайниң уйғурларға елип бериватқан бастуруш сиясити тоғрисидиму тохталған.

Малайсия вә тайланд арқилиқ кәлгән көп санда уйғурға игә чиққан түркийә һөкүмитиниң бу қетим 40 уйғурға игә чиқмай сүкүттә турувелишидики сәвәб зади немә? шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси, пешқәдәм паалийәтчи һамутхан гөктүрк әпәнди, бундақ болушидики сәвәбниң хитайниң түркийә билән болған сода мунасивити икәнликини, икки дөләт оттурисидики сода мунасивити күчәйгәнсери уйғур мәсилисидә җимҗитлиқ пәйда болуватқанлиқини илгири сүрди.

“келәчәк” партийәси 2019-йили 12-айниң 12-күни 23 йилдин буян түркийәни идарә қиливатқан “адаләт вә тәрәққият” партийәсидин айрилип чиққан бир гуруппа сиясәтчиләр тәрипидин қурулған партийәдур. Бу партийә қурулған күндин тартип көп қетим уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини оттуриға қойған вә түркийә һөкүмитини қаттиқ тәнқид қилған. “лагер тақалсун” темисида имза йиғиш паалийити өткүзүп, 100 миң адәм қол қойған материялни түркийә парламенти кишилик һоқуқи комитетиға тапшуруп бәргәниди. Әхмәт давутоғлу болса түркийә ташқи ишлар министири вә түркийә баш министири қатарлиқ вәзипиләрни өтигәндә, икки қетим уйғур диярини зиярәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.