Тайланд һөкүмити башқа дөләтләрниң уйғурларни қобул қилмақчи болғанлиқи, әмма хитайниң “өч елиши” дин қорққанлиқини етирап қилди
2025.03.06

27-Феврал 40 уйғурни хитайға қайтуруп берип, уларни қобул қилидиған дөләтләр чиқмиғанлиқи вә уйғурларниң “өз ихтиярлиқи” билән қайтқанлиқини илгири сүрүп кәлгән тайланд һөкүмити, 5-март бу баянлирини өзгәртип, уйғурларни қобул қилишни халайдиған дөләтләрниң чиққанлиқи, әмма һөкүмәт бейҗиңниң “өч елишидин” қорқуп уларни хитайға қайтурғанлиқини етирап қилған. Тайландниң муавин ташқи ишлар министири раст чалечан (Russ Chaleechan) чаршәнбә күни мухбирларға, әгәр бу уйғурлар башқа дөләтләргә орунлаштурулған болса, буниң бейҗиңниң өч елишини кәлтүрүп чиқириши мумкинлики, шуңа уйғурларниң хитайға қайтурулушиниң тайландниң мәнпәәтигә хизмәт қилидиғанлиқини ейтқан. Тайландниң мәзкур муавин ташқи ишлар министири буни, ишәнчлик мәнбәләр 5-март күни “уйғурларни қобул қилидиған дөләт чиқмиди” дейишниң тоғра әмәслики, америка, канада, австралийә һөкүмәтлириниң бу уйғурларни қобул қилишни халайдиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма тайланд һөкүмитиниң уларға җаваб бәрмигәнликини ашкарилишиниң арқисидин етирап қилған.
Раст чалечан буни етирап қилишниң алдида, америка ташқи ишлар министирлиқи радийомизға язма баянат берип, америка һөкүмитиниң “бу ақивәттин сақлиниш үчүн тайланд билән көп йил һәпиләшкән” лики, “бир қетим (уларни) америкаға орунлаштуруш тәклипи сунған” лиқини елан қилғаниди. Раст чалечан 5-март елан қилған баянатида, уйғурларни қобул қилмақчи болған дөләтләрниң чиққанлиқини етирап қилған болсиму, бирақ бу дөләтләрниң исмини тилға алмиған. У: “бәзи дөләтләр уларни қобул қилишни тәләп қилди, әмма мән буниң башқа дөләтләргә тәсир қилмаслиқи үчүн, бу дөләтләрниң исмини атимаслиқни қарар қилдим” дегән. Униң қаришичә, бу дөләтләр уйғурларни қобул қилидиғанлиқини ейтқан болсиму, әмма униңға қәтий бәл бағлимиған. У, бир дөләтниң уларни “қобул қилишқа тәйяр” икәнликини билдүрүши, тайланд үчүн әмәлий һәрикәт дегәнлик әмәсликини ейтқан.
Һалбуки, баңкок һөкүмитиниң уйғурларни хитайға қайтурушини қаттиқ тәнқид қилип келиватқан тайландтики өктичи “адиллиқ партийәси” ниң рәһбири, парламент әзаси каннаве сюбсаң (Kannfvee Suebsang) ниң көрситишичә, хитайму бу уйғурларни хитайға қайтурушни тәләп қилип кәлгән болуп, тайланд, уйғурларни қобул қилишни халайдиған дөләтләрни әмәс, бәлки хитайни таллиған. Каннаве сюбсаң 5-март радийомиз “бенар хәвәрлири” гә мундақ дегән: “шу қетимлиқ йиғинда хитайниңму бу арзуси барлиқи, тайландтин бу уйғурларни башқа дөләтләргә орунлаштурмаслиқни, тайландниң уларни хитайға қайтурушини тәләп қилғанлиқи оттуриға қоюлди. Йәни бу, улар кәлгән дөләт билән уларни орунлаштурушни халайдиған дөләтләр арисидики тәләп. Шу әһвалда, бу, һөкүмәтниң бериши керәк болған бир сиясий қарар болди.”
Каннаве сюбсаңниң билдүрүшичә, у өткән йили 7-айда, тайланд ташқи ишлар министирлиқи билән йиғин ачқаникән. У: “йиғинда, биз ташқи ишлар министирлиқи вәкиллиридин көчмәнләрни тутуп туруш мәркизидики уйғурларниң мәсилисини һәл қилиш үчүн һәрқандақ бир тиришчанлиқ бар-йоқлиқини сориған. Улар буни чәт әлләр билән музакирилишиватқанлиқи, уйғурларни орунлаштурушқа тәйяр икәнликини билдүргән үч дөләт барлиқини ейтқаниди” дегән. Һалбуки, тайланд сотида уйғур тутқунлириға вакаләтчи болған австралийәдә турушлуқ паалийәтчи бәхтияр бөрә әпәнди 5-март бу қетимқи оңушсизлиқ билән ахирлашқан уйғур мусапирлирини башқа дөләтләргә орунлаштуруш урунушиниң пәрдә арқисидики бәзи тиришчанлиқлирини биз билән ортақлашти. Американиң тайландтики уйғурларни америкаға орунлаштуруш тәклипи сабиқ байден һөкүмити дәвридә сунулған.
Бәхтияр бөрәниң қәйт қилишичә, американиң тайландта турушлуқ әлчиханиси уйғур мусапирлириниң бу йил 14-феврал күни соти ечилиш алдида униңға, “әгәр уйғурлар сотта қутулуп чиқса, америка йәнила уларни әкетишкә тәйяр” дегән.
Нөвәттә, тайланд һөкүмити өзлириниң 40 уйғурни б д т мутәхәссислири, ғәрб һөкүмәтлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң улар хитайға қайтурулса, уларниң тән җазаси вә мәҗбурий әмгәкни өз ичигә алған “толдурувалғусиз зиянкәшликләр” гә учрайдиғанлиқини агаһландурушиға қаримай хитайға өткүзүп бәргәнликини йәнила ақлимақта. Мәлум болушичә, тайланд муавин ташқи ишлар министири раст чалечан баянатида йәнә уйғурларни башқа дөләткә орунлаштуруш тайланд билән хитай арисида ихтилап пәйда болушниң алдини алалмайдиғанлиқи, шуңа башқа дөләтләрниң уйғурларни орунлаштуруш тәклипи “реаллиққа уйғун әмәслики” ни илгири сүргән. У бу әһвалда: “тайланд хитайниң өч елишиға дуч келиши вә буниң нурғун тайландлиқларниң турмушиға тәсир көрситиш мумкинчилики бар иди” дегән. Униң көрситишичә, тайландниң уйғурларни хитайға қайтуруши тайланд үчүн “әң яхши таллаш йоли” болған.
Америкадики “хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучиси тәшкилати” ниң қошма директори софийә ричардсон, бу вәқә хитайниң сиясий панаһлиқ тилигүчиләрни қайтуруп кетиш үчүн қанчилик изчил һәм қәтийлик билән һәрикәт қилидиғанлиқини көрсәтмәктә.
Софийә ричардсон мундақ дәйду: “биз буниңдин хитай һөкүмитиниң буниңға охшаш кишиләрни мәҗбурий қайтуруп кетиш нийитиниң қанчилик изчил һәм қәтийликини көрәләймиз. Бу һөкүмәт, мусапирлар вә сиясий панаһлиқ тилигүчиләрни бастурушта интайин қәтий болуп, униңға наһайити көп пул хәҗлимәктә.”
Лекин софийә ридардсон йәнә, өзлириниң бу уйғурларниң әркинликкә чиқиши үчүн б д т аппаратлириниң һәм һөкүмәтләрниң техиму кәң һәмкарлиқ елип берип, тайланд һөкүмитигә техиму қаттиқ бесим қилишини күткәнликини тәкитлиди. Софийә ричардсон: “әсли биз, бу кишиләрниң әркинлики үчүн алақидар б д т аппаратлири вә уларни қобул қилишни халайдиған һөкүмәтләрниң бирликтә техиму кәң һәмкарлиқ елип беришини, уларниң хитайға қайтурулушини әмәс, бәлки әркинликкә чиқиши үчүн тайландқа техиму қаттиқ бесим қилишини көрүшни үмид қилған болсақму, лекин бу ундақ болмиди” дәп көрсәтти.
Тайланд хитай саяһәтчилириниң асаслиқ келидиған мәркәзлириниң бири болуп, хитай саяһәтчилири тайландниң саяһәтчилик кириминиң көрүнәрлик миқдарини тәшкил қилиду. Иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтип, саяһәтчиликни раваҗландуруш, мәдәнийәт алақисини кеңәйтип, “көп тәрәплик ишәнчи” ни ашуруш, өткән айда хитайда зиярәттә болуп, ши җинпиңниң алаһидә күтүвелишиға еришкән тайланд баш министири шинаватраниң зияритиниң күнтәртипидики асаслиқ тема болғаниди. Шинаватраниң хитай зияритидин кейин, тайландниң 27-феврал 40 уйғурни хитайға қайтурушиниң арқисидинла хитайниң байте дәнс гуруһиға қарашлиқ тик-ток ширкити, кәлгүси бәш йилда тайландтики санлиқ мәлумат мәркизиниң мулазимәт қурулушиға 8 милярд 800 милйон доллар мәбләғ салидиғанлиқини җакарлиғаниди.