Явропа парламенти тайландниң уйғурларни хитайға қайтурғанлиқиға қарши қарар лайиһәси мақуллиди
2025.03.13

Тайланд һөкүмити тайланд түрмисидики 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргәндин кейин америка, б д т вә явропа иттипақиға әза бәзи дөләтләр һәмдә кишилик һоқуқ органлири тайланд һөкүмитиниң хәлқара әһдинамиләргә хилаплиқ қилғанлиқини қаттиқ әйибләп кәлгән иди.
12-Март күни явропа иттипақиниң страсбургдики мәркизидә “явропа парламентиниң тайландтики демократийә вә кишилик һоқуқ, болупму лесе-маҗеста қануни вә уйғур мусапирлирини қоғлап чиқиришқа даир қарар лайиһәси” музакирә қилинған. Музакирә йиғиниға д у қ ниң сабиқ рәиси долқун әйса, муавин рәиси зумрәтай әркин вә д у қ ахбарат-тәшвиқат мәркизиниң мәсули иптихар тәңриқут қатарлиқларму қатнашқан.
Бүгүн, йәни 13-март күни фирансийәниң страсбург шәһиридики явропа иттипақиниң мәркизидә өткүзүлгән парламент әзалириниң йиғинида “явропа парламентиниң тайландтики демократийә вә кишилик һоқуқ, болупму лесе-маҗеста қануни вә уйғур мусапирлирини қоғлап чиқиришқа даир қарар лайиһәси” авазға қоюлуп мақулланған.
Страсбургдин зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур қарар лайиһәси парламент әзалириниң мутләқ көпчиликиниң қоллап аваз беришигә еришкән. Долқун әйса әпәнди сөзидә, интайин назук бир пәйттә елинған бу қарарниң тарихий әһмийәткә игә зор бир вәқә болғанлиқини тилға алди.
Қарарда мундақ җүмлиләргә орун берилгән: “2025-йили 2-айда, тайланд даирилири 40 нәпәр уйғур панаһлиқ тилигүчиләрни мәҗбурий һалда хитайға қайтуруп бәргәндин кейин ашкара болған мәлуматларға қариғанда, улар халиғанчә тутуп турулған вә хорлашларға учриған, кишиләр уларниң бихәтәрликидин әндишигә чүшкән. Улар тайландниң тутуп туруш мәркизидә11 йилни өткүзгән, 5 нәпәр уйғур тутқун (қурамиға йәтмигән балиларму бар) шараитниң начарлиқи вә давалашниң йетәрсизлики сәвәбидин өлүп кәткән. Йәнә башқа уйғурлар давамлиқ тутуп турулмақта, бу билал муһәммәд вә йүсүп мирадилниму өз ичигә алиду. Улар 15 йилдин буян сот қилиниш җәрянида адаләт тәртиплириниң аяқ асти қилинишиға учриған”.
Қарарда йәнә мундақ баян қилинған: “тайланд уйғур мусапирлирини һәйдәп чиқириш, халиғанчә тутуп туруш, адаләтсиз сотлаш арқилиқ өзлири үстигә алған ‛қайтурушқа болмаслиқ‚ пиринсипиға, ‛тән җазасиға қарши туруш әһдинамиси‚ ға, шундақла ‛қийнаш, бастуруш, мәҗбурий ғайиб қиливетишкә қарши туруш әһдинамиси‚ қатарлиқ хәлқаралиқ мәҗбурийәтлиригә асийлиқ қилди”.
Мәзкур қарарда йәнә, тайланд һөкүмитиниң юқириқи қилмишлири арқилиқ явропа иттипақи билән болған мунасивәтлиригә зиян салғанлиқи, тайландниң кишилик әркинлик вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилиши лазимлиқи, тайланд түрмисидә һелиһәм тутуп турулуватқан уйғурларға мунасивәтлик мәлуматларни ашкарилиши, қайтурулса еғир тән җазаси вә дәпсәндичиликләргә учрайдиған дөләтләргә мусапирларни қайтурушни тохтиши лазимлиқи қатарлиқ мәзмунларму орун алған.
Д у қ ахбарат-тәшвиқат мәркизиниң мәсули иптихар тәңриқут бу һәқтә тохталғанда, ушбу қарарниң дәл вақтида елинған муһим бир қарар болғанлиқини, бу қарарниң қайтуруп кетилгән уйғурларни тәқиб қилип туруш нуқтисидинму хитайға берилгән бир сигнал болғанлиқини тилға алди.