Тайланд кишилик һоқуқ паалийәтчилири уйғурлар сәвәбидин тайландни б д т кишилик һоқуқ кеңишидин қоғлап чиқиришни тәләп қилди
2025.03.04

Тайланд һөкүмитиниң 27-феврал 40 уйғур мусапирини хитайға қайтурушини җавабкарлиққа тартиш һәққидики чуқанлар давамлашмақта. Тайланд кишилик һоқуқ паалийәтчилири 4-март күни 40 уйғурниң хитайға қайтурулуши темисида тайланд парламентида өткүзүлгән гуваһлиқ йиғинида, тайландниң бу уйғурларни хитайға қайтуруши тайландни хитайниң вассал дөлитидәк көрситип қойғанлиқи, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң тайландни кишилик һоқуқ кеңишидин қоғлап чиқириши керәкликини билдүргән. 4-Март тайланд парламент әзалириниң саһибханилиқида өткүзүлгән вә уйғурларму қатнашқан бу йиғин, өткән һәптә 40 уйғурни хитайға қайтуруп берип, уларниң “өз ихтиярлиқи” билән хитайға қайтқанлиқини илгири сүргән тайландниң баш министири шинаватра һөкүмитигә болған қаттиқ наразилиқни әкс әттүрмәктә.
Тайланд һөкүмитиниң 27-феврал күни 40 уйғурни хитайға қайтуруши муһаҗирәттики уйғурларниң қаттиқ ғәзипини қозғапла қалмай, б д т кишилик һоқуқ алий комиссаридин тартип, б д т мусапирлар алий мәһкимисигичә, америка һөкүмитидин тартип явропа иттипақи, әнгилийә вә австралийә һөкүмәтлиригичә болған көп тәрәпниң қаттиқ тәнқидигә учриған. Йиғинда тайланд “хәлқләр һоқуқини күчәйтиш фонди тәшкилати” ниң директори чалида таҗаронсук мундақ дегән: “силәр б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң әзаси сүпитидә кишилик һоқуққа хилаплиқ қилдиңлар. Б д т тайландни кишилик һоқуқ кеңишидин қоғлап чиқиришни ойлишиши керәк.”
Тайланд 2024-йили 10-айда, б д т омуми йиғини тәрипидин кишилик һоқуқ кеңишиниң 2025-йилидин 2027-йилиғичә болған әзалиқиға сайланған. Тайланд парламентида өткүзүлгән бу йиғин тайланд һөкүмитиниң әмди қелип қалған сәккиз уйғурни болсиму, хитайға қайтурмаслиқи тәләп қилиниватқан бир пәйттә чақирилған. Йиғинда чалида таҗаронсук “биз уйғурларни 3-түркүмдә йәнә қайтуруш вәқәсиниң йүз бәрмәсликини үмид қилимиз. Өткән икки қетимлиқ шәрмәндичилик йетип ашиду” дегән.
Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари волкер турк тайланд һөкүмитиниң қелип қалған уйғурларни болсиму қайтурмаслиқини тәләп қилған. Шуниңдәк б д т мусапирлар мәһкимисиниң ярдәмчи алий комиссари ревиндерини меникдевила, тайланд падишаһлиқ һөкүмитиниң “қайтурмаслиқ пиринсипи һәм хәлқара қанундики мәҗбурийитигә хилаплиқ қилғанлиқи” ни билдүргән. У гәрчә қайтурушни тохтитишқа чақирған болсиму, әмма буниң үчүн униң қандақ тәдбир алидиғанлиқи йәнила ениқ әмәс. Һалбуки, мустәқил тәтқиқатчилар б д т мусапирлар алий мәһкимисиниң һазир тайландта қелип қалған уйғурлардин үч кишигә илгири мусапирлиқ салаһийити бәргән болсиму, лекин 2016-йилидин башлап уларниң салаһийитини йеңилап беришни рәт қилғанлиқини билдүрмәктә.
Биз б д т мусапирлар алий мәһкимисигә хәт йезип, буниңға чүшәнчә беришни тәләп қилған идуқ. Б д т мусапирлар алий мәһкимисиниң баянатчиси балоч бабур 4-март мухбиримизға бәргән язма баянатида “мусапирлар алий мәһкимисидә бу гуруппа кишилириниң қошумчә учури йоқлиқи” ни билдүргән, шундақла “дуняви қаидә сүпитидә биз мәвҗут шәхсий делоларни җәзимләштүрмәймиз яки мәхпийәтлик вә қоғдаш сәвәблиридин униңға баһа бәрмәймиз” дегән. Бабур балуч баянатида, б д т мусапирлар алий мәһкимиси (UNHCR)ниң тайланд һөкүмитигә охшимиған һәл қилиш чарилирини сунғанлиқи, лекин тайланд падишаһлиқ һөкүмити б д т мусапирлар алий мәһкимисиниң уйғурлар билән алақә қурушиға йол қоймиғанлиқини тәкитлигән. Әмма йиғинда америкадики “уйғур һәрикити” ниң директори рошән аббас б д т мусапирлар алий мәһкимисиниң уйғурларни ташлап қойғанлиқини әйиблигән. Тайланд парламентидики йиғинға екран арқилиқ қатнашқан рошән аббас мундақ дегән: “бу номуссизларчә қилмиш тайланд үчүн шәрмәндилик болупла қалмай, дуняви әхлақниң чөкүшидур. Б д т мусапирлар алий мәһкимисиму хитайдин қорқуп һечқандақ иш қилмай, бу уйғурларни ташлап қойди. Бу, хитай компартийәсиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ һәрикитигә қарши туруш мәҗбурийитигә хиянәт қилғанлиқтур.”
Йиғинда уйғур тутқунлириниң тайланд сотидики вакаләтчиси, австралийәдә турушлуқ паалийәтчи бәхтияр бөрә екран арқилиқ сөз қилип, тайланд һөкүмити ейтқандәк уйғур тутқунлириниң хитайға “өз ихтиярлиқи” билән қайтқанлиқиға соал қойған. Бәхтияр бөрә мундақ дегән: “тайланд һөкүмити бу уйғурларниң өз ихтиярлиқи билән хитайға қайтишқа қошулғанлиқини қәйт қилмақта. Һалбуки, уйғурларниң җазалинидиғанлиқи мукәммәл һөҗҗәтләр арқилиқ аян болған әһвалда, уларниң пуқралиқ һоқуқи дәпсәндә қилиниш хәвпи интайин юқири болған бир дөләткә өз ихтиярлиқи билән қайтишни халиғанлиқиға ишиниш бәк мүшкүлдур.”
Бу йиғин тайланд һөкүмити “хитай өзигә қайтурулған 40 уйғурға яхши муамилә қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән” ликини қәйт қиливатқан, әмма хитай җ х министирлиқи вә уйғур илидики хитай һөкүмәт таратқулири бу уйғурлар һәққидә пәрқлиқ баянларда болуватқан, шу сәвәблик уларниң ақивитигә болған әндишиләр техиму күчийиватқан бир пәйттә өткүзүлгән. Тайланд парламентидики “қоғдилидиған һечким қалмиди: уйғурлар үчүн ейтилмиған 11 йиллиқ кәчмиш” намлиқ бу йиғинда, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң алий тәтқиқатчиси сунай фасук тайландниң бу кишиләр билән көпрәк көрүшүп туруши үчүн хитайға бесим қилиши керәкликини ейтқан. Сунай фасук мундақ дегән: “мән тайландниң хитайниң буйруқлирини беҗа кәлтүрүштин башқа немигә еришкәнликини көрәлмидим. Бу тайландниң орнини хитайниң бир вассал дөлити орниға чүшүрүп қойди.”
Сунай фасукниң тәкитлишичә, 27-феврал хитайға қайтуруп берилгән 40 уйғурниң ақивитини назарәт қилиш тайланд билән чәклинип қалмаслиқи керәк икән. Сунай фасук бу һәқтә тохтилип “мәсилә шуки, әгәр бу кишиләрни назарәт қилиш ялғуз тайландқа йүкләп қоюлса, буниңға һечким ишәнмәйду. Тайланд чоқум хитай билән б д т ниң (улар билән) көрүшүши, хәлқара таратқулар вә чәтәл һөкүмәтлириниң әркин берип-келишигә йол қоюши һәққидә сөзлишиши керәк” дегән.
Нөвәттә, тайланд һөкүмити билән б д т мусапирлар алий мәһкимиси уйғур тутқунлириға мусапирлиқ салаһийити бериш вә уларни бихәтәр 3-бир дөләткә орунлаштуруш мәсилисидә өз ара зиддийәтлик учурларни берип җавабкарлиқни бир-биригә артмақта. Б д т мусапирлар алий мәһкимисиниң баянатчиси бабур болоч тайланд падишаһлиқ һөкүмити билән болған һәр дәриҗилик учришишларда уларға “дөләтлик вә хәлқаралиқ қануний мәҗбурийитини әслитип кәлгәнлики”, униң “уйғурларни мәҗбурий қайтурмаслиқ һәққидики көп қетимлиқ илтимасиға қаримай қайтурғанлиқи” ни қәйт қилсиму, әмма тайланд һөкүмити уйғурларни қобул қилидиған 3-дөләтниң чиқмиғанлиқини тәкитлимәктә.
Һалбуки, йиғинда кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики сунай фасукниң билдүрүшичә, нурғун дөләтләр уйғур мусапирлирини қобул қилиш арзусини ипадилигән болсиму, әмма тайланд бу йолларниң һәммисини тосуп қойғачқа бу дөләтләр үчүн рәсмий тәләп сунуш пурсити туғулмиған.