Уйғур мусапирлар: вақит узарғансери бизни җисманий вә роһий кесәлликләр чирмимақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.07.14
tayland-uyghur-xitaygha-yotkesh-2.jpg 109 Уйғурни тайландтин хитайға елип маңған көрүнүш. 2015-Йили 9-июл.
CCTV

Хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин диний вә сиясий бастуруши күчәйтилгән бир мәзгилдә, җенини елип қечишқа мәҗбур болған 300 дин артуқ уйғур 2014-йили мартта тайланд арқилиқ малайшияға өтүп кәтмәкчи болғанда, тайланд сақчилириниң қолиға чүшүп қалғаниди. Әйни чағда бу мусапирлар ичидики 170 тин артуқ бала вә аял түркийә һөкүмитиниң һимайисигә еришип, тайланд уларни түркийәгә өткүзүп бәргәниди. Лекин, аридин бир һәптә өтмәйла, йәни 2015-йили, 8-июл күни тайланд даирилири хитайниң бесимиға баш егип, 109 нәпәр уйғурни башлириға қара халта кийдүрүлгән, қоллири кишәнләнгән һалда банкок һәрбий айродроми арқилиқ хитайға қайтурувәткәниди.

Тайландтики уйғур мусапирларниң паҗиәси буниң билән түгимиди. Һазирқи һазирқи заман уйғур тарихидики мәзкур ечинишлиқ вәқәгә 5 йил толған күндә йәнила 54 нәпәр уйғур мусапир тайландниң охшимиған җайлиридики түрмә вә мусапирлар лагерлирида әркинликтин мәһрум вә тәқдириниң қандақ болидиғанлиқи техи ениқ болмиған һалда турмақта.

Тайландта һазирму тәқәззалиқ билән әркинликни күтүп келиватқан уйғур мусапирлар, өзлиригә охшаш тайландта тутулуп қелип хитайға қайтурулған уйғурларни яд етиш билән тәң дуняниң бу паҗиәниң өзлири үстидин қайтиланмаслиқиниң алдини елишини мураҗиәт қилған.

Алдинқи һәптә радийомиз вә бир қисим иҗтимаий алақә васитилиридә тарқитилған бу мураҗиәттә улар дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан муһаҗирәттики уйғур қериндашларға өзлириниң әркинликкә еришиши үчүн ярдәм қилишни хитаб қилған. Улар йәнә өзлириниң мәһбуслуқ һаятиға алдиниң 8 йил, кәйниниң 6 йилдин ашқанлиқини, бу җәрянда түрлүк җисманий җаза, ач қоюлуш, кесәллирини давалиталмаслиқтәк һәддидин ашқан начар муамилиләргә учрап тени аҗизлап кәткәнлики, нормал адәмдәк яшаш имканийити йоқ вәзийәтниң узун давамлишиши бәзи уйғурларда җимиғурлуқ, чүшкүнлишиш қатарлиқ роһий вә психикилиқ мәсилиләрни кәлтүрүп чиқириватқанлиқи һәтта бәзиләрниң өлүвелишқиму урунғанлиқидәк ечинишлиқ әһваллиридин мәлумат бәргән.

Радийомизға тайландтики мәлум мусапирлар лагеридин бу һәқтә авазлиқ учур әвәткән бир уйғур наһайити қисқа, әмма җиддий һалда мундақ сөз қалдурған икән:

Өзлириниң ниҗатлиққа болған тәлпүнүши, иманиниң күчи биләнла тирик туруватқанлиқини тәкитлигән бу уйғур мусапирниң билдүрүшичә бәзи инсанпәрвәр түрмә гундипайлири бу уйғурларниң әң кона мәһбуслар болуп қалғанлиқи вә ипадисиниң изчил яхши болуп келиватқанлиқи йүзисидин, бәзидә уларниң телефон ишлитишигә анчә-мунчә йол қойған. Улар әнә шу пурсәттин пайдилинип, ташқи дуняға өзлириниң нидасини аңлитиш пурситигә игә болған, әмма башқа чағларда уларға телефон урушқиму рухсәт қилинмайдикән.

Американиң пайтәхти вашингтон шәһиригә җайлашқан “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” 20-июн күни “дуня мусапирлар күни” мунасивити билән баянат елан қилип, тайландта тутуп турулуватқан уйғур мусапирларни хитайға қайтуруп беришниң хәлқара мусапирлар қануниға хилап икәнликини тәкитлиди, шундақла тайланд даирилирини уйғур мусапирлирини бихәтәр болған үчинчи бир дөләткә җайлаштурушқа чақирғаниди.

Уйғур мусапирларниң роһий вә җисманий мүшкүлатларға дуч келиватқанлиқи хәлқара җамаәтниң диққитини қозғимақта. Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати мәсули өмәр қанат әпәнди тайландтики 50 нәччә уйғур мусапирға алақидар мәсилини давамлиқ түрдә мәзкур тәшкилат вә барлиқ уйғур тәшкилатлириниң әң муһим һәл қилишқа тегишлик мәсилә сүпитидә тутуп келиватқан болсиму бирақ нәтиҗә чиқмайватқанлиқини, уларни үчинчи бир дөләттә панаһлинишқа йол ечишниң җиддий күнтәртипкә келиши лазимлиқини тәкитлиди.

Хитай даирилири алдинқи қетим хәлқара җәмийәтниң күчлүк әйибләшлиригә қаримастин 109 уйғурни тайландтин мәҗбурий хитайға қайтуруп кәткәндин буян бу кишиләрниң кейинки тәқдири қандақ болғанлиқи һәққидә асасән учур йоқ. Униңдин башқа, шу вақиттики тайландта тутулған мусапир уйғурлар арисида уйғур аяллар вә балиларму бар иди. Гәрчә уларниң көп қисми түркийәниң һимайисидә түркийәгә елип келингән болсиму, шундин буян аилиси парчилинип әрлиридин җуда һалда, түрлүк иқтисадий вә роһий бесимлар астида турмуш кәчүрүватқанлиқи мәлум.

Шундақтиму атисиз балилирини қатарға қетиш йолида турмуш һәләкчиликидин башқа тохтимай әрлиригә адаләт издәп келиватқан бу мусапир уйғур аяллиридин бири исмини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилип, давамлиқ зулум чекиватқан ери, йәни тирик йетим балилириниң дадисиниң, болупму һазирқидәк өткүр юқум вақтида һаяти бихәтәрлики яки аманлиқиға кепиллик қилиштин башқини ойлиялмайватқанлиқини, қурби йәткән инсан вә тәшкилатларниң уларни көз йешидин қутулуп нормал аилә һаятида яшашқа игә қилишқа күч чиқиришини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, бу уйғур аял 2015-йили июлда тайланд һөкүмити түркийәгә өткүзүп бәргән 173 уйғур билән биргә кәлгән болуп, әйни чағда буларниң бир қисминиң әрлири тайландта түрмидә қелип қалған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.