Хитайға қайтурулған уйғурларни “йоқлаш” қа маңған тайланд вәкилләр өмики агаһландурулди
2025.03.19

Бу йил 2-айниң 27-күни 40 нәпәр уйғур мусапирни хитайға өткүзүп бәргән тайланд һөкүмити күчлүк хәлқаралиқ әйибләшләргә дуч кәлгәниди. Бу һәптиниң бешида тайланд әмәлдарлири өзлириниң мухбирлар билән биргә бир вәкилләр өмики тәшкилләп уйғур елигә баридиғанлиқи вә өзлири қайтурувәткән уйғурларниң әһвалини тәкшүридиғанлиқини җакарлиған.
Радийомиз бинар хәвәрлири бөлүминиң билдүрүшичә, тайландниң муавин баш министири вә мудапиә министири фумтам вечаячай башчилиқидики һәйәтниң 18-март сәйшәнбә күни уйғур елигә қарап йолға чиқидиғанлиқи мөлчәрләнмәктикән.
Дөләт мудапиә министири фумтам вечаячай үч күн давам қилидиған бу сәпири һарписида мухбирларға қилған сөзидә “өзлириниң бу зияритидә қайтурулған 40 нәпәр уйғурниң 5 нәпири билән көрүшидиғанлиқини, қалғанлар өз юртлириға кетип болған болғачқа улар билән телефон арқилиқ көрүшидиғанлиқини” билдүргән. Униң сөзидин қариғанда, бу 5 нәпәр уйғур кесәллик сәвәби билән һазир дохтурханида йетип давалиниватқанлар болуп, фумтам вейчаячай уларни дохтурханида зиярәт қилидиғанлиқини ейтип мундақ дегән:
“биз бир күтүнүш мәркизини зиярәт қилип, улар хитайға қайтурулғандин кейин қандақ муамилигә учриғанлиқи һәққидә сөзлишимиз вә мумкин болса уларниң өйлирини зиярәт қилимиз.”
Һалбуки, кишилик һоқуқ тәшкилатлири тайланд рәһбәрлириниң зияритиниң әмәлийәтни әкс әттүридиғанлиқиға гуман билән қаримақта.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири бөлүми муавин директори мая ваң радийомизға қилған сөзидә, бу уйғурларниң һәқиқәтни дейишиниң әмәлийәттин узақлиқини билдүрди. У мундақ деди:
“билгиниңиздәк бу тайланд вә хитай һөкүмәтлири уюштурған бир зиярәт. Уйғур райони болса хитай һөкүмити уйғурларни қаттиқ җазалар билән контрол қилидиған бир җай. Тайланд вәкилләр өмикиниң мәҗбурий қайтурулған, қийин-қистаққа елиниш, түрмигә ташлиниш хәвпи ичидики бу уйғурларниң улар билән очуқ-ашкара сөзлишип, һәқиқий әһвалини мәлум қилалиши мумкин әмәс. Шуңлашқиму биз кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати болуш сүпитимиз билән баянат елан қилип тайланд һөкүмитини хитай һөкүмити орунлаштурған бу ақартиш тәшвиқатиға қатнашмаслиққа чақирған идуқ.”
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 18-март күни тайланд һөкүмитигә қарита мәхсус баянат елан қилип, уларни уйғур елигә қаритидиған бу зияритидә тайландтин қайтурулған 40 нәпәр уйғурниң ақивити һәққидики һәқиқий учурларға еришишкә тиришишқа чақирған. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия директори елиин персон мундақ дегән:
“шинҗаңни зиярәт қилидиған тайланд вәкилләр өмики хитай һөкүмити алдин орунлаштурған вә сәһниләштүрүлгән зиярәтлиридә рәсимгә чүшүп қайтип кәлмәслики керәк. Әксичә, улар бу уйғурларниң һәқиқий әһвалини доклат қилиши керәк. Тайланд һөкүмити 40 нәпәр уйғур әрниң әһвалини зиярәт қилиш вә ашкара хәвәр қилиш арқилиқ өзиниң бу кишиләрни мәҗбурий қайтуруш сәвәблик төкүлгән инавитини әслигә кәлтүрүшкә тиришиши керәк” дегән.
Мая ваң радийомизға қилған сөзидә тайланд вәкилләр өмики хитай көрситишни халимиғанни көрситиши керәкликини тәкитлиди. У мундақ деди:
“биз уларни һәқиқий әһвалларни көрситишкә чақиримиз. Әгәр хитай 5 нәпәр уйғур билән учраштуримиз дегән болса, у һалда қалған 35 нәпәр уйғур қәйәрдә, улар кимләр, исимлири немә? нәдә яшайду? әгәр бу уйғурлар билән дипломатлар вә хәлқаралиқ мухбирлар көрүшмәкчи болса, қайси адресқа бериши керәк? уларниң ениқ адреси немә? бизгә мана мушундақ һәқиқий учурлар лазим.”
Диққәт қозғайдиғини, уйғур елигә баридиған тайланд вәкилләр өмики башлиқи, тайланд муавин баш министири мухбирларға қилған сөзи давамида өзлириниң йәнә бу қетимлиқ зиярити мәзгилидә 2015-йили тайландтин қайтурулған 109 нәпәр уйғурниң кәм дегәндә бир нәпири билән көрүшидиғанлиқини дегән.
Тайланд һөкүмити бу йил 2-айда 40 нәпәр уйғурни қайтурғанда кишилик һоқуқ органлири тайланд һөкүмити 2015-йили қайтурулған уйғурларниң шундин бери һечқандақ из-дерики болмиғанлиқини, тайландниң буни билип туруп қалған уйғурларниму охшаш қисмәткә иттәргәнликини билдүргәниди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидин мая ваң тайланд вәкилләр өмикиниң 2015-йили қайтурулған уйғурлар мәсилисиниму тилға елишини баһалап, тайланд һөкүмитиниң һелиһәм хитайға маслишип тәшвиқат оюни ойнаватқан болуши мумкинлики һәққидики әндишилирини оттуриға қойди. У мундақ деди:
“мениңчә бу зиярәтниң чинлиқиға қарита күчлүк әндишә мәвҗут. Җүмлидин, тайландниң қайтурулған уйғурлар мәсилисидә хитай һөкүмитиниң ақартиш тәшвиқатиға давамлиқ маслишиватқан болуши мумкинлики бизни қайғуға салмақта. Әлвәттә, бу йәрдики асаслиқ суйиистемал қилғучи дөләт болса хитай. У, тайланд вәкилләр өмикини бу йәргә зиярәткә әкәлди. Әмди, хитайниң бу тәшвиқат оюниниң бир парчиси болуп-болмаслиқ бир һесабта тайланд вәкиллириниң өзиниң қолида. Улар тәшвиқат рәсимлиригә чүшүшни рәт қилаламду? уйғурларниң ақивитини сүрүштә қилаламду? тосалғусиз зиярәт тәләп қилаламду? хитай һөкүмитигә бесим ишлитәләмду? биз бу зиярәтниң қандақ болидиғанлиқини алдимизда көримиз.”
Тайланд һөкүмити америка қатарлиқ демократик дөләтләр һөкүмәтлири вә кишилик һоқуқ органлириниң уйғурларни хитайға өткүзүп бәрмәслик һәққидики чақириқлири вә шундақла уйғур тәшкилатлириниң бу уйғурларни қутқузуп 3-дөләткә орунлаштуруш йолидики барлиқ тиришчанлиқлириға қаримай 27-феврал күни 40 нәпәр уйғурни мәхпий һалда хитайға өткүзүп бәргән иди.
Вәқә ашкариланғандин кейин, тайланд һөкүмити күчлүк хәлқаралиқ әйибләшләргә учриған. Америка ташқи ишлар министири марко рубийо тайландниң һәрикитини “әң қаттиқ ибариләр билән әйибләйдиғанлиқини” җакарлаш билән биргә йәнә, тайланд вә дуняниң башқа җайлиридики уйғурларни қайтуруп беришкә четилидиған барлиқ әмәлдарларға виза чәклимиси елан қилди. явропа иттипақиму 13-март күни, тайланд һөкүмитиниң 40 нәпәр уйғур мусапирни хитайға мәҗбурий қайтуруп бәргәнликини әйибләш һәққидә қарарнамә мақуллиди.
17-Март күни йәнә, явропа парламентиниң әзаси мериям лексимән ханим (Miriam M. Lexmann) Парламентта сөз қилип, тайланд һөкүмитиниң уйғурларни һаятий хәвпкә учрайдиған вә һоқуқлири дәпсәндә қилинидиған хитайға қайтуруп бәргәнликини йәнә бир қетим әйиблигән. У мундақ дегән:
“тайланд зиянкәшликкә учриғучиларни қоғдимиди, уларниң хәлқара қанунлар асасида капаләткә игә қилинған иззәт-һөрмити вә ғурурини пүтүнләй дәпсәндә қилди.”
У йәнә, явропа парламенти вә әза дөләтлиригә чақириқ қилип: “бу вәқә бизниң хитай билән болған мунасивитимизни көздин кәчүрүп чиқишимиз вә шундақла хитай компартийәси билән болған мунасивәтләрдә қиммәт қаришимизда чиң турушимизниң зөрүрлүкини йәнә бир қетим есимизгә салди. Пиринсип асасидики ташқи сиясәт болғандила кишилик һоқуққа вә иқтисадий мәнпәәтимизгә капаләтлик қилғили болиду. Тайланд вә башқа дөләтләр өзлириниң қайси тәрәптә туридиғанлиқи һәққидә қарар бериши керәк” дәп сөз қилған.