Тайландтики уйғур тутқунларниң 10 йиллиқ түрмә һаяти муназирә қозғимақта
2024.03.12

Бу йил, тайланд-малайсия чеграсида тутқун қилинған бир гуруппа уйғурларниң тайландтики тутқунлуқ һаятиниң 10-йилидур.
2014-Йили 3-айниң 14-күни, қанунсиз йоллар арқилиқ хитайдин қечип чиқишқа мәҗбур болған 220 кишидин тәшкил тапқан бир гуруппа уйғур тайланд-малайсия чеграсиға йеқин суңхла дегән җайда тайланд сақчи даирилири тәрипидин қолға елинған иди. Бу уйғур тутқунлар ичидики 109 нәпәр қорамиға йәткән әр, 2015-йили 7-айда көрситилгән барлиқ тиришчанлиқларға қаримай, тайланд даирилири тәрипидин хитайға өткүзүп берилгән иди.
Тайланд даирилири аяллар вә балилардин тәркиб тапқан 170 нәпәр уйғурни түркийәгә йолға салған болсиму, әмма тайландта һазирғичә тутуп турулуватқан йәнә 40 тин ошуқ уйғурниң барлиқи мәлум.
9-Март күни, тайландтики “база” (The Fort) намлиқ тәшкилат хәлқара җамаәт вә тайланд һөкүмитини бу уйғурларни унтуп қалмаслиққа чақириш вә уларға әркинлик тәләп қилиш мәқсити билән мәхсус бир йиғин уюштурған. Йиғинда сөз қилған тайландлиқ вә башқа хәлқаралиқ мутәхәссиләр бирдәк, тайланд һөкүмитидин уларни әркинликкә чиқиришни, бу уйғурларниң 3-дөләткә орунлишишиға йол қоюшни тәләп қилишқан. Йиғин тайландта тутқунда туруватқан бир уйғурниң түркийәдики пәрзәнтиниң тайланд һөкүмитигә қилған хитаби билән башланған.
Андин, тайланд дөләтлик кишилик һоқуқ комитетиниң мәслиһәтчиси раттикул чансурия ханим тайландта тутқунда туруватқан 40 тин ошуқ уйғур һәққидә мәлумат бәргән. У, бу уйғурларниң мусапирлиқ салаһийити билән әмәс, қанунсиз көчмән қатарида муамилә көрүватқанлиқини, уларниң интайин начар шараитларда тутуп турулуватқанлиқини баян қилған. У, бу уйғурлар әгәр хитайға қайтурулған тәқдирдә интайин хәтәрлик ақивәткә дучар болидиғанлиқини әскәртип, уларниң чоқум мувапиқ вә бихәтәр болған 3-дөләткә орунлаштурулуши керәкликини билдүргән.
Чансурия ханим йәнә тайланд һөкүмитигә чақириқ қилип, бу уйғурлар 3-дөләткә орунлашқучә болған арилиқта уларниң шараитлирини яхшилашни, кишилик һоқуқ адвокатлири билән көрүшүшигә йол қоюшни тәләп қилған. У, “алақидар органлар йошурун хәтәр сәвәбидин юртиға қайтурулмайдиған чәт әлликләрни тәкшүрүш низаминиң йолға қоюлушини тезлитиши керәк. Бу уйғурларни өз ичигә алған панаһлиқ тилигүчиләрни қоғдашниң муһим механизми” дәп көрсәткән.
Мәзкур йиғинда тайланд парламентиниң әзаси, қанунсиз көчмәнләр мәсилисини сиҗил һәл қилиш тармақ комитетиниң рәиси канавей субсаң әпәнди, тайландтики уйғурларниң тутулуш вә қайтурулуш җәрянлири һәққидә аңлиғучиларға интайин толуқ мәлумат бәргән. Канавей субсаң әпәнди парламент әзаси болуштин илгири вә парламент әзаси болғандин кейинму бу ишқа биваситә арилашқан икән. Униң баян қилишичә, бу уйғурлар тутқун қилинған биринчи күнила көчмәнләр идариси униңдин бу тутқунларниң кимликини ениқлашқа ярдәм беришни тәләп қилған. У, шу иштин кейин бу уйғурларни билгән вә уларниң мәсилисини һәл қилишқа тиришқан.
Канавей субсаң йиғиндики сөзидә әйни чағда тайландта тутулуп қалған уйғурларниң кимликини ениқлаш үчүн, түркийәниң тайландтики әлчиханиси билән алақә қилған җәрянларни сөзләп өткәндин кейин төвәндикиләрни баян қилған:
“. . . . Түркийә һөкүмити бу уйғурларниң мусапирлиқ ишлири алаһидә болғанлиқтин, биз уни түркийәниң өзидә һәл қилимиз. Биз 219 нәпәр уйғурни түркийәгә елип кетимиз, дәп қарар чиқарди. Буниң билән мән бизниң баңкоктики хан җәмәти сақчи идариси вә көчмәнләр идариси билән алақилишип, уларға түркийәниң бу мусапирларни елип кәтмәкчи болуватқанлиқини ейттим вә бундақ әһвалда мусапирларға чеградин чиқиш рухсити берилидиған яки берилмәйдиғанлиқини соридим. Улар наһайити хушаллиқ билән буни қобул қилип ‛әлвәттә, қоюп беримиз‚ деди. Түркийә әлчиханиси бу җавабни әнқәрәгә билдүргәндин кейин, улар бу 219 кишини елип кетиш үчүн бир айропилан әвәтидиған болди. Дәл шу вақитта баңкок даирилири йәнә маңа телефон қилип, ‛түркийәдин сорап баққан болсаң, баңкокта йәнә 100 нәччә киши бар иди, уларниму қошуп әкитәләмдикән?‚ дәп сориди. Бу дегәнлик, җәмий 400 адәм болуп униңға икки айропилан кетәтти. Мән дәрһал түркийә әлчисигә телефон қилип әһвални дедим. Әлчи маңа ‛туруп тур‚ дәпла түркийәниң әйни чағдики баш министириға, йәни һазирқи җумһур рәисигә телефон қипту. У киши дәрһалла ‛мақул‚ дәпту. Аридин 5 минут өтә-өтмәйла баш әлчи маңа телефон қилип, ‛чатақ йоқ, түркийәдин икки айропилан әвәтидиған болди, 24 саәт ичидә айропиланлар йолға чиқидиған болди‚ деди. Мениң йүриким һаяҗандин соқуп кетивататти. Чүнки 400 кишиниң мәсилиси һәл болай дәвататти. Әпсуски, түркийә айропилани йолға чиқай дәп турған вақитта, тайланд һөкүмити ички ишлар министирлиқи арқилиқ бу ишни тохтитип, түркийә айропиланиниң келишини тохтитип қойди вә бу кишиләрни қоюп беришкә болмайдиғанлиқини ейтти. . .”
Парламент әзаси канавей субсаңниң дейишичә, тайландтики уйғурларниң мәсилисиниң 10 йилдин бери һәл болмаслиқиниң сәвәби, пәқәт вә пәқәт тайланд һөкүмитиниң хитайниң бесимидин қорқуши, хитай билән мунасивитини бузувелишни халимаслиқи икән.
Канавей субсаң сөзидә, “мән бир күни һөкүмитимизниң җасарәтлик болуп, инсан һаятини биринчи орунға қоюшини арзу қилимән. Иқтисадму муһим, әмма инсан һаяти униңдинму муһим” дегән.
Йиғинда сөз қилған тайланд хәлқ һоқуқ фондиниң қурғучиси чалида таҗаренсук ханимниң сөзигә қариғанда, тайланд даирилири кишилик һоқуқ органлириниң хизмәтчилириниң вә яки адовкатларниң бу уйғурлар билән көрүшүшигә интайин қаттиқ чәклимә қойидиған болуп, һөкүмәт уни “сәзгүр бихәтәрлик мәсилиси” дәп атайдикән. Чалида таҗаринсук ханим йәнә хитайниң уйғурлар мәсилисини тохтимай сүрүштүрүп туридиғанлиқини билдүрүп мундақ дегән:
“хитайға охшаш бир чоң күч алдида әслидә уйғурлар интайин кичик болуп қалиду, бирақ шундақтиму хитай һөкүмити һәр күни дегүдәк тайланд ташқий ишлар министирлиқиға телефон қилип, уларни сүрүштүрүп туридикән, бу уйғурларни елип кетиш тоғрисида һәр күни дегүдәк тәләп сунидикән.”
Йиғинда сөз қилғучилар арисида хәлқара кишилик һоқуқ федератсийәсиниң асия ишлири директори андреа гиоргетта вә һәмдә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң муавин мудири фил робертсон қатарлиқларму бар болуп, улар йиғиндики сөзлиридә тайланд һөкүмитини өзи қол қойған кишилик һоқуқ вә мусапирлар һоқуқи бәлгилимилири бойичә иш көрүшкә; бу уйғурларниң 3-дөләткә орунлушишиға капаләтлик қилип, ениқ вақит җәдвили бекитип чиқишқа; бу кишиләргә қанунсиз көчмән салаһийити билән әмәс, бәлки мусапирлиқ салаһийити билән муамилә қилишқа; уларниң шараитлирини, болупму давалиниш вә сирт билән алақисини яхшилашқа чақирған.
Дөләтлик кишилик һоқуқ комитетиниң мәслиһәтчиси раттикул ханим өзлириниң уйғурлар мәсилисини давамлиқ һөкүмәткә тәкитләп туридиғанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, тайландтики мусапирлар һоқуқи тәшкилатлири йеқинда йәнә тайланд баш министири сретта тависинға тутқундики уйғур мусапирларниң мәсилисини қисқа вақит ичидә һәл қилиш һәққидә очуқ хәт язған. Улар бу очуқ хәткә имза қоюш һәрикити башлиған.
Америкадики хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң вақитлиқ хитай ишлири директори мая ваң радийомизға қилған сөзидә, тайланд һөкүмитини бу кишиләрни қоюп беришкә вә уларниң аилилири билән җәм болушиға йол қоюшқа чақирди. У мундақ деди:
“биз тайланд һөкүмитини алди билән бу кишиләрни мәҗбурий һалда хитайға қайтурмаслиққа чақиримиз. Тайланд һөкүмити уларни тутқун қилишни ахирлаштуруп, бихәтәр болған 3-дөләткә кетишигә йол қоюши керәк. Уларниң арисидики бәзилириниң түркийәдә аилиси бар. Тайланд һөкүмити бу аилиләрни җәм қилиши керәк. Бу уйғурлар тайландқа қанунсиз киргәнликиниң җазасини аллиқачан өтәп болди, уларниң һазир көрүватқан муамилиси инсанийлиққа ят.”
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң 8-март күни бу һәқтә елан қилған мәхсус баянатида дейилишичә, тайланд даирилири 2015-йили 109 нәпәр уйғур әрни хитайға қайтурувәткәндин кейин, йәнә 50 нәпәр уйғур әрни тайландта тутуп қалған. 2023-Йили 4-айда тайландниң суан флуда дегән йеридә тутуп турулуватқан 40 яшлиқ мәттохти мәттурсун җигәр вә нәпәс йоли кесәлликлири билән дохтурханиға елип берилғандин кейин қаза қилған. У йеқинқи 10 йилда тайландтики тутқун җәрянида қаза қилған бәшинчи уйғур мусапир икән. Ундин илгири 2023-йили 2-айда охшаш тутуп туруш орнидики 49 яшлиқ әзиз абдулламу өпкә яллуғи билән қаза қилған. 2018-Йили, 27 яшлиқ бир яш рак кесилигә гириптар болуп өлүп кәткән. 2014-Йили болса йеңи туғулған бовақ билән, 3 яшлиқ бала өлүп кәткән икән. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң қаришичә, нөвәттә тайландтики түрмидә қәпқалған уйғурларниң сани 43 нәпәр икән.