Д у қ муһаҗирәттики уйғурларни һәрқайси дөләтләрдики тайланд әлчиханиси алдида намайиш өткүзүшкә чақирди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2025.01.14
turghunjan-alawudin.jpg Д у қ ниң рәиси турғунҗан алавудун әпәнди баянат елан қилип, “йәр шари характерлик әркин уйғур мусапирлири намайиши” елип беришқа чақириқ қилди. 2025-Йили 14-январ, мюнхен.
RFA/Hebibulla Izchi

11 Йилдин буян тайландта тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурниң тәқдири вә уларниң һәрвақит хитайға қайтурулуш хәвпи, муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири билән уйғур җамаитини күчлүк әндишиләндүрүватқан мәсилиләрниң бири болуп кәлди. Йеқинда тайланд түрмисидики уйғур тутқунларниң хитайға қайтурулуш хәвпиниң оттуриға чиқиши, муһаҗирәттики уйғур җамаитини йәнә бир қетим җиддийләштүрмәктә.

Бүгүн, йәни 14-январ күни дуня уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавудун әпәнди баянат елан қилип, д у қ ниң һәрқайси дөләтләрдики тармақ органлири, ишханилири вә мәсул хадимлири, шундақла һәрқайсий дөләтләрдики уйғур җамаитини “йәр шари характерлик әркин уйғур мусапирлири намайиши” елип беришқа чақириқ қилди. У баянатида 17-январ, йәни җүмә күни пүтүн дунядики уйғурларниң өзлири турушлуқ дөләтләрдики тайланд әлчиханиси яки консулханиси алдиға йиғилип, аммиви наразилиқ намайиши өткүзүшкә чақирди.

Бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавудун, муһаҗирәттики уйғур җамаитини бу қетимлиқ дуняви көләмлик намайишқа чақириштики сәвәбләр вә тайланд түрмисидики уйғур тутқунларниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат бәрди.

Дуня уйғур қурултийиниң бу һәқтики мәхсус чақириқида мундақ дейилгән: “дуня миқясидики уйғурларни һәрқайси дөләтләрдики тайланд әлчиханиси яки консулханилири алдида наразилиқ намайиши өткүзүшкә чақиримиз. Һәммимиз бирдәк иттипақлишип, тайландта узун йиллар наһәқ тутуп турулуватқан уйғур мусапирлириниң дәрһал қоюп берилишни тәләп қилишимиз керәк. Улар зорлуқ билән хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлмәктә, әгәр улар хитайға қайтурулса, түрмигә ташлиниши, һәтта өлүмгә һөкүм қилиниши ениқ”.

Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси хәлчәм мәмтимин вә комитет әзаси румәйса турсун ханимлар норвегийә ташқи ишлар ишханиси алдида. 2025-Йили 13-январ, осло.
Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси хәлчәм мәмтимин вә комитет әзаси румәйса турсун ханимлар норвегийә ташқи ишлар ишханиси алдида. 2025-Йили 13-январ, осло.
RFA/Hebibulla Izchi

Йиллардин буян тайландта тутулуп турулуватқан уйғурларниң мәсилисигә йеқиндин арилишип келиватқан дуня уйғур қурултийи сабиқ муһаҗирлар комитетиниң мудири, қурултай иҗраийә комитетиниң муавин рәиси полат сайим әпәнди, тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар тоғрилиқ елип берилған лоби паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди.

Игилишимизчә, явропа дөләтлиридики уйғур тәшкилатлири вә сиясий паалийәтчиләр д у қ ниң бу һәқтики чақириқиға аваз қошқан, шундақла өзлири турушлуқ дөләтләр һөкүмәтлириниң бу ишқа күч чиқиришини тәләп қилидиған лобичилиқ паалийәтлирини җиддий қанат яйдурғанлиқи мәлум. Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси хәлчәм мәмтиминниң билдүрүшичә, улар 13-январ күни норвегийә парламенти кишилик һоқуқ ишханиси вә норвегийә ташқий ишлар министирлиқидики мунасивәтлик әрбаблар билән көрүшүп, тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар үчүн җиддий ярдәм қилишини тәләп қилған.

Дуня уйғур қурултийиниң бу һәқтики намайиш чақириқида мунулар тәкитләнгән: “б д т вә башқа барлиқ хәлқаралиқ тәшкилатларға, кишилик һоқуқ қурулушлириға, шундақла вә һәққанийәтни яқилайдиған барлиқ инсанларға шуни чақириқ қилимизки, уйғур панаһланғучилар һәрқандақ вақитта хитайға қайтурулмаслиқи, уларниң һаятий бихәтәрликигә капаләтлик қилиниши керәк. Биз хәлқара җәмийәттин буниң үчүн җиддий һәрикәткә өтүшни тәләп қилимиз!”.

Игилишимизчә, 17-январ вә униң алди-кәйнидә шивейтсарийә, германийә, норвегийә, шиветсийә, америка, канада, японийә вә австралийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғурлар бирла вақитта шу дөләтләрдә турушлуқ тайланд әлчиханилири яки консулханилириниң алдида наразилиқ намайиши өткүзүшкә тәйярланмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.