Америка вә б д т тайланд һөкүмитини 48 уйғурни хитайға мәҗбурий қайтурмаслиққа чақирди
2025.01.14

Тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар өзлириниң хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпниң бәк еғирлиқини илгири сүрүп хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә демократик дөләтләрдин өзлирини бу паҗиәдин қутулдуруп қелиши һәққидә ашкара мураҗиәт елан қилғаниди. Америка вә б д т уйғурларниң мураҗиитигә тез җаваб қайтуруп, тайланд һөкүмитини тутуп турулуватқан 48 уйғурни хитайға мәҗбурий қайтурмаслиққа чақирған.
Биз бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқи (UNHCR) ниң баянатчиси вә асия ишлириға мәсул хадими бабар балуч (Babar Baloch) тин тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурниң һазирқи әһвалини вә уларниң қайтурулуш хәвпигә мунасивәтлик соалларни соридуқ. У соалимизға җаваб берип мундақ деди:
“биз җәзмләштүрүлмигән доклатларни аңлидуқ вә биз дәрһал һөкүмәт даирилири билән көрүштуқ. Улар бизгә әһвалниң әксичә, йәни ундақ әмәсликини билдүрди. Биз һөкүмәт даирилиригә қайтурмаслиқ мәҗбурийитини әскәртип, тутуп турушниң орниға башқа чарә таллишини тәшәббус қилимиз”.
Америка ташқи ишлар министирлиқиму тайландики мәҗбурий қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән уйғурлар һәққидә сориған соаллиримизға җиддий инкас қайтуруп мундақ деди:
“биз бу әһвални билимиз, әмма конкрет әһваллар һәққидә баһа беришни рәт қилимиз. Министирлиқимиз, тайланд һөкүмити (Royal Thai Government) ни өз ичигә алған барлиқ һөкүмәтләргә қайтурмаслиқ пиринсипиға һөрмәт қилишни вә һәр қандақ адәмни зулумға вә қийнашқа учрайдиған дөләткә қайтуруштин сақлинишни әскәртти һәм давамлиқ әскәртиду”.
Америка дөләт мәҗлиси әзаси вә һөкүмити қармиқидики “хитай ишлири иҗраийә комитети” ниң рәиси кристофер симит (Chris Smith) му 13-январ Тайландни 48 уйғурни хитайға мәҗбурий қайтурмаслиққа чақирип баянат елан қилип Мундақ дегән:
“тайланд қийнашқа қарши туруш әһдинамиси даирисидики мәҗбурийитини ада қилиши керәк вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқи ишханисини дәрһал мусапирлар билән көрүшүшкә рухсәт бериш керәк. Бу мәзлум кишиләр қийнашқа тапшурулуштин илгири бу мәсилиләрни тайландниң америкада турушлуқ баш әлчиси билән балдуррақ музакирә қилишни үмид қилимән”.
Тайландта он йилдин көп вақиттин буян тутуп турулуватқан бу бир түркүм уйғур әрлириниң тайланд һөкүмити тәрипидин хитайға қайтурулуши мумкинлики һәққидики учурлар тутуп турулуватқан мәзкур уйғурлар вә уларниң аилә әзалирини шуниңдәк паалийәтчиләрни қаттиқ әндишиләндүргән. Уларниң қайтурулған тәқдирдә хорлаш, қийнаш һәтта һаятиға хәтәр йетиш хәвпигә дуч келидиғанлиқини сөзлигән паалийәтчиләр вә тәшкилатларниң мәзкур 48 уйғурни қутқузуп қелиш үчүн дәрһал һәрикәткә өткәнлики мәлум.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда тайландта тутуп турулған уйғурларға изчил көңүл болуп келиватқанлиқи көрситип мундақ деди: “биз тайландтики уйғурларниң мәҗбурий қайтурулуш хәвпини уққандин кейин дәрһал һәрикәттә өтүп, америка ташқи ишлар министирлиқи вә башқа мунасивәтлик шәхсләр билән көрүшүп, улардин тайландтики уйғурларни бу паҗиәдин қутулдуруп қелишини соридуқ. Тайландниң вашингтондики әлчиханисиға телефон қилип хәт йезип наразилиқимизни ипадилидуқ. Бу җүмә күни тайландниң вашингтондики әлчиханисиниң алдида намайиш тәшкилләймиз”.
Биз тайландниң вашингтондики әлчиханиси билән алақилишип тайландта тутуп турулған уйғурларниң әһвалини сориған болсақму улар бизниң елхәтлиримизгә инкас қайтурмиди.
Бирләшмә агентлиқниң хәвәр қилишичә, тайланд парламентиниң бир нәпәр әзаси вә тайланд һөкүмәт даирилиридин икки киши бирләшмә агентлиққа һөкүмәт ичидә уйғурларни хитайға қайтуруш тоғрисида муназириләрниң елип берилғанлиқини, лекин кишиләрниң бу һәқтә техичә һечқандақ рәсмий көрсәтмини көрүп бақмиғанлиқи яки аңлимиғанлиқини ейтқан.
Юқирида тилға елинған кишиләрдин икки нәпири бирләшмә агентлиққа мундақ дегән: “чеградин қоғлап чиқириш һәққидә бесим қилған әмәлдарлар шундақ қилишни таллаштики сәвәб сүпитидә, бу йил тайланд билән хитайниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 50 йиллиқи тошиду, америкада болса икки һәптигә йәтмигән вақит ичидә пирезидентниң өткүнчи дәвригә тәйярлиниши сәвәби билән вашингтонниң бу мәсилигә қарита инкаси аҗиз болиду дәп қарайдиғанлиқини сөзлигән”.
Тайландта тутуп турулуватқан бу уйғурларниң һазирқи әһвалини игиләш үчүн улар билән биваситә алақә қилдуқ. Исмини ашкарилашни халимайдиған бир уйғур өзлириниң һазирқи әһвали тоғрисида тохтилип мундақ деди:
“тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурниң хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпи бәк еғир. Тәһдит вә қорқуш ичидә яшаватимиз. Җүмә күнидин буян ачлиқ елан қилдуқ. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә дөләтләрниң дәрһал арилишип, бизни қутулдуруп қелишни сораймиз”.
2014-Йили хитайдин қачқан 300 дин артуқ уйғур тайланд даирилири тәрипидин малайсия чеграсиға йеқин җайда қолға елинғаниди. 2015-Йили тайланд 109 уйғурни өз ирадисигә хилап һалда мәҗбурий хитайға қайтуруп, хәлқараниң наразилиқини қозғиған. 173 Уйғурдин тәшкилләнгән йәнә бир гуруппа көпинчиси аяллар вә балилар түркийәгә әвәтилгән болуп, 53 уйғур тайланд көчмәнләр тутуп туруш мәркизидә тутуп турулған. Шуниңдин кейин, бәш киши тутуп туруш мәркизидә қаза қилған. Буниң ичидә икки бала бар. Униңдин башқа тайланд даирилири тәрипидин һазирғичә тутуп турулуватқан 48 кишиниң 5 нәпири қечишқа урунғанлиқи сәвәбидин у бәш кишини түрмигә солиғанлиқи мәлум. Бу 5 кишиниң тәқдириниң қандақ болидиғанлиқи ениқ әмәс.